Римлиқларға 3:1—31
3 Ундақта, йәһудий болушниң алийлиғи немидә яки хәтнидин қандақ пайда бар?
2 Һәммә җәһәттин булар әһмийәтликтур. Сәвәви һәммидин бурун Худаниң муқәддәс сөзлири йәһудийларға аманәт қилинған.
3 Ундақта иш немидә? Әгәр бәзилири ишәнч көрсәтмигән болсиму, уларниң етиқатсизлиғи Худаниң садиқлиғиниң күчини йоқиталамду?
4 Һәргиз! Амма шу мәлум болсунки, һәтта һәрқандақ адәм ялғанчи болуп чиқсиму, Худа растчилдур. У һәққидә Муқәддәс Язмиларда йезилғинидәк: «Сени әйиплигәндә, Өз сөзлириңдә һәққаний болуп чиқисән һәм ғалибә қазинисән».
5 Амма бизниң һәққанийсизлиғимиз Худаниң һәққанийлиғини рошән қилса, немә дәймиз? Худа ғәзивини төкүватқанда, У адилсизму? (Мән инсанчә сөзләватимән.)
6 Һәргиз! Болмиса, Худа аләмни қандақ сораққа тартиду?
7 Амма әгәр мениң ялғанчилиғимдин Худаниң һәқиқити Униң шан-шәрипигә техиму рошән болса, у чағда немишкә гунакар дәп әйиплинишим керәк?
8 Һәм бизгә төһмәт қиливатқандәк вә бирмунчилири тәкитләватқандәк, биз: «Келиңлар, яхшилиқ чиқиш үчүн, яманлиқ қилайли», дәватиптимиз дәп ейтишқа боламду? Мундақ адәмләрниң җазалиниши адаләтликтур.
9 Әндичу? Биз, йәһудийлар, яхширақ әһвалдиму? Һәргиз! Биз ениқлап билдуқ: һәм йәһудийларму, һәм грекларму — һәммиси гуна илкидә,
10 йезилғинидәк: «Һәққаний киши йоқ, һәтта бириму,
11 чүшәнчиси бар бирму адәм йоқ, Худани издигән бириму йоқтур.
12 Һәммиси йолдин чәтниди, барлиғи яримас болди, яхшилиқ қиливатқан йоқ, һәтта бириму».
13 «Уларниң гекитиги — ечилған қәбир, тилини алдамчилиққа ишлитиду». «Сур иланниң зәһири уларниң ағзида».
14 «Уларниң еғизи қарғишларға һәм зәһәргә толған».
15 «Уларниң путлири қан төкүшкә алдирайду».
16 «Уларниң йоллирида һалакәт вә бәхитсизликләр
17 һәм течлиқниң йолини улар тонумиди».
18 «Көзлиридә Худадин қорқуш йоқтур».
19 Биз шуни билимизки, һәрқандақ еғиз йепилиши һәм барлиқ дуния Тәңриниң җазасиға учриши үчүн, Тәврат қанунида ейтилған сөзләр Қанун астидикиләргә қаритилған.
20 Шуңа, һечким Қанун ишлири бойичә Худаниң алдида һәққаний дәп елан қилинмайду, чүнки Қанун арқилиқ гуна һәққидә тоғра билим берилиду.
21 Бирақ әнди, Қанундин қәтъий нәзәр, Тәврат һәм Пәйғәмбәрләр китаплирида гувалиқ берилгәндәк, Худаниң һәққанийлиғи рошән болди,—
22 һә, етиқати барларниң һәммиси үчүн, чүнки буниңда пәриқ йоқ, Әйса Мәсиһкә болған етиқат арқилиқ Худаниң һәққанийлиғи ечилди.
23 Һәммиси гуна қилди һәм Пәрвәрдигарниң шөһритидин мәһрум болди,
24 лекин Униң соғиси шуниңдики, Униң мол меһирлиги бойичә улар Әйса Мәсиһ бәргән төләмниң азатлиғи арқилиқ һәққанийлар дәп җакалиниду.
25 Худа Өзиниң һәққанийлиғини көрситип, Әйсани униң қениға ишәнчә бағлиғанлар үчүн яраштуруш қурванлиғиға бәрди, чүнки өтмүштә қилинған гуналарни кәчүрүп, Худа чидамлиқ көрсәткән еди.
26 Әйсаға ишәнгәнләрни һәққаний дәп елан қилидиған чағдиму адил болуши үчүн, һазирқи вақитта Өзиниң һәққанийлиғини көрситиватиду.
27 Унда махтинидиған нәрсә қени? Йоқитилди. Қайси қанун билән? Тәврат қануниниң әмәллири биләнму? Яқ, етиқат қануни билән.
28 Бизчә, инсан Қанун әмәлийитидин қәтъий нәзәр, етиқатиға бенаән һәққаний дәп елан қилиниду.
29 Яки У йәһудийларниңла Худасиму? У башқа хәлиқләр кишилириниңму Худаси әмәсму? Һә, башқа хәлиқләр кишилириниңму Худаси.
30 Әгәр Худа һәқиқәтән бир болса, У хәтнә қилинғанларни етиқат асасида, хәтнисизләрни етиқати түпәйли һәққаний дәп елан қилиду.
31 У чағда етиқатимиз билән Қанунни йоққа чиқармаймизму? Һәргиз! Әксичә, Қанунни тәстиқләймиз.