Рут 1:1—22

1  Һакимлар башқурған күнләрдә йәрдә ачарчилиқ болди. Шу вақитта Йәһуданиң Бәйтләһәм шәһиридин бир киши аяли вә икки оғли билән Моаб етизлиқлирида яшашқа барди.  Бу кишиниң исми Елимеләк, аялиниң исми Наоми еди, икки оғлиниң исимлири Махлон һәм Килйон. Улар Йәһудиядики Бәйтләһәмдин ефратилиқлар болған еди. Улар Моаб етизлиқлириға җайлишип, шу йәрдә яшиди.  Наоминиң йолдиши Елимеләк вапат болуп, у икки оғли билән қалди.  Улар өзлиригә моаблиқлардин хотун алди. Уларниң бирсиниң исми Орпа, йәнә бирсиниң Рут еди. Улар шу зиминда 10 жилчә турди.  Лекин шуниңдин кейин Наоминиң икки оғли Махлон билән Килйон өлүп кәтти. Шундақ қилип, бу аял йолдишидин вә пәрзәнтлиридин кейин йеганә қалди.  У келинлири билән орнидин қозғилип, Моаб түзләңлиридин қайтишқа бәл бағлиди. Сәвәви, у Йәһваниң Өз хәлқини зиярәт қилип, уларға нан бәргәнлиги һәққидә аңлиди.  У яшиған җайидин чиқти вә униң билән униң келинлири. Улар Йәһуда йеригә қайтидиған йолда келиватқанда,  Наоми икки келинигә мундақ сөзләрни ейтти: «Һәрқайсиңлар анилириңларниң өйигә қайтиңлар. Йәһва силәргә, силәр маңа вә өлгәнләргә қилған яхшилиқлириңларға мунасип, рәһим көрсәткәй.  Йәһва шундақ бәрикәтлисунки, һәрқайсиңлар ериңларниң өйидә макан тепиңлар». Амма улар қаттиқ жиғлишип кәтти. 10  Улар: «Яқ, биз сиз билән сизниң хәлқиңизгә баримиз»,— дейишти. 11  Наоми җававән: «Қизлирим, қайтип кетиңлар. Силәр немигә мениң билән барисиләр? Мәндә силәргә келәчәктә әр болидиған, қосуғимда йәнә туғудиған оғуллирим барму? 12  Қайтиңлар, қизлирим, өйлириңларға, чүнки мән әргә тегишкә қерип кәттим. Әгәр мән силәргә: “Техи үмүт бар, һәтта мән мошу түндә әр билән болуп, андин оғулларни туққан болсам, 13  у чағдиму улар чоң болғичә силәр күтәттиңларму? Силәргә күтүп, әргә тәгмәс мүмкинму? Яқ, қизлирим, мән силәр тоғрилиқ интайин қайғуриватимән, чүнки Йәһваниң қоли мени урди”»,— деди. 14  Улар йәнә үн қетип зар жиғлашти. Шуниң билән Орпа қейнаниси билән хошлишип кәтти. Рут болса униң йенида қалди. 15  Шунда Наоми Рутқа: «Мана, тул қалған келиниң өз хәлқиғә вә өз худалириға қайтип кәтти. Сәнму келиниң кәйнидин қайтқин»,— дәп тәклип қилди. 16  Лекин Рут мундақ җавап бәрди: «Мени сизни ташлашқа һәм сиздин кетишкә мәҗбурлимаң. Амма сиз қәйәргә барсиңиз, мәнму шу йәргә баримән, сиз қәйәрдә яшисиңиз, мәнму шу йәрдә яшаймән. Сизниң хәлқиңиз мениң хәлқим болиду һәм сизниң Илаһиңиз мениң Илаһим болиду! 17  Сиз өлгән йәрдә мәнму өлүмән вә дәпин қилинимән. Йәһва маңа уни вә буни қилсун һәм уни вә буни қошсун, әгәр өлүмдин башқа бирнәрсә мени сиздин айриса!» 18  Наоми униң мошундақ қаттиқ турғинини көрүп, уни қайтип кетишкә мәҗбурлимиди. 19  Улар иккилиси меңип, ахири Бәйтләһәмгә кәлди. Улар Бәйтләһәмгә кәлгәндә, пүткүл шәһәр улардин дүр кәтти вә улар: «Бу Наомиму?»— дейишти. 20  У болса уларға: «Мени әнди Наоми демәңлар, мени Мара дәңлар, чүнки Һәммигә Қадирдин маңа бүйүк қайғу кәлди. 21  Мән бу җайдин йетәрлик чиққан едим, һазир болса Йәһва мени қуруқ қол қайтурди. Йәһва мени қахшитип вә Һәммигә Қадир маңа бәхитсизлик әвәткәндә, немишкә мени Наоми дейиш керәк?»— деди. 22  Шундақ қилип, Наоми Моаб етизлиқлиридин қайтип вә униң билән моаблиқ келини Рут Бәйтләһәмгә арпа омисиниң бешида кәлди.

Изаһәтләр