Салоникилиқларға 1-хәт 5:1—28
5 Вақитларға һәм муддәтләргә тегишлик болса, қериндашлар, бу тоғрилиқ силәргә йезишниң һаҗити йоқ.
2 Силәр өзәңларму шуни яхши билисиләрки, Йәһваниң күни оғри кечидә кәлгәндәк, дәл шундақ келиду.
3 Қачан: «Течлиқ вә бехәтәрлик!»— дәватқинида, шу вақитта уларға, худди һамилдар аялниң толғиғи туюқсиз башланғинидәк, туюқсиз һалакәт келиду. Һәм улар һәргиз қутулалмайду.
4 Лекин, қериндашлар, у күн силәрни оғрилардәк тутувалмаслиғи үчүн, силәр қараңғулуқта әмәс,
5 чүнки силәр һәммиңлар — йоруқлуқниң оғуллири вә күндүзниң пәрзәнтлиридур. Биз йә түнгә, йә қараңғулуққа мәнсүп әмәсмиз.
6 Шуңа қалғанлиридәк ухлимайли, амма һошияр болуп, сәгәкликни сақлайли.
7 Ухлаватқанлар, адәттә, кечидә ухлайду вә ичидиғанлар, адәттә, кечидә мәс болиду.
8 Бирақ биз, күндүзгә мәнсүпләр, сәгәкликни сақлайли вә етиқат һәм меһир-муһәббәт савутини тақап, қутқузулушқа болған үмүтни дубулғидәк кийәйли,
9 чүнки Рәббимиз бизни ғәзәпкә әмәс, бәлки Һакимдаримиз Әйса Мәсиһ арқилиқ қутқузушни елиш үчүн бәлгүлиди.
10 Биз һошиярму яки ухлаватимизму — Мәсиһ билән биллә яшашқа, у биз үчүн өлди.
11 Шуңлашқа қиливатқиниңлардәк, бир-бириңларға тәсәлли бериңлар вә бир-бириңларни мустәһкәмләңлар.
12 Силәрдин, қериндашлар, өтүнүмизки, ким силәрдә тиришип хизмәттә болғанни, Һакимдаримиз йолида рәһбәрлик қилғанни, силәргә нәсиһәт бәргәнни һөрмәтләңлар,
13 уларға әң чоңқур иззәт һәм ишиға меһир-муһәббәт көрситиңлар. Бир-бириңлар билән инақлиқта болуңлар.
14 Қериндашлар, биз силәргә ялвурумизки, тәртипни бузудиғанларни җемиләңлар, ғәмкин җанларни бәзләңлар, аҗизларға яр-йөләк болуңлар, барлиғиға узақ сәвирлик көрситиңлар.
15 Қараңлар, һечким һечкимгә яманлиққа яманлиқ қайтурмисун, әксичә, һәрдайим бир-бириңларға һәм барлиқ қалғанларға яхшилиқ қилишқа интилиңлар.
16 Дайим шатлиниңлар.
17 Үзлүксиз дуа қилиңлар.
18 Һәммә нәрсә үчүн шүкүр ейтиңлар. Чүнки силәргә мунасивәтлик Худаниң ирадиси Әйса Мәсиһ арқилиқ шундақтур.
19 Роһниң ялқунини өчәрмәңлар.
20 Бәшарәтлик сөзләрни көзгә илмайдиған болмаңлар.
21 Һәммә нәрсигә көз йәткүзүңлар, яхшисини мәһкәм тутуңлар.
22 Һәрхил яманлиқлардин өзәңларни тартиңлар.
23 Течлиқниң Пәрвәрдигари Өзи силәрни пүтүнләй муқәддәслисун. Һәммә җәһәттин силәрниң сағлам роһиңлар, җениңлар һәм тениңлар Һакимдаримиз Әйса Мәсиһниң һазирлиниш вақтида әйипсиз болсун.
24 Силәрни Чақирғучи садақәтлик, У буни қилиду.
25 Қериндашлар, биз үчүн кәлгүсидиму дуа қилиңлар.
26 Барлиқ қериндашларни муқәддәс сөйүш билән қарши елиңлар.
27 Мошу хәтни һәммә қериндашларға оқуп бериш җиддий мәҗбурийитини Рәббимиз алдида силәргә жүкләймән.
28 Бизниң Һакимдар Әйса Мәсиһниң инайити силәр билән болсун.