Римлиқларға 5:1—21
5 Әнди болса, етиқатимизға бенаән һәққаний дәп елан қилинған екәнмиз, Һакимдаримиз Әйса Мәсиһ арқилиқ Худа билән инақлиқта болайли.
2 Әйса арқилиқ шундақла мол меһирликкә йол ечилди, униңда һәм Худаниң шан-шәрипигә болған үмүтимиздә шат-хорам болайли.
3 Һәм униңдила әмәс, бәлки азапларда тәқабиллиқ туғулудиғинини билгәч, азап-оқубәтләрдиму шундақла шатлинайли.
4 Тақабиллиқ өз новитидә, мақуллашни, мақуллаш үмүтни елип келиду,
5 үмүт болса, көңүлниң совушиға елип кәлмәйду, чүнки бизгә берилгән муқәддәс роһ арқилиқ Рәббимизниң меһир-муһәббити қәлбимизгә қуйулди.
6 Мәсиһ, биз аҗиз болғинимизда, бәлгүләнгән вақитта рәзил адәмләр үчүн өлгән еди.
7 Һәққаний адәм үчүн бирсиниң өлүши мүмкин әмәс нәрсә, бирақ һиммәтлик адәм үчүн бирси өзини пида болушқа җүръәт қилиши мүмкин.
8 Худа болса Өз меһир-муһәббитини бизгә шундақ көрсәттики, техи гунакар чеғимизда, Мәсиһ биз үчүн өлди.
9 Шуңлашқа, әнди униң қениға бенаән һәққанийлар дәп атилип, униң арқилиқ ғәзәптин техиму қутулимиз.
10 Әгәр дүшмән болуп турғач, Худа Оғлиниң өлүми арқилиқ Униң билән яришивалған болсақ, әнди яришивелип, Оғлиниң һаяти билән техиму қутқузилимиз.
11 Амма бу техи һәммиси әмәс: биз шундақла яришивелишни елип, Һакимдаримиз Әйса Мәсиһ арқилиқ Худада шатлинимиз.
12 Шуңлашқа гуна бир адәм арқилиқ һәм гуна арқилиқ өлүм дунияға кирди һәм шундақларчә, өлүм барлиқ адәмләргә өтти, чүнки һәммиси гуна қилған болди...
13 Гуна дунияда техи Тәврат қанунидин бурун болған, лекин Қанун болмиса, гуна әйип болуп һесапланмайду.
14 Шундақтиму, Адәм атидин Муса пәйғәмбәрниң дәвригичә өлүм, һәтта Адәмниң қилмишиға охшаш қилмиш қилмиғанларниң үстидин һөкүмранлиқ қилди. Адәм ата келидиған Мәсиһкә баравәр еди.
15 Һалбуки, қилмишниң иши һәдийәгә охшимайду. Әгәр бир адәмниң қилмиши үчүн көплири өлгән болса, Худаниң мол меһирлиги һәм Униң һәдийәси, у мол меһирлик билән бир адәм, йәни Әйса Мәсиһ васитиси арқилиқ берилгәнди, көплиригә һечнәрсә билән селиштуралмайдиған пайдини елип кәлди.
16 Һәм гуна қилғанниң нәтиҗисигә охшимайду, чүнки бир қилмиш үчүн һөкүм — җаза болса, һәдийә — көплигән қилмишларға қаримай,— һәққаний дәп елан қилиштур.
17 Әгәр бир адәмниң қилмиши үчүн, өлүм униң арқилиқ һөкүмранлиқ қилған болса, мол меһирликниң баяшәтчилигини вә һәққанийлиқниң һәдийәсини еливатқан кишиләр бирсигә, йәни Әйса Мәсиһкә бенаән, һаятлиқта техиму һөкүмранлиқ қилиду.
18 Шуңа, бир қетимлиқ қилмиш үчүн һәрқандақ хәлиқләрниң кишилиригә җаза чиқирилғандәк, шундақла ақлинишқа елип кәлгән бир һәрикәткә бола, һәрқандақ кишиләр һаятлиқ үчүн һәққаний дәп җакалиниду.
19 Һәм бир инсанниң итаәтсизлиги нурғунлирини гунакар қилғинидәк, бир инсанниң итаәтчанлиғи нурғунлирини һәққаний қилиду.
20 Тәврат қануни кейинәрәк қилмишларниң көпийиши үчүн берилгән еди. Лекин гуна көп болған җайда, мол меһирлик техиму көпийиду.
21 Немә үчүн? Гуна өлүм арқилиқ һөкүм сүргәнгә охшаш, шундақла Һакимдаримиз Әйса Мәсиһкә түпәйли мол меһирлик һәққанийлиқ арқилиқ мәңгү һаятқа һөкүмранлиқ қилиду.