Римлиқларға 15:1—33

15  Биз, күчлүкләр, өзүмизни ойлимастин, күчсизләрниң аҗизлиқлирини көтүришимиз керәк.  Һәрбиримиз өз йенимиздикиниң пайдисиға уни мустәһкәмләш үчүн, разилиғини тапайли.  Чүнки Мәсиһму өзини ойлимиған, бирақ йезилғандәк: «Сени һақарәтлигәнләрниң һақарәтлири мениң үстүмгә чүшти».  Авал йезилғанларниң һәммиси Муқәддәс Язмилардин тәссәлли елиш һәм тәқабиллиғимиз түпәйлидин үмүтимиз болуши үчүн, бизниң нәсиһәт қилинишимизға йезилған еди.  Тақабиллиқ вә тәссәлли беридиған Худаниң арқисидин силәрдиму Мәсиһ Әйсада болған ой-пикирләр тәрзи болсун.  Буниң билән силәр бирликтә, бир еғиздин, Худани һәм Һакимдаримиз Әйса Мәсиһниң Атисини мәдһийиләңлар.  Шуңа, Худаниң шан-шәрипигә Мәсиһ силәрни шат-хорам қобул қилғандәк, бир-бириңларни шат-хорам қобул қилиңлар.  Шуни ейтимәнки, Худаниң һәқлигигә гувалиқ беришкә һәм У бурун әҗдатлиримизға бәргән вәдилирини тәстиқләш үчүн, Мәсиһ хәтнә қилинғанларниң хизмәтчиси болди.  Һәм башқиму хәлиқләр Пәрвәрдигарниң рәһим-шәпқәтлигини улуқлиши үчүн: «Шуңлашқа хәлиқләр арисида Сени очуқ етирап қилимән вә Сениң исмиңни саз билән мәдһийиләймән», дәп Муқәддәс Язмиларда йезилған. 10  Йәнә мундақ дәйду: «Хәлиқләр, Униң хәлқи билән биллә шат-хорам болуңлар». 11  Йәнә: «Барлиқ хәлиқләр, Йәһвани мәдһийиләңлар, Уни һәммә қәбилиләр махтисун»,— дәйду. 12  Йәнә Йәшая пәйғәмбәр мундақ дәйду: «Йишайниң йилтизи болиду һәм хәлиқләрни башқуруш үчүн көтүрүлинип чиқиду вә униңға хәлиқләр өз үмүтини артиду». 13  Силәр үмүттә муқәддәс роһниң қудритиниң молчилиғида болушуңлар үчүн, үмүт мәнбәси Худа, силәрни етиқатиңлар арқилиқ толуқ шат-хорамлиқ вә хатирҗәмлик билән толтурғай. 14  Мән өзәмму, қериндашлирим, силәр тоғрисида шу нәрсигә ишинимәнки, силәр изгүлүккә толдиңлар, чүнки толуқ билимгә йәттиңлар һәм бир-бириңларни җемиләләйсиләр. 15  Амма бәзибир мәсилиләр һәққидә, Худа маңа көрсәткән мол меһирлик түпәйлидин әсләткәндәк болуп, силәргә ошуғирақ уттурлуқ билән йезиватимән. 16  Муқәддәс роһ билән хасийәтләнгән һәдийә — башқа хәлиқләр лайиқ болуши үчүн, мән, Мәсиһ Әйсаниң хизмәтчиси, башқа хәлиқләргә Худаниң хушхәвәрлик муқәддәс ишини қиливатимән. 17  Шуниң үчүн Рәббимгә қилған хизмитимгә тәәллуқ мәсиһийдәк хошал болумән. 18  Башқа хәлиқләр итаәтчан болуши сәвәвидин, мән Мәсиһ мениң арқилиқ қилмиған ишларни ейтмаймән. Сөзлирим вә әмәллирим билән, 19  карамәтләр, вә мөҗүзиләрниң күчи билән, муқәддәс роһниң қудрити билән Йерусалимдин башлап Иллирик өлкисигичә йетип, мән Мәсиһ тоғрисидики хуш хәвәрни асаслиқ вәзә қилдим. 20  Униң үстигә мән өзәмгә башқа һулниң үстидә қурмашни, йәни Мәсиһниң исмини билидиған җайларда хуш хәвәрни җакалимашни мәхсәт қилдим, 21  бәлки Язмиларда йезилғинидәк: «Униң һәққидә хәвәрсиз болғанлар — көриду, аңлимиғанлар — чүшиниду». 22  Мана мошуниң үчүн, йениңларға бериш арминим көп қетим әмәлгә ашмиди. 23  Әнди болса, мошу әтрапларда тәгмигән җайлар қалмиғанда һәм нәччә жил бойи силәргә келишни интайин халиғанлиғимдин, 24  Испанияға маңғанда йолда силәр билән көрүшүшимгә һәм азирақ болсиму муамиләмгә хошал болғандин кейин, силәр мени бираз узитип қоюшуңларға наһайити үмүтлинимән. 25  Бирақ һазир мән Йерусалимға муқәддәсләрниң хизмитидә болушқа кетиватимән, 26  чүнки Македонийә вә Ахаяда яшаватқанлар Йерусалимдики муқәддәсләрниң арисидики кәмбәғәллиригә ианә топлап, өз мүлки билән ихтиярий бөлүшти. 27  Раст, улар гәрчә муқәддәсләрниң қәриздарлири болсиму, буни ихтиярий хурсәнликтә қилди. Сәвәви әгәр башқа хәлиқләр уларниң роһий байлиқлиридин һөзүрләнсә, у чағда уларму тәнгә һаҗәтлик нәрсиләр билән уларға хизмәт қилиши керәк. 28  Мән һәммини атқуруп, улар үчүн жиғилғанларни аман-есән йәткүзгәндин кейин, силәрниң өлкилириңлар арқилиқ Испанияға кетимән. 29  Шундақла Мәсиһниң бәрикәтлириниң толуқ өлчими билән силәргә баридиғанлиғимни билимән. 30  Әзизлирим, Һакимдаримиз Әйса Мәсиһ вә муқәддәс роһниң меһир-муһәббити билән силәрдин өтүнүмәнки, Худаға мениң билән мән үчүн дуа қилишта тиришиңлар, 31  мән Йәһудийәдики етиқат қилмиғанлардин қутулай һәм Йерусалимдики хизмитим муқәддәсләргә лайиқ болсун 32  һәм Худа ирадиси бойичә силәргә хурсәнлик билән келип, биргә тәскин тапай. 33  Течлиқ бәргүчи Егимиз һәммиңлар билән биллә болғай. Амин!

Изаһәтләр