Римлиқларға 8:1—39
8 Шу сәвәптин, Мәсиһ Әйса билән бирликтә болғанларға җаза йоқ.
2 Роһниң қануни Мәсиһ Әйса билән бирликтә һаятлиқ берип, сени гуна вә өлүм қанунидин азат қилди.
3 Адәмниң гунакар тәбиитидин Қанун аҗиз болуп, әмәлгә ашуралмиғинини Пәрвәрдигар Өзи қилди. У гунани йоқ қилиш үчүн, Өз Оғлини гунакар тәндики адәмгә охшитип әвәтти һәм шундақ қилип, тәндики гунани җазалиди,
4 буниң билән, Қанунниң һәққаний тәливи биздә, тәнниң һәвәслиригә әгәшмәй, бәлки роһ бойичә яшиғанларда орунланди.
5 Тән һәвәслиридә яшаватқанлар ойлири билән тәнгә хас нәрсиләргә, роһ бойичә яшаватқанлар болса, ойлири билән роһий нәрсиләргә интилиду.
6 Тәнгә хас ой-пикирләр өлүмни, роһий ой-пикирләр һаятлиқни һәм течлиқни билдүриду,
7 тәнгә хас ой-пикирләр Худа билән дүшмәнлишишни билдүриду, чүнки тән Худа қануниға бойсунмайду һәм әсла униңға бойсунуши мүмкин әмәс.
8 Шундақ қилип, тән һәвәслиридә яшаватқанлар, Рәббимизниң мақуллишиға еришәлмәйду.
9 Амма силәр, әгәр Худа роһи һәқиқәтән ичиңларда яшиса, тәнгә аит әмәс, бәлки роһқа аит яшаватисиләр. Лекин кимдә Мәсиһ роһи болмиса, у униңға мәнсүп әмәс.
10 Әгәр Мәсиһ силәр билән бирликтә болса, у чағда тән гуна сәвәвидин өлүк, роһ болса һәққанийлиққа түпәйли һаятлиқтур.
11 Әгәр Әйсани өлүмдин Тирилдүргүчиниң роһи силәрдә яшиса, Мәсиһ Әйсани өлүмдин Тирилдүргүчи қәлбиңларда яшаватқан роһи арқилиқ силәрниңму өлүк тениңларни тирилдүриду.
12 Шуниң үчүн, қериндашлар, биздә вәзипә ятмақта, бирақ тән һәвәслири бойичә яшаш үчүн тәнниң алдида әмәс,
13 чүнки тән буйруғи бойичә яшисаңлар, чоқум өлүсиләр, лекин тәнниң ишлирини роһ билән өлтүрсәңлар, у чағда яшайсиләр.
14 Худаниң муқәддәс роһи билән йетәклиниватқанлар — Худаниң оғуллири.
15 Силәр яңливаштин қорқунуч әкелидиған қуллуқниң роһини әмәс, бәлки оғуллуққа қобул қилиш роһини алдиңлар һәм мошу роһ билән: «Абба, Атам!»— дәп чақиримиз.
16 Мошу роһниң өзи бизниң роһумиз билән биллә Худаниң балилири екәнлигимизгә гувалиқ бериватиду.
17 Әгәр биз балилири болсақ, мирасхорлириму болумиз — Худа мирасхорлири. Әгәр Мәсиһ билән шан-шәрәпкә йетишимиз үчүн, униң билән биллә азап чәксәк, Әйса билән мирасдаш болумиз.
18 Шуңа мән ойлаймәнки, кәлгүсидә биздә аян болудиған шан-шәрәпкә селиштурғанда, һазирқи тартиватқан азап-оқубәтләр һечнәрсә әмәс.
19 Пүткүл яратма Худа оғуллириниң очуқ рошән қилинишини қизғин үмүт билән күтмәктә.
20 Чүнки яратма пай-петәкликкә өз ирадиси бойичә әмәс, бәлки уни Беқиндурғучи арқилиқ беқинди, амма униң үмүти бар:
21 яратма өзиму чириклишиш қуллуғидин қутулуп, Худаниң пәрзәнтлириниң шәрәплик әркинлигигә чиқиду.
22 Шуни билимизки, пүткүл яратма бүгүнгичә товлап, азаплиниватиду.
23 Шундақла бизму, дәсләпки мевиләр, йәни муқәддәс роһни алғучилар, дилимизда товлап, төләм арқилиқ тәнлиримиздин азатлинишни, беқивелинишимизни интизарлиқ билән күтмәктимиз.
24 Биз бу үмүттә қутқузулдуқ, лекин көрүнгән үмүт үмүт әмәс, чүнки адәм бир нәрсини көрсә, у униңға үмүт қиламду?
25 Бирақ көрүнмигән нәрсигә үмүт қилсақ, уни бәрдашлиқ билән күтимиз.
26 Шуниңдәкла, роһму бизни аҗизлиқлиримизда қоллап-қувәтләйду, чүнки керәк вақтида немә тоғрисида дуа қилишни билмәймиз, лекин роһ өзи биз үчүн ейтилмиған товлашлиримиз билән биллә васитичилиқ қилиду.
27 Амма жүрәкләрни Тәкшүргүчи роһниң немини көздә тутуватқинини билиду, чүнки роһ муқәддәсләр үчүн Худаниң ирадисиға мувапиқ васитичилиқ қилиду.
28 Тәңримиз Өз ишлирини шундақ қилидуки, уларниң барлиғи Униң нийити бойичә чақирилғанларниң — Худани сөйүдиғанларниң бәхтигә һәмкарлишишини биз билимиз.
29 Сәвәви Өз Оғли нурғунлиған қериндашларниң арисида тунҗа болуши үчүн, авал етирап қилғанларни У шундақла Өз Оғлиға охшаш болушини алдин-ала бәлгүлигән.
30 Һәмдә Худа алдин-ала бәлгүлигәнләрни чақирди, чақирғанларни болса, һәққаний дәп елан қилди. Ахирида, кимни һәққаний дәп елан қилса, шуларни һәм улуқлиди.
31 Буниңға немә дәймиз? Әгәр Худа биз тәрәп болса, кимму бизгә қарши болиду?
32 Өз Оғлиниму айимай, һәммимиз үчүн беривәткән, униң билән башқа һәммә нәрсини һәдийә қилмасму?
33 Ким Худаниң таллиғанлириға қарши әйип қоялисун? Худа Өзи уларни һәққаний дәп елан қиливатиду.
34 Ким һөкүм қилалисун? Мәсиһ Әйса өлүп кәткән, тоғрисини ейтқанда, өлүмдин тирилгән Худаниң оң тәрипидә олтирип, биз үчүн васитичилиқ қилмақта.
35 Ким бизни Мәсиһниң меһир-муһәббитидин айриветиду? Дәрт-әләмләрму, яки азап-оқубәтләрму, яки тәқипләрму, яки ачарчилиқму, яки ялиңачлиқму, яки хәтәрликләрму, яки қиличму?
36 Муқәддәс Язмиларда ейтилғинидәк: «Сениң үчүн бизни күн бойи өлүмгә мәһкүм қиливатиду, союлушқа тәйярланған қойлардәк һесаплаватиду».
37 Бирақ биз һәммә нәрсидә, бизни сөйгүчигә бенаән, ғалибийәт қазиниватимиз.
38 Қәтъий ишинимәнки, йә өлүм, йә һаятлиқ, йә пәриштиләр, йә һөкүмәтләр, йә һазирқилар, йә кәлгүсидикиләр, йә күчләр,
39 йә егизлик, йә чоңқурлуқ, йә қандақту-бир башқа яратма бизни Һакимдаримиз Мәсиһ Әйсада болған Худайимизниң меһир-муһәббитидин айриветәлмәйду.