Рут 4:1—22
4 Боаз шәһәр дәрвазилири алдиға чиқип, шу йәрдә олтарди. Қариса, йенидин өзи ейтқан туққини өтмәктә. У униң қешиға келип олтиришни тәклип қилди. Әву киши келип олтарди.
2 Боаз шәһәрниң ақсақаллиридин 10 кишини тәклип қилип: «Мәрһәмәт, мону җайда олтириңлар»,— деди. Улар олтарди.
3 Шуниң билән у төләм һоқуқи бар туққиниға: «Моаб етизлиридин қайтип кәлгән Наоми бурадәримиз Елимеләкниң етизиниң бир кисмини сатмақта.
4 Мән сениң қулиғиңға монуни демәкчи: “Мошу йәрдә олтарған хәлқимниң ақсақаллири вә башқилар алдида сән бу етизлиқни сетивал. Әгәр туққан вәзиписини өзәңгә алсаң, алғин, әгәр алмисаң, мән буни билидиған болумән. Сәвәви, сениңдин вә сениңдин кейин мениңдин башқа вәзипә орунлайдиған туққан йоқтур”»,— дәп ушбу сөзләрни қилди. Туққини җававән: «Мән сетивалимән»,— деди.
5 Боаз шунда: «Әгәр сән Наомидин етизни сетивалсаң, у чағда өлгәнниң рәпиқиси моаблиқ Руттинму йолдишиниң исмини несивидә сақлап қелиш үчүн, етизни сетивалисән»,— дәп агаһландурди.
6 Шу чағда әву туққини: «Мән өзәмгә бу мәҗбурийәтни, өзәмниң мирасимни жүтирип қалмаслиқ үчүн, қобул қилалмаймән. Унда сән бу мәҗбурийәтни қобул қилғин, чүнки мән өзәмгә алалмаймән»,— деди.
7 Авал, қедимда, Исраилда туққан һоқуқиға киргәндә яки бир нәрсини алмаштурғанда бу ишниң тәкитлиниши үчүн, мундақ иш тутатти. Бири бир өтүгини йешип йәнә бирсигә берәтти һәм бу һәрикәт Исраилда бу ишниң испати болатти.
8 Әву туққини Боазға: «Өзәңгә сетивал»,— дәп, өтүгини йешип бәрди.
9 Шунда Боаз ақсақалларға һәм пүткүл хәлиқкә: «Мана, бүгүн силәр мениң Наомидин Елимеләк, Килйон вә Махлонниң барлиқ мүлкини сетивалғинимниң гувачилири болуңлар.
10 Шуниңдәкла Махлонниң аяли моаблиқ Рутниму йолдишиниң исмини униң мирасида қалдуруш үчүн вә өлгәнниң исми бурадәрлири арисида, униң вәтинидә, қелиши үчүн хотунлуққа алимән. Буниңға силәр бүгүн гувачи болуватисиләр»,— дәп елан қилди.
11 Шу вақитта дәрвазиларниң қешида болған барлиқ хәлиқ вә ақсақаллар: «Биз гувачи болумиз. Йәһва өйүңгә қиргән аялни Раһил билән Лиядәк қилсун, улар иккилиси Исраилниң өйини тикләп бәргәнди. Шуниң билән Ефратада байлиқ топла вә исмиң Бәйтләһәмдә мәдһийиләнсун!
12 Мошу яш аялдин Йәһва саңа бәргән әвладиң, Йәһудаға Тамар туғуп бәргән Паресниң өйидәк, өй болсун!»— дәп тилиди.
13 Боаз Рутни елип, у униң аяли болди. Боаз униңға киргәндә Йәһва уни һамилдар қилип , Рут оғул туғди.
14 Шунда аяллар Наомиға:«Йәһваниң исми бәрикәтләнсун, чүнки У сени төләм бәргүчисиз қалдурмиди! Балиниң исми Исраилда шан-шәрәплик болсун!
15 У саңа қериғиниңда хошаллиқ вә баққучиң болиду, чүнки уни саңа сени сөйүдиған, сениң үчүн йәттә оғулдин артуқ келиниң туғуп бәрди»,— дәп махтиди.
16 Наоми бу балини бағриға бесип бақти вә униңға көйүмчан мома болди.
17 Хошнилири униңға исим берип: «Наоминиң оғли туғулди»,— дәп, Обид атиди. У Давутниң дадиси Йишайниң атиси болмақта.
18 Мана, Паресниң әвлади: Парес Есромни тапти.
19 Есром Арамни, Арам Аминадабни тапти.
20 Аминадаб Наһшунни, Наһшун Салмунни тапти.
21 Салмун Боазни, Боаз Обидни тапти.
22 Обид Йишайни, Йишай Давутни дунияға әкәлди.