Римлиқларға 4:1—25

4  Әгәр бу шундақ болса, җисманий җәһәттин атимиз Ибраһим тоғрилиқ немә дәймиз?  Әгәр Ибраһим ишлири билән һәққаний дәп җакаланған болса, униң махтинидиған асаси болатти, амма Худаниң алдида әмәс.  Муқәддәс Язмилар немә дәйду? «Ибраһим Йәһваға етиқат бағлиған еди, шуңлашқа у һәққаний дәп тонулған».  Әмгәк қилғучиға берилидиған мааш мол меһирлик болуп һесапланмайду, бәлки борчидәк һесаплиниду.  Бирақ ишлириға таянмай, лекин рәзилни һәққаний дәп елан Қилғучиға ишинидиған, шу өз етиқати түпәйли һәққаний дәп тонулиду.  Давут пәйғәмбәрму ишлиридин қәтъий нәзәр, Худа һәққаний дәп һесаплиған кишини бәхитлик дәп атайду:  «Қанунсизлиқлири кәчүрүлгән һәм гуналири йепилған кишиләр бәхитлик,  Йәһва гунайини дақимайдиған киши нәқәдәр бәхитликтур».  Әнди бу бәхит пәқәт хәтниликләргә тегишликму яки хәтнисизләргиму мәнсүп боламду? Чүнки биз: «Ибраһим етиқати үчүн һәққаний дәп тонулған», дәймизғу. 10  Лекин қандақ әһвалларда у шундақ тонулди? Хәтнә қилинғандиму яки қилинмай турупму? Хәтнә қилинған һалда әмәс, бәлки қилинмиған һалда шундақ тонулған. 11  Һәм у бәлгүни — хәтнини — етиқат асасида һәққанийлиқ тамғисидәк алди, уни хәтнисидин авал, етиқати бар әвлатлири һәққаний дәп тонулуши үчүн һәм барлиқ хәтнисизләрниң атиси болуш үчүн алди 12  һәм хәтнә қилинған әвлатниңму атисидур, йәни хәтнә рәсмини қилғучиларла әмәс, бәлки әҗдадимиз Ибраһимниң етиқат излирини бесип маңғанларниңму атиси болди. 13  Ибраһим вә униң әвлади дунияниң мирасхори болуш вәдисини Тәврат қануни арқилиқ алғини йоқ, бәлки етиқат асасидики һәққанийлиғи арқилиқ. 14  Чүнки әгәр мирасхорлар Қанунға әмәл қилғанлар болса, у чағда етиқат пайдисиз болуп, вәдә бекарға чиқиду. 15  Қанун ғәзәпни туғдуриду, амма Қанун йоқ йәрдә қилмишму йоқ. 16  Демәк, Ибраһимниң етиқатини тутқанларға вәдә мол меһирлик бойичә чоқум берилгән еди, шу җүмлидин пәқәт Қанунда болғанларғила әмәс, бәлки униң барлиқ әвлатлириға. (У һәммимизниң атиси болғачқа, 17  Муқәддәс Язмиларда йезилғинидәк: «Мән сени нурғун хәлиқләрниң атиси қилдим».) Бу Ибраһим ишәнгән, өлгәнләрни тирилдүридиған һәм йоқни бар дәйдиған Худаниң алдида йүз бәргән еди. 18  Шуңлашқа униңға: «Сениң әвладиң мошундақ болиду», дәп ейтилип, нурғун хәлиқләрниң атиси болуши үчүн, гәрчә үмүт үчүн асас болмисиму, у йәнила үмүт түпәйлидин ишәнди. 19  Гәрчә етиқати аҗизланмисиму, униң ойичә, тени өлүктәк һалда турса, чүнки униңға тәхминән 100 яш еди, шундақла аяли Сарәниңму балиятқусини өлүк дәп саниди. 20  Лекин Худадин вәдә елип, у етиқатсизлиқта тәврәнмиди, әксичә Рәббини улуқлап, етиқатини мустәһкәмлиди. 21  Һәм вәдиләнгәнни орунлалайдиғанлиғиға толуқ ишәнчлик болди. 22  Шуниң билән, «мошу нәрсә үчүн у һәққаний дәп тонулди». 23  Амма «у һәққаний дәп тонулди», дегән сөзләр униң үчүнла йезилмиди, 24  бәлки тонулидиғанлар, биз үчүнму, йезилди, чүнки Һакимдаримиз Әйсани өлүмдин тирилдүргән Худаға бизму етиқат бағлидуқ. 25  Мәсиһ натоғра ишлиримиз үчүн пида қилинип, биз һәққаний дәп елан қилинишимиз үчүн, тирилдүрүлди.

Изаһәтләр