Римлиқларға 6:1—23

6  Ундақта, немә дәймиз? Мол меһирлик яки инайәт баяшәт болуши үчүн, гунада қалимизму?  Яқ, һәргиз! Биз гуна үчүн өлдуқ — қандақму униңда яшаверимиз?  Яки бизниң, Әйса Мәсиһкә чөмдүрүлгәнләрниң, униң өлүмигә чөмдүрүлгәнлигимизни билмәмсиләр?  Шуңлашқа биз, униң өлүмигә чөмдүрүш арқилиқ, униң билән дәпин қилиндуқ, Мәсиһ Атисиниң шөһрити арқилиқ өлгәнләрдин тирилгинидәк, бизму йеңи һаятта яшишимиз лазим.  Әгәр биз униң өлүмидә охшашлиқ билән бирләшсәк, шүбһисиз, униң тирилишидиму охшашлиқ билән бирлишимиз,  чүнки шуни билимизки: бизниң гунакар тенимиз үстимиздин һакимийәт қилмиши вә гунаниң қули болмишимиз үчүн, кона шәхсимиз Мәсиһ билән түврүккә миқланди.  Сәвәви өлгән киши гунадин азат қилиниду.  Әгәр Мәсиһ билән биллә өлгән болсақ, ишинимизки, униң билән биллә һәм яшаймиз.  Биз шуни билимизки, Мәсиһ өлүмдин тирилип болған, башқа өлмәйду вә өлүм әнди униң үстидин һөкүмранлиқ қилалмайду. 10  Қурванлиқ өлүми билән у бир қетим һәм мәнгүгә гунани рәт қилди, яшаватқан һаяти билән Худа үчүн яшаватиду. 11  Силәрму өзәңларни гуна үчүн өлгән, амма Мәсиһ Әйсаға түпәйли Худа үчүн тирик дәп һесаплаңлар. 12  Шуңлашқа хаһишлиригә беқинмаслиқ үчүн, өлүдиған тениңларда гунаға һөкүмранлиқ қилишқа йол қоймаңлар. 13  Һәққанийсизлиқниң қурали қилип, өз әзалириңларни гунаға тутуп бәрмәңлар, әксичә өлүмдин тирилдүрүлгәнләрдәк, әзалириңларни Пәрвәрдигарға һәққанийлиқ қурали қилип беғишлаңлар. 14  Гуна силәрниң үстүңлардин һөкүмранлиқ қилмаслиғи керәк, чүнки силәр Тәврат қануниниң астида әмәс, бәлки Худаниң мол меһирлигиниң һакимийити астида. 15  Ундақта немә? Қанунниң астида әмәс, Худаниң мол меһирлиги астида болғанлиғимиз үчүн, гуна қиливәрсәк боламду? Яқ, һәргиз! 16  Өзәңларни кимгә беқиниш үчүн қуллуққа бәрсәңлар, шуниң қули силәр, чунки униңға беқинисиләр. Яки өлүмгә апиридиған гунаниң қуллири, яки һәққанийлиққа апиридиған итаәтчанлиқниң қуллири екәнлигиңларни билмәмсиләр? 17  Лекин Худаға шүкүр, гәрчә гунаниң қуллири болған болсаңларму, бирақ силәр берилгән тәлиматқа чин дилиңлардин итаәт қилдиңлар. 18  Һә, гунадин қутулуп, силәр һәққанийлиқниң қуллири болдуңлар. 19  Мән тениңларниң аҗизлиғини билип, инсанларға чүшинишлик сөзләр билән ейтиватимән: әзалириңларни напаклиққа һәм қилмиш үчүн қанунсизлиққа қуллардәк тутуп бәргиниңлардәк, шундақла әнди әзалириңларни муқәддәслик үчүн һәққанийлиқ қуллиғиға бериңлар. 20  Сәвәви силәр гунаниң қуллири болған вақтиңларда, һәққанийлиқтин азаттиңлар. 21  Шу чағда мевәңлар қандақ еди? Һазир иза тартидиған ишлардур. Уларниң ахири — өлүм. 22  Бирақ һазир силәр гунадин әркин қилинип, Худаниң қуллири болғанда, мевәңлар — муқәддәслик һәм нәтиҗәңлар — мәңгү өмүр. 23  Чүнки гунаниң төлими — өлүм, Худаниң һәдийәси — Һакимдаримиз Мәсиһ Әйсаға бенаән мәнгү һаяттур.

Изаһәтләр