Римлиқларға 2:1—29

2  Шуңлашқа ким болушуңдин қәтъий нәзәр, һәй инсан, әгәр сән башқа бирсиниң үстидин һөкүм қилидиған болсаң, саңа ақлиниш йоқ. Чүнки башқиниң үстидин қайси ишта һөкүм қилсаң, өзәңни һөкүмгә тартиватисән, чүнки сән өзәңму әшундақла ишларни қиливатисән.  Бизгә мәлумки, Худаниң һәқиқәткә уйғун соти ундақ ишларни қилғанларға қаритилғандур.  Бирақ, һәй адәм, шундақ ишларни қилғанлар үстидин һөкүм чиқирип һәм шундақла шуларға охшаш иш қилип, қандақларчә өзәң Тәңриниң һөкүмидин қачалаймән дәп ойлайсән?  Яки Пәрвәрдигарниң меһриванлиғиниң байлиғини, чидамлиғини һәм мол сәвир-тақитини тәңситмәмсән? Худаниң меһриванлиғи сени товва қилишқа башлайдиғанлиғини йә билмәмсән?  Амма җаһиллиғиңдин вә таш жүрәклигиңдин Униң адил соти аян болудиған ғәзәплик күнигә сән өз бешиңға чүшүдиған ғәзәпни топлаватисән.  Худа һәркимгә униң ишлириға яриша һөкүм қилиду:  яхши ишта тәқабиллиқ билән шан-шәрәп, һөрмәт-еһтирам вә чиримаслиқни издигәнләргә мәңгү һаят әта қилиду,  лекин талаш-тартишқа амрақ һәм һәқиқәткә беқинмай, әксичә һәққанийәтсизликкә беқинғанлар ғәзәп-қәһәргә учрайду.  Яманлиқ қилғучи һәрқандақ адәмниң җениға: алди билән йәһудийға андин грекқа дәрт һәм азап-оқубәт келиду, 10  бирақ яхшилиқ қилидиған һәрқандақ адәмгә: алди билән йәһудийға андин грекқа шан-шәрәп, һөрмәт-еһтирам вә течлиқ-аманлиқ һәдийә қилиниду, 11  сәвәви Худа үзгә қаримайду. 12  Демәк, Тәврат қануни астида болмай, гуна қилғанлар Қанунсиз һалак болиду. Тәврат қануниниң астида гуна қилғанлар болса, Қанун бойичә сораққа тартилиду. 13  Чүнки Қанунни аңлиғанлар Худаниң алдида һәққаний әмәс, бәлки Қанунға әмәл қилғучилар һәққаний дәп елан қилиниду. 14  Һәрдайим Қануни йоқ башқа хәлиқләрниң кишилири тәбиий һалда бу Қанунға мувапиқ ишларни қилса, улар гәрчә Қанунсиз болсиму, өзлири өзлиригә Қанундур. 15  Улар шуни көрситиватидуки, Қанунниң маһийити уларниң қәлблиридә йезилған, шуниңдәк уларниң вижданиму улар билән биллә гувалиқ бериватиду һәм өз ойлирида улар өзлирини яки әйипләйду, яки ақлайду. 16  Бу иш Худа Әйса Мәсиһ арқилиқ, мән җакалаватқан хуш хәвәргә бенаән, инсанларниң мәхпий әмәллирини сотлайдиған күни йүз бериду. 17  Әгәр өзәңни йәһудий дәп санисаң һәм Тәврат қануниға тайинсаң, һәм Худа билән мәғрурлансаң, 18  һәм Униң ирадисини билсәң, һәм Қанун асасида еғизчә тәрбийиләнгәнликтин, жуқури әһмийәтлик нәрсиләрни мақуллисаң, 19  қарғуларни йетәклигүчи, қараңғулуқта болғанларға йоруқлуқ, 20  наданларни түзигүчи, гөдәкләргә тәлим бәргүчи һәм Тәврат қанунидики билим вә һәқиқәтниң асаслириға егә болғучи болсаң,— 21  қандақларчә сән башқиларни үгитип, өзәңни үгәтмәйсән? «Оғрилиқ қилма» дәп вәзә қилип, өзәң оғрилиқ қилисән? 22  «Нека вапалиғини бузма» дәп, өзәң нека вапалиғини бузисән? Бутлардин нәпрәтлинип, өзәң бутханиларни оғрилайсән? 23  Тәврат қануни билән махтинип өзәң шу Қанунға хилаплиқ қилип, Худаға дағ кәлтүрисән? 24  Муқәддәс Язмиларда йезилғинидәк: «Силәр үчүн башқа хәлиқләрниң арисида Рәббимизниң исми күпүрлүккә учримақта». 25  Тәврат қануниға әмәл қилсаң, хәтнә қилинғиниң пайда әкелиду, лекин Қанунға хилаплиқ қилсаң, сениң хәтнәң хәтнисизлик болди. 26  Шуңлашқа хәтнисиз адәм Қанунниң адил тәләплиригә әмәл қилса, униң хәтнисизлиги хәтнилик болуп һесапланмамду? 27   Туғулушидин хәтнисиз, амма Қанунни орунлаватқан киши сени — йезилған қанунлар топлими һәм хәтнилиги барни, амма Тәврат қануниға хилаплиқ қиливатқанни әйипләйду. 28  Чүнки көрүнүши йәһудий болсиму, уни йәһудий дегили болмайду вә сиртқи җисманий хәтниниму һәқиқий хәтнә дегили болмайду. 29  Бирақ ичидә йәһудий болған, шу һәқиқий йәһудийдур, һәм йезилған қанунлар топлими билән әмәс, бәлки роһ билән қәлбидә қилинған хәтнә, шу хәтнидур. Мундақ кишини махташ инсанлардин әмәс, бәлки Рәббимиздин болиду.

Изаһәтләр