Римлиқларға 14:1—23
14 Етиқатида аҗизлиқлири болған адәмгә яхши муамилә қилиңлар вә униң ички гуманлири бойичә қарар қилмаңлар.
2 Бирси һәрқандақ йемәкликни йейишкә болидиғанлиғиға ишиниду, лекин етиқати аҗиз адәм көктатнила йәйду.
3 Һәммини йәйдиған киши йемәйдиған кишигә үстүн қаримисун, йемәйдиған киши йәйдиғанни әйиплимисун, чүнки Худа уни хурсән қобул қилған.
4 Башқа бирсиниң хизмәткари үстидин һөкүм қилидиған, сән ким? Өз ғоҗайининиң алдида у туруватиду яки жиқиливатиду. Һәм путиға турғузилиду, чүнки Йәһва уни турғузушқа қадир.
5 Бирси мәлум бир күнни йәнә бир күндин муһим дәп санайду, йәнә бирси һәммә күнләрни охшаш дәп қарайду. Һәрким өз пикирлиридә толуқ ишәшлик болсун.
6 Мәлум бир күнни қәдирләйдиған киши Йәһва үчүн уни қәдирләйду. Бир нәрсини йәйдиған киши Йәһваниң разилиғида йәйду, чүнки Худаға шүкүр ейтиду, йемәйдиған киши Йәһваниң разилиғи үчүн йемәйду һәм уму Худаға шүкүр ейтиду.
7 Һечқайсимиз пәқәт өзүмиз үчүн яшимаймиз вә һечқайсимиз пәқәт өзүмиз үчүн өлмәймиз,
8 әгәр яшисақ, Йәһва үчүн яшаймиз һәм әгәр өлсәк, Йәһва үчүн өлимиз. Шуниң үчүн яшисақму яки өлсәкму, биз Йәһваға мәнсүп.
9 Чүнки Мәсиһ өлгәнләрниң һәм тирикләрниң үстидин һөкүмранлиқ қилиш үчүн өлди һәм тирилди.
10 Немишкә сән өз қериндишиңға һөкүм чиқирисән? Яки немә үчүн қериндишиңни тәңситмәйсән? Һәммимиз Рәбниң һөкүм тәхтиниң алдиға баримиз,
11 йезилғинидәк: «Тирик Мән,— дәйду Йәһва.— Мениң алдимда һәрқандақ қәбил тиз пүкиду һәм һәрқандақ тил Худани очуқ етирап қилиду».
12 Шуңа һәрбиримиз Худа алдида өзүмиз үчүн һесават беримиз.
13 Бир-биримизниң үстидин әнди һөкүм чиқармайли, әксичә қериндишимиз алдида путликашаң ташни қоймаслиқни вә у путлишидиған һечнәрсини қилмаслиқни қарар қилайли.
14 Һакимдарим Әйсаниң йолида болғанлиғимдин шуни билимәнки вә ишәнчим камилки, һечнәрсә өзлүгидин һарам әмәстур; лекин әгәр адәм бир нәрсини һарам дәп қариса, у униң үчүн һарамдур.
15 Әгәр тамақ үчүн қериндишиң хапа болса, у чағда сән меһир-муһәббәт йолида иш қилған болмайсән. Қериндишиңни өз тамиғиң билән һалак қилма, Мәсиһ униң үчүн өлгән.
16 Қиливатқан барлиқ яхшилиқлириңларни яман дәп қарилашқа йол қоймаңлар.
17 Худаниң Падишалиғи — бу йемәк-ичмәк әмәс, бәлки муқәддәс роһта болған һәққанийлиқ, хатирҗәмлик вә шатлиқтур.
18 Ким Мәсиһкә шундақ хизмәт қилса, әшу киши Худаға яқиду һәм инсанларниң мақуллишиға сазавәр болиду.
19 Шуниң үчүн, инақлиққа һәм өз ара мустәһкәмлинишкә ярдәмлишидиған нәрсигә интилайли.
20 Йемәклик үчүн Худаниң ишини бузушни тохтат. Әсли һәммә нәрсә һалал, бирақ путликашаңлиққа сәвәп болғанда у киши йесә, униң үчүн бу һалакәтлик.
21 Униңдин көрә қериндишиңни путликашаңлиққа дучар қилғузмай, гөшму йемә вә шарапму ичмәяқ қой.
22 Сениңдики етиқат Худа алдида өзәңгә уйғун болсун. Өзи мақуллиған нәрсидә өзини әйиплимигән киши нәқәдәр бәхитлик!
23 Амма гуманлинип йесә, у әнди әйиплик, чүнки етиқати бойичә йемигән. Етиқаттин болмиған барлиқ нәрсә — гунадур.