Салоникилиқларға 1-хәт 1:1—10

1  Паул, Силуан һәм Тимотийдин — Худа Атимиз вә Һакимдаримиз Әйса Мәсиһ билән бирликтә болуватқан салоникилиқлар җамаитигә салам. Силәргә мол меһирлик һәм течлиқ болсун.  Һәрқетим дуалиримизда барлиғиңларни әскә елип, Худаға миннәтдарлиғимизни билдүримиз,  чүнки биз һәрдайим силәрниң Рәббимиз һәм Атимизниң алдида Һакимдаримиз Әйса Мәсиһкә болған үмүтниң арқисидин көрситиватқан етиқат паалийитиңларни, меһир-муһәббәт вә тәқабил әмгигиңларни әсләймиз.  Худа сөйгән қериндашлар, У силәрни таллиғинини билимиз,  чүнки биз силәргә хуш хәвәрни вәзә қилғанда, у сөздила болған әмәс, бәлки күчтә, муқәддәс роһта һәм мустәһкәм етиқатта көрүнди. Силәр өзәңларму шуни билисиләрки, биз силәр үчүн, силәрниң пайдаңлар үчүн, өзүмизни қандақ туттуқ.  Силәр сөзни қийинчилиқларниң көплигигә қаримай муқәддәс роһниң хошаллиғи билән қобул қилип, бизгә һәм Һакимдаримизға тәқлит қилишни башлидиңлар,  шундақ қилип, силәр Македонийәдики һәм Ахаядики барлиқ етиқатдашлар үчүн үлгә болдиңлар.  Силәрдин Йәһваниң сөзи пәқәт Македонийә вә Ахаядила әмәс, бәлки Худаға болған етиқатиңлар һәрқандақ җайда тарқалди, шуңа бизгә бир нәрсә дейишниң һаҗити йоқ.  Улар өзлирила, биз дәсләп силәргә кәлгәнлигимизни вә силәр тирик һәм һәқиқий Илаһниң қуллири болуш үчүн, өз бутлириңлардин баш тартип, Худаға қайтқанлиғиңларни ейтиватиду. 10  Һәм асмандин Униң тирилдүргән Оғлини, бизни кәлгүси ғәзәптин қутқузидиған Әйсани күтүватқанлиғиңларни ейтип жүриду.

Изаһәтләр