Салоникилиқларға 1-хәт 2:1—20

2  Силәр өзәңлар билисиләрғу, қериндашлар, бизниң силәргә келишимиз бекар болмиди.  Авал Филипида азап тартип вә мәсхирә қилинип (силәр уни билисиләр), биз Худайимизниң ярдими билән Рәбниң хуш хәвирини силәргә зор күрәштә җүръәтлик ейтишқа ериштуқ.  Бизниң җемилишимиз адашқанлиқтин яки напаклиқтин, ялғанчилиқ қошулғандин әмәс —  бу Худа, бизни синап, хуш хәвәрни вәзә қилидиғанға лайиқ дәп һесаплиғини вә биз уни адәмләргә йеқиш үчүн әмәс, бәлки жүрәклиримизни синаватқан Худаға йеқиш үчүн ейтиватимиз.  Һәқиқәтән, биз һечқачан хошамәт сөзләр билән (силәр билисиләр) яки йошурун тамагәрлик билән кәлмидуқ — Худа гувачидур!  Гәрчә Мәсиһниң әлчилиридәк силәргә чоң хираҗәт еғирчилиғини селиш һоқуқимиз болсиму, амма йә силәрдин, йә башқа бирсидин аброй издимидуқ.  Әксичә, биз балилирини әркилитип емитиватқан анидәк, силәрни силап-сийпидуқ.  Силәргә назук туйғуларни һис қилип, биз пәқәт Пәрвәрдигарниң хуш хәвиринила әмәс, амма җанлиримизниму беришкә хурсән болдуқ, чүнки силәрни сөйгән едуқ.  Әлвәттә, қериндашлар, есиңлардиду бизниң әмгигимиз вә һалсизлинишимиз. Һечқайсиңларни чоң хираҗәткә салмаслиқ үчүн, биз кечә-күндүз ишләп, силәргә Худаниң хуш хәвирини вәзә қилдуқ. 10  Биз қанчилик садиқ, һәққаний һәм әйипсиз силәр, етиқатчилар, үчүн болғанлиғимизға гувачилар — силәр вә Худадур! 11  Шуңлашқа силәр яхши билисиләрки, ата балилирини җемилигәндәк, биз һәрқайсиңларға нәсиһәт, тәсәлли вә гувалиқ бәрдуқ. 12  Сәвәви силәрму келәчәктә Өз Падишалиғиға һәм шан-шөһритигә чақириватқан Худаға лайиқ иш қилиңлар. 13  Һемишәм Пәрвәрдигарға шуниң үчүн тәшәккур ейтимизки, биздин Рәббимизниң сөзини аңлап, силәр уни инсаний сөздәк әмәс, бәлки әсли Худа сөзидәк қобул қилдиңлар һәм у силәрдә, етиқатчиларда, һәрикәт қиливатмақта. 14  Чүнки силәр, қериндашлар, Йәһудийәдики Мәсиһ Әйса билән бирликтә болуватқан Худаниң җамаәтлиригә охшаш болдуңлар, сәвәви улар йәһудийларниң қолидин азап чәккәндәк, силәрму вәтәндашлириңларниң қолидин азап тартишқа башлидиңлар. 15  Йәһудийлар һәтта Һакимдаримиз Әйсани һәм пәйғәмбәрләрни өлтүргән, һәм бизни қоғлиған. Улар Худаға яқидиған иш қилмайду вә һәммә адәмләрниң мәнпийитидә болған нәрсигә қарши чиқмақта: 16  башқа хәлиқләр кишилириниң қутқузулушиға әкелидиған вәзилиримизгә кашила қилишқа тиришип, улар гуналириниң өлчимини толтуруватиду. Бирақ Униң ғәзиви ахири уларға кәлди. 17  Биз болсақ, қериндашлар, қисқа вақит силәрсиз қалсақму, амма силәрниң жүрәклириңлар биз билән болди һәм зор иштияқ билән силәрни көрүшкә техиму интилдуқ. 18  Шуниң үчүн биз — ениғирағи мән, Паул,— бир һәм икки қетим силәргә келишкә халисақму, Шәйтан йолимизни тосиди. 19  Чүнки һазирлиниш вақтида Һакимдаримиз Әйсаниң алдида қандақ үмүт яки хошаллиқ, яки шат-хорамлиқ таҗиси бар биздә — бу силәр әмәсму? 20  Дәрһәқиқәт, силәр бизниң шан-шөһритимиз һәм шат-хорамлиғимиз!

Изаһәтләр