Салоникилиқларға 1-хәт 3:1—13
3 Шуниң үчүн, күчимиз яр бәрмигәчкә, биз Афинада ялғуз қалғинимиз яхши дәп қамлаштуқ
2 вә бурадәримиз һәм Худаниң Мәсиһ һәққидики хуш хәвәрниң хизмәтчиси Тимотийни етиқатиңлар үчүн тәсәлли берип, силәрни мустәһкәмләш үчүн әвәттуқ.
3 Һечким бу дәрт-һәсрәтләрдә тәврәнмисун, чүнки силәр өзәңләрму буларниң бизгә бәлгүләнгәнлигини билисиләр.
4 Шундақла биз силәр билән биллә болғанда, дәрт-һәсрәтләрни баштин кәчүрүдиғанлиғимиз тоғрисида ейтқан едуқ. Өзәңлар билгәндәк, бу әмәлгә ашти.
5 Шуңлашқа буни көтирәлмәй, Вәсвәсчи силәрни аздурувәттиму дәп қорқуп һәм әмгигимиз бекар болмиғандиму дәп мән силәрниң садиқлиғиңларни билиш үчүн, уни әвәттим.
6 Мана һазирла бизгә силәрдин Тимотий кәлди вә бизгә силәрниң садақәтлигиңлар һәм меһир-муһәббитиңлар вә силәр бизни интайин көрүшкә интилип (бизму силәрдәк), һәрқачан яхши сөз билән әслишиңлар һәққидә изгү хәвәр елип кәлди.
7 Вә силәр, қериндашлар, һәммә бизниң муһтаҗлиримизда вә дәртлиримиздә өз садиқлиғиңлар билән тәсәлли болдиңлар,
8 чүнки биз силәрниң Рәббимиз йолида мәккәм туруватқиниңларни билип, тирикмиз.
9 Худайимизниң алдида бәргән хошаллиғиңлар үчүн, нәқәдәр разилиғимизни силәр үчүн биз Униңға изһар қилалаймиз?
10 Биз кечә-күндүз әҗайип қизғинлиқ билән силәрни көрүш һәм етиқатиңларда йетишмәйдиғанни толтуруш үчүн, ялвурушларни йоллаватимиз.
11 Әнди Худа Атимиз Өзи вә Һакимдаримиз Әйса йолимизни удул силәргә қаратсун.
12 Һакимдаримиз силәргә өсүм бәрсүн, һә, меһир-муһәббәттә мол болушқа, бир-бириңларға һәм һәммисигә — бизниң силәргә болғандәк, шундақ меһир-муһәббәтни.
13 Тәңримиз һәм Атимизниң алдида Һакимдаримиз Әйса Мәсиһниң барлиқ муқәддәслири билән һазирлинидиған вақтида қәлблириңлар мустәһкәмләнсун һәм муқәддәсликтә әйипсиз болсун.