Римлиқларға 7:1—25
7 Яки силәр қериндашлар, (мән Тәврат қанунини билгәнләргә дәватимән) Қанунниң инсан пәқәт һаят вақтидила үстидин һөкүмранлиқ қилидиғинини билмәмсиләр?
2 Мәсилән, ери бар аял, ери һаят болған вақтидила, қанун бойичә еригә бағлиниду. Лекин ери өлүп кәтсә, у ериниң қанунидин азат қилиниду.
3 Шуниң үчүн, әгәр у ери һаят вақтида башқа әрниң аяли болса, зинахор дәп атилиду. Амма ери өлүп кәтсә, у ериниң қанунидин әркин болиду һәм башқа әргә тәгсә, зинахор болмайду.
4 Худди шуниңдәк, қериндашлирим, силәрму башқисиға — өлүмдин тирилгән Әйсаға мәнсүп болуш һәм Худаға мевә әкелишкә Мәсиһниң тени арқилиқ Тәврат кануни үчүн өлдүңлар.
5 Биз тәнниң илкидә яшиғинимизда, Қанун ойғитидиған әзалиримиздики шәһваний һәвәслиримиз өлүмгә елип баридиған мевини әкеләтти.
6 Лекин, бизни мәккәм тутуп турған йезилған қанунлар топлими бойичә кона Қанунға қул болмаслиғимиз үчүн, бәлки йеңи мәнада — роһ бойичә қул болуш үчүн, әнди биз Қанундин әркин болдуқ.
7 Ундақта немә дәймиз? Тәврат қануни — гунаму? Һәргиз! Қанун болмиған болса, мән гунаниң немә екәнлигини билмәттим. Мәсилән, Қанун «башқисиниңкини халима», демигән болса, башқисиниңкини халаш гуна екәнлигини билмигән болаттим.
8 Лекин гуна әмир арқилиқ дәвәт қилинип, мениңда һәрхил һәвәсләрни қозғиди, чүнки Қанунсиз гуна өлүк еди.
9 Әсли Тәврат қанунсиз бир чағларда мән тирик едим. Амма әмир пәйда болғанда, гуна тирилди, һә, мән болсам өлдүм.
10 Шуниң билән, һаятқа башлайдиған әмир өлүмгә әкелидиғинини көрдүм.
11 Гуна әмир арқилиқ қутрап, мени өзигә мәптун қилип, һалакәткә елип кәлди.
12 Шуңа Қанун муқәддәс һәм әмирму муқәддәс, һәққаний вә меһривандур.
13 Ундақта, яхши нәрсә мениң үчүн өлүм болдиму? Һәргиз! Бирақ гуна яхши нәрсә арқилиқ маңа өлүм әкелишини һәм әмир арқилиқ гуна техиму гуналиқ болушини көрүш үчүн, гуна өлүм болди.
14 Тәврат қануниниң роһий екәнлигини билимиз, һә мән болсам, җисманий тәндә тәвә болуп, гунаға сетилған едим.
15 Немә қиливатқинимни билмәймән. Халиғинимни қилмаймән, өч көргинимни болса, шуни қилимән.
16 Әгәр халимиғинимни қилсам, Қанунниң яхши екәнлигини иқрар қилимән.
17 Лекин әнди буни мән қилмаймән, бәлки ичимдә моҗут болған гуна қиливатиду.
18 Ичимдә, йәни мениң тенимдә, яхшилиқ моҗут әмәслигини билимән, чүнки яхши нийитим бар болсиму, уни қилмаймән.
19 Өзәм халиған яхшилиқни қилмай, әксичә халимиған яманлиқни қайта-қайта қиливатимән.
20 Әгәр халимиған нәрсини қилсам, буни қиливатқан мән әмәс, бәлки ичимдә яшаватқан гунадур.
21 Демәк, мениң мисалимда мундақ бир қанунни көрүватимән: тоғра нәрсини қилмақчи болғинимда, мениңда яманлиқ ашкарилиниду.
22 Ички адимим бойичә Худа қанунидин бәһирлинимән,
23 бирақ әзалиримда әқлимниң қануниға қарши чиқидиған башқа қанунни көримән. Бу қанун мени әзалиримда моҗут болған гуна қануниниң мәһбуси қилиду.
24 Немә дегән бәхитсиз адәммән! Ким мени мошу өлүватқан тәндин қутулдуриду?
25 Һакимдаримиз Әйса Мәсиһ арқилиқ Худаға шүкүр! Раст, әқлим билән мән Худа қануниниң қули, лекин теним билән гуна қануниниң қулимән.