Римлиқларға 16:1—27

16  Силәргә Кенхрея җамаитиниң хизмәтчиси, қериндишимиз Фивани тәвсийә қилип тонуштуриватимән,  уни Һакимдарниң йолида жүргән муқәддәсләрни қобул қилғандәк хурсән күтүвелиңлар вә ярдимиңлар һаҗәт болған һәммә нәрсидә ярдәм қилиңлар, чүнки у өзиму көплигәнләргә, уларниң ичидә маңиму һимайә болған еди.  Мәсиһ Әйсаға мениң билән хизмәт қилған қериндашлирим Приска билән Акилаға салам ейтиңлар,  улар җеним үчүн өз бешини хейим-хәтәргә салди вә уларға бир мән әмәс, бәлки һәммә башқа хәлиқләр җамаәтлириму миннәтдар,  шундақла уларниң өйидики җамаәткә салам ейтиңлар. Асиядики* Мәсиһ үчүн дәсләпки мевә — әзиз Епинитқа салам ейтиңлар.  Силәр үчүн көп әҗир сиңдүргән Мәрийәмгә салам ейтиңлар.  Зинданда мән билән биллә ятқан йәһудий бурадәрлирим Андроник вә Юнийға салам ейтқайсиләр. Улар мәндин авал Мәсиһ билән бирликтә болуп, әлчиләргиму тонуш.  Һакимдарим йолида болған әзиз бурадәрим Амплийға мениңдин салам.  Мәсиһтики хизмәтдишимиз Урбанға вә қәдирлигим Стахийға салам йоллаймән. 10  Мәсиһтә мақулланған Апелисқа салам. Аристовулниң аилисидикиләргә салам йәткүзиңлар. 11  Йәһудий қериндишим Һиродийонға салам. Наркисниң Мәсиһ йолида болған өй ичидикилиригә салам. 12  Һакимдарниң хизмитидә тиришип ишләватқан Трифена билән Трифосаға салам. Һакимдарниң хизмитидә көп ишлигән әзиз Персидаға салам. 13  Һакимдар йолида талланған Руфқа вә униң һәм мениң анамға салам ейтиңлар. 14  Асинкрит, Флигонт, Һермис, Патровас, Ермий вә улар билән бурадәрләргә салам. 15  Филолог вә Юлияға, Нирий вә униң сиңлисиға, Олимпан вә уларниң йенидики барлиқ муқәддәсләргә салам ейтиңлар. 16  Бир-бириңларни муқәддәс сөйүш билән қарши елиңлар. Мәсиһниң һәммә җамаәтлири силәргә салам йоллаватиду. 17  Қериндашлар, силәрдин өтүнүмән: силәр үгәнгән тәлиматқа қарши араңларда бөлгүнчиликләрни пәйда қилип, путликашаңлиққа сәвәп туғдуридиғанларни байқап, улардин нери болуңлар. 18  Мундақ кишиләр Һакимдаримиз Мәсиһниң әмәс, бәлки өз қарниниң қуллири. Улар силиқ-сипайә вә хошамәт сөзлири билән саддиларниң қәлбини аздуриду. 19  Силәрниң итаәтчанлиғиңлар һәммиси үчүн рошән болди. Шуңа силәрдин хурсәнмән. Амма, яхшилиққа данишмән һәм яманлиққа қувлуқсиз болушуңларни халаймән. 20  Хатирҗәмлик бәргүчи Худа йеқин арида Шәйтанни аяқ астиңларда йәнчийду. Һакимдаримиз Әйсаниң мол меһирлиги силәргә яр болғай! 21  Хизмәтдишим Тимотий, шундақла йәһудий бурадәрлирим Лукий, Ясон вә Сосипатр силәргә салам йоллаватиду. 22  Бу хәтни йезип бәргән, Һакимдар йолидики мән — Тертий, силәргә салам ейтмақта. 23  Маңа вә пүткүл җамаәткә меһмандостлуқ көрситиватқан Гаийдинму салам. Шәһәр башқурғучиси Ераст вә униң қериндиши Кварттин силәргә салам. 24  *—— 25  Силәрни мустәһкәмләшкә қадир Худаға,— мән йәткүзүватқан хуш хәвәргә мувапиқ вә узун вақит давамида сақлинип кәлгән муқәддәс сирниң аяни бойичә Әйса Мәсиһ һәққидики вәзигә уйғун 26  муқәддәс сир әнди ечилди һәм пәйғәмбәрлик Язмилар арқилиқ мәңгү Худаниң әмри бойичә, барлиқ хәлиқләр арисида етиқат арқилиқ итаәт тарқитиливатқиниға — 27  Пәрвәрдигарға, бирдин-бир Данишмәнгә, Әйса Мәсиһ арқилиқ шан-шәрәп әбәдил-әбәт болғай. Амин!

Изаһәтләр

Һазирқи Түркия территориясидики Рим өлкисиниң нами.
Мт 17:21 қараң.