Римлиқларға 9:1—33

9  Мән Мәсиһниң избасаридәк һәқиқәтни ейтиватимән, алдимайватимән, чүнки вижданим муқәддәс роһниң илкидә мениң билән биллә гувалиқ бериватидуки,  қәлбимдә зор қайғу һәм түгимәс дәрдим бар.  Мән өзәм мениң қериндашлирим, қандаш туққанлирим, үчүн Мәсиһтин мәһрум қилинишимни вә ләнәткә учришимни халиған болар едим.  Улар исраиллиқлар. Уларда пәрзәнт болуш һоқуқи һәм шан-шәрәп, һәм келишимләр, уларға Тәврат қануни берилгән, һәм муқәддәс хизмәт вә вәдиләр,  уларда һәм әҗдатлар вә улардин Мәсиһ чиққан. Һәмминиң үстидин турған Худа әбәдий-әбәт мубарәк болсун. Амин!  Бирақ Худа сөзи орунланмиди дәп ейтишқа болмайду. Сәвәви, Исраилдин чиққанларниң һәммиси һәқиқий «Исраил» болуп һесапланмайду.  Ибраһимниң әвлатлири болсиму, һәммисила униң пәрзәнтлири әмәс, лекин Муқәддәс Язмиларда: «Саңа вәдиләнгән “әвлат” Исһақтин төрилиду», дейилгән.  Демәк, җисманий җәһәттин төрәлгән балилар Худаниң пәрзәнтлири боливәрмәйду, бәлки вәдә арқилиқ төрәлгәнләр әвлат болуп һесаплиниду,  вәдә болса мундақ еди: «Мошу вақитта келимән вә Сарәниң оғли болиду». 10  Пәқәт бу вақиттила әмәс, бәлки шундақла Рәбәкә атимиз Исһақтин қошгезәккә һамилдар болғандиму, вәдә йүз бәргәнди. 11  Худаниң нийити таллашта буниңдин кейинму ишларға әмәс, бәлки Чақирғучиға бағлиқ болуши үчүн, балилар туғулуп, яхши яки яман иш қилишидин авал 12  Рәбәкәгә мундақ ейтилған: «Чоңи кичигиниң қули болиду». 13  Муқәддәс Язмиларда йезилғандәк: «Мән Яқупни сөйдүм, Әсавни болса өч көрүп қалдим». 14  Ундақта, немә дәймиз? Худада адаләтсизлик барму? Һәргиз! 15  Мана немини У Мусаға дәватиду: «Кимгә рәһимлик қилғум кәлсә, шуниңға рәһимлик болумән, кимгә ич ағритқум кәлсә, шуниңға ич ағритимән». 16  Демәк, бу халиғучиға яки интилғучиға әмәс, бәлки рәһимлик Худаға бағлиқтур. 17  Мана, Муқәддәс Язмиларда пирәвн һәққидә: «Сениң үстүңдин күчүмни көрситиш һәм Мениң исмим пүткүл йәр-җаһанға җакалиниши үчүн, Мән сениң тирик қелишиңға йол қойдум», дейилиду. 18  Демәк, Худа халиғиниға рәһим қилиду һәм халиғинини җаһил қилиду. 19  Әнди сән маңа: «Немишкә у чағда Худа әйипләйду, чүнки ким Униң ениқ көрситилгән ирадисигә қарши туралайду?»— дәйсән. 20  Һәй инсан, Худа билән тәңтакаллишидиған сән ким? Буюм өзини ясиғучиға: «Мени немә үчүн мундақ ясидиң?»— дәләләмду? 21  Хумданчиниң бир калләк лайдин бирсини есил қача, йәнә бирсини аддий қача ясаш һоқуқи йоқму? 22  Әгәр Худа гәрчә ғәзивини көрситишни вә күч-қудритини билдүрүшни халисиму, һалак қилишқа тәйяр қилинған ғәзәп қачилирини узақ сәвирлик билән сақлиди, 23  шундақ қилип, У Өз шан-шәрипиниң байлиқлирини, алдин шәрәпкә тәйярлап қойған рәһимлик қачиларда, 24  йәни биздә, пәқәт йәһудийлардинла әмәс, бәлки башқа хәлиқләрдинму чақирғанларда көрсәтмәкчи болса — у чағда немә? 25  Худа Һошия пәйғәмбәр арқилиқ ейтқинидәк: «Хәлқим демигәнни “хәлқим” һәм сөймигәнни “сөйүмлүгүм” дәймән 26  вә йәнә уларға: “Силәр мениң хәлқим әмәс” дейилгән җайда, улар “Тирик Худаниң оғуллири” дәп атилиду». 27  Йәшая пәйғәмбәрму Исраил тоғрилиқ: «Һәтта Исраил оғуллириниң сани деңиз қумидәк болсиму, пәқәт аз қисмила қутқузулиду. 28  Йәһва йәрдә яшиғучиларни үзүл-кесил һәм кечиктүрмәй җавапқа тартиду»,— деди. 29  Һәм Йәшая авал ейтқинидәк: «Әгәр қошунларниң сәрдари Йәһва бизгә нәсилни қалдурмиған болса, биз Садом вә Гамора шәһәрлиридәк йоқап кетәттуқ». 30  Немә дәймиз? Башқа хәлиқләрниң адәмлири һәққанийлиққа интилмай, етиқаттин чиқидиған һәққанийлиққа йәтти. 31  Исраил болса, һәққанийлиқ Қануниға интилип, бу Қанунниң мәхситигә йетәлмиди. 32  Немә үчүн? Чүнки етиқат билән әмәс, ишлар билән интилди. Улар «путликашаң ташқа» путлашти. 33  Бу Муқәддәс Язмиларда йезилғинидәк: «Мана, Мән Сионда путликашаң таш һәм жиқитидиған қорам таш қойдум, лекин ким өз етиқатини униңға асаслиса, үмүтсиз қалмайду».

Изаһәтләр