Салоникилиқларға 2-хәт 3:1—18
3 Ахирида, қериндашлар, Йәһваниң сөзи силәрдикидәк, чапсан йейилип мәдһийилиниши үчүн, биз һәққидә дуа қилиңлар,
2 һәммисидила етиқат болмиғанлиғидин, хәтәр һәм явуз адәмләрдин бизниң қутулушимизни сораңлар.
3 Амма Һакимдаримиз садиқ һәм у силәрни мустәһкәмләп, Явуздин сақлайду.
4 Силәргә кәлсәк, биз Һакимдар йолида ишәшликки, силәр биз буйруғанларни қилдиңлар һәм келәчәктиму қилисиләр.
5 Һакимдаримиз кәлгүсидиму силәрниң жүрәклириңларни Худаға болған меһир-муһәббәттә һәм Мәсиһ үчүн тәқабиллиқта утуқлуқ йетәклисун.
6 Қериндашлар, Һакимдаримиз Әйса Мәсиһниң намидин силәргә интизамни бузуватқан вә биздин алған әнъәниләргә* риайә қилмайватқан һәрқандақ бурадәрдин өзәңларни нери тутушуңларни буйруймиз.
7 Силәр өзәңларму бизгә қандақ тәқлит қилишни билисиләр, чүнки биз силәрдә интизамни бузудиғанлардәк болмидуқ,
8 һечкимниң ненини бекарға йемидуқ. Әксичә, араңлардики һечкимгә көп хираҗәт билән еғирчилиқ салмаслиқ үчүн, кечә-күндүз әмгәктә һәм җапада болдуқ.
9 Һоқуқимизниң йоқлиғидин әмәс, бәлки силәрниң бизни доришиңлар үчүн, өзүмизни үлгә қилдуқ.
10 Биз техи силәр билән болған чағда мундақ буйруған едуқ: «Әгәр ким ишлигүси кәлмисә, у йемисун».
11 Биз араңларда бәзиләрниң тәртипни бузуп, һеч ишлимәй, пәқәт башқиларниң ишлириға чепилип жүридиғанлиғини аңлаватимиз.
12 Шундақларға уларниң тинич ишләп, өз әмгиги билән тапқинини йәп яшиши үчүн, Һакимдар Әйса Мәсиһ йолида нәсиһәт қилимиз һәм буйруймиз.
13 Силәр болсаңлар, қериндашлар, дурус иш тутуп, һармаңлар.
14 Әгәр кимду-бирси ушбу хетимиздики сөзләргә итаәт қилмайватқан болса, униң уюлуши үчүн, униң билән мунасивәтни үзүп, көз астиға елиңлар.
15 Бирақ уни дүшмән көрмәй, қериндаш сүпитидә нәсиһәт қилиңлар.
16 Хатирҗәмликниң Һакимдари өзи силәргә барлиқ нәрсидә хатирҗәмлик бәрсун. Һакимдар һәммиңлар билән биллә болғай.
17 Мана, мәнки Паулдин өз қолум билән язған салимим, у һәрбир хетимдә бәлгү болуп, хизмәт қилиду — мән шундақ язимән.
18 Һакимдаримиз Әйса Мәсиһниң мол меһри һәммиңларға яр болсун.
Изаһәтләр
^ Яки «нәсиһәтләргә».