Рут 3:1—18
3 Наоми, Рутниң қейинаниси, униңға мундақ сөзләрни қилди: «Қизим, мән саңа сениң бәхтиң үчүн макан-җай издәватимән.
2 Мана, сән ишчилири билән болған Боаз бизниң туққинимиз. Бүгүн мошу кечиси у хаманда арпа соруйду.
3 Жуюнғин, сүрмиләрни сүргин, чирайлиқ кийимлириңни кийип, хаманға барғин. Бирақ у йәп-ичип болғичә униң көзигә көрүнмә.
4 У ятқан җайини биливелип, келип, униң айиғи тәрипини ечип, шу йәргә ятқин. У саңа немә қилишни ейтиду».
5 Рут униңға җававән: «Сиз маңа җекилигән һәммә нәрсини қилимән»,— деди.
6 У хаманға берип, униңға қейинаниси буйриғандәк, барлиқ нәрсини қилди.
7 Боаз йәп-ичип, көңлини хуш қилип, дан жиғилған җайға берип ятти. Рут аста келип, униң айиғи тәрипидики йепинчини ечип ятти.
8 Түн йеримида Боаз охинип, пути тәрипидә ятқан аялни көрүп, чөчүп кәтти.
9 Шуниң билән Боаз: «Ким сән?»— дәп сориди. Рут болса: «Мән Рут, сизниң қулиңиз. Өз қулиңизни қанитиңиз астиға елиңа, чүнки сиз туққанғу»,— деди.
10 Боаз җававән: «Сән қизим, Йәһвадин бәрикәтләнгәнсән! Сениң ахирқи бу яхши ишиң авалқидинму әвзәлирәк, чүнки сән яш әрләрни, бай яки гадайни, издимидиң.
11 Демәкчи, қизим, қорқма, мән сән ейтқан барлиқ нәрсиләрни қилимән. Сәвәви, хәлқимниң барлиқ дәрвазилирида сениң лайиқ аял екәнлигиңни билиду.
12 Гәрчә мениң туққан екәнлигим раст болсиму, бирақ мениңдинму йеқинирақ туққан бар.
13 Бүгүн мошу йәрдә қонғин, әтә болса шу киши туққанниң пәрзини өтәшкә қайил болса, яхши. Әгәр у сени туққан пәрзи бойичә қобул қилмиса, мән қобул қилимән. Йәһва тириктур! Мән, чоқум, сени төләп алимән. Әтигәнгичә ухлиғин»,— деди.
14 Шуниң билән Рут униң айиғи астида әтигәнгичә ухлиди, амма бирси башқисини тонувалмайдиған пәйттә туруп, кетип қалди. Боазму: «Һечким аял кишиниң хаманға кәлгинини билмисун»,— деди.
15 Андин униңға: «Йепинчаңни тутқин»,— дәп тәклип қилди. У тутти вә Боаз униңға алтә өлчәм арпини селип, мүрисигә артип бәрди. Өзи болса шәһәргә йол тутти.
16 Рут қейинанисиниң қешиға кәлди. У униңдин: «Қизим, иш қандақ?»— дәп сориди. Рут униңға ушбу кишиниң немә ейтқанлиғини йәткүзди.
17 Шундақла: «Мону алтә өлчәм арпини у маңа берип: “Қейинанаңға қуруқ қол қайтма”,— дәп ейтти, деди».
18 Наоми униңға: «Қизим, теч олтарғин бу иш аяқлашқичә. Сәвәви, у киши бу ишни бүгүн пүтәрмигичә хатирҗәм болмайду»,— деди.