Самуилниң 1-язмиси 11:1—15

11  Аммонлуқ Нахаш келип, Гилиаттики Ябешниң қешида қараргаһи билән җайлашти. Ябешниң барлиқ турғунлири Нахашқа: «Биз билән келишим түзгин, биз болсақ саңа пухра болимиз»,— дәп тәклип қилишти.  Аммонлуқ Нахаш җававән: «Мән силәр билән пәқәт мундақ шәрт асасида келишим түзимән: һәммиңларниң оң қөзиңни чоқуветимән, шундақ қилип, барлиқ Исраилниң абройини төкимән»,— деди.  Ябешниң ақсақаллири униңға: «Бизгә йәттә күн вақит бәргин. Биз барлиқ Исраил тәвәлиригә әлчиләрни әвәтимиз. Бәлким, бизгә ярдәмгә келидиған бирси болуп қалар, әксичә, биз алдиңға чиқимиз»,— деди.  Шуниң билән әлчиләр Саулниң Гиба шәһиригә келип, мошу сөзләрни хәлиққә йәткүзди. Барлиқ хәлиқ үн селип, жиғлишип кәтти.  Шу арида Саул етиздин буқилирини һайдап кәлгәнди. У: «Хәлиқ билән немә болди? Немишкә у жиғлаватиду?»— дәп сориди. Ябешниң турғунлири униңға һәммини чүшәндурди.  Бу сөзләрни аңлиғанда, Худаниң роһи Саулға чүшүп, униң ғәзиви қайниди.  У икки буқини елип, уларни парчилап, әлчиләр арқилиқ барлиқ Исраил чәклиригә әвәтти. Шундақла у мундақ әмир қилди: «Ким Саул билән Самуилниң кәйнидин маңмиса, униң буқилири билән мошундақ иш қилиниду!» Шуниң билән хәлиққә Йәһваниң қорқунучи яғди вә һәммиси бир адәмдәк чиқти.  Саул уларни Бәзәқтә көздин кәчүрди һәм Исраил оғуллиридин 300 000 киши вә Йәһудадин 30 000 киши чиқипту.  Шу чағда кәлгән әлчиләргә у: «Гилиаттики Ябешниң турғунлириға мундақ дәңлар: “Әтә күн қизиғанда силәр қутқузулисиләр”»,— дәп тапшурди. Әлчиләр қайтип, Ябешниң турғунлириға буни елан қилип, уларни хошал қиливәтти. 10  Ябеш турғунлири аммонлуқларға: «Әтә силәргә чиқимиз һәм немә қилимиз десәңлар, шуңи қилиңлар»,— дейишти. 11  Әтиси Саул хәлиқни үч топқа бөлүп, сәһәрдә оттурисида турди. Улар аммонлуқларни күн қизиғичә мәғлуп қилди. Қалғанлири болса қечип кетип, улардин иккиси бир болған һечким қалмиди. 12  Шу вақитта хәлиқ Самуилға:«“Саул үстимиздин падиша болаламду?”— дегәнләрни бизгә бериңлар, биз уларни уҗуқтуримиз»,—дейишти. 13  Бирақ Саул уларға: «Бүгүн һечкимни өлтурмәс керәк, чүнки ушбу күни Йәһва Исраилниң арисида қутулдурушни бәрди»,— дәп җавап қилди. 14  Шуниң билән Самуил хәлиққә: «Келиңлар, Гилгалға берип, падишалиқ һакимийәтни тәстиқләйли!»— деди. 15  Андин пүткүл хәлиқ Гилгалға берип, шу йәрдә Йәһваниң алдида Саулни падиша қилди. Андин шүкүр қурбанлиқларни Йәһваға әкелип, барлиқ Исраил кишилири һәм Саул бәк хошал болушуп шатланди.

Изаһәтләр