Самуилниң 1-язмиси 12:1—25

12  Самуил пүткүл Исраилға:«Мана, мән силәрниң сөзүңларни һәммә нәрсидә тиңшидим һәм үстүңлардин падишани қоюп бәрдим.  Шундақ қилип, падиша алдиңларда жүрмәктә. Мән болсам қерип, чачлирим ақарди, мана, мениң балилирим силәр билән. Мән алдиңларда өсмүр вақтимдин башлап һазирғичә жүрдүм.  Мана мән, Йәһваниң һәм Униң майланған хизмәтчиси алдида маңа гувалиқ қилиңлар. Мән бириңлардин буқа яки ешәк алдимму? Яки бириңларни рәнҗитип, бесим қөрсәттимму? Яки бириңлардин пара елип, униң ишиға қөзүмни жумдимму? Шундақ болса, мән һәммини қайтурушқа тәйяр»,—деди.  Улар җававән: «Сән бизни рәнҗитмидиң вә һечқайсимизға бесим көрсәтмидиң һәм һечқайсимиздин һечнәрсә алмидиң»,— дейишти.  Шунда Самуил уларға: «Мәзкүр күндә силәр мениңда һечнәрсә тапалмиғанлириңларда Гувачи Йәһва вә гувачи Униң майлаңған хизмәтчиси»,— деди. Хәлиқ буниңға қошулуп: «Гувачи»,— деди.  Самуил йәнә мундақ ейтти: «У Муса билән Һарунни тикләп, атилириңларни Мисир йеридин ачиққан Йәһва — Гувачимдур.  Демәкчи, алдимда туруңлар, мән силәр билән Йәһваниң алдида сотлишимән. Мән силәргә Йәһваниң силәр вә әҗдатлириңлар үчүн қилған яхшилиқлири һәққидә ейтип беримән.  Яқуп Мисирға кәлгәндә вә атилириңлар Йәһваға пәрият қилғанда, Йәһва Муса билән Һарунни әвәтип, улар әҗдатлириңларни Мисирдин ачиқип, мошу йәрдә җайлаштурди.  Лекин улар Худайи Йәһвани унтуп қалди. У уларни Хазор сәрдари Сисараниң, филистийәликләрниң вә Моаб падишасиниң қолиға селип бәрди. Булар силәр билән урушқан еди. 10  Улар Йәһваға жиғлап мураҗиәт қилғанда: “Биз гуна қилдуқ, чүнки Йәһвани ташлап, Бааллар билән Ашторәтләргә хизмәт қилдуқ. Әнди болса, бизни дүшмәнлиримиз қолидин қутулдурғина һәм биз Саңа хизмәт қилимиз”,—деди. 11  Шу чағда Йәһва Йәрубаал, Бедан, Йиптаһ вә Самуилни әвәтип, силәрни қоршавалған дүшмәнлириңлар қолидин бошатти. Шуниң билән силәр ховуп-хәтәрсиз яшидиңлар. 12  Амма Аммон падишаси Нахашниң силәргә қарши чиққанлиғини көрүп, силәр маңа: “Яқ, падиша бизниң үстимиздин һөкүмранлиқ қилсун”,— дейиштиңлар, гәрчә Йәһва Худайиңлар силәрниң Падишайиңлар болған болсиму. 13  Шундақ қилип, мана, силәр сориған падишайиңлар, уни силәргә Йәһва қоюп бәрди. 14  Әгәр силәр Йәһвадин қорқуп, Униңға хизмәт қилип, Униң авазиға беқинип, Йәһваниң әмирлиригә қарши чиқмисаңлар вә Пәрвәрдигариңлар Йәһваниң кәйнидин жүрсәңлар, силәр өзәңларға вә һөкүмранлиқ қилидиған падишайиңларға яхши болиду. 15  Әгәр Йәһваниң авазиға беқинмисаңлар вә Йәһваниң әмирлиригә қарши чиқсаңлар, унда Йәһваниң қоли атилириңларда болғандәк силәрдиму болиду. 16  Әнди туруп, Йәһваниң силәрниң көз алдиңларда қилидиған зор бир ишини көрүңлар! 17  Һазир буғдай омиси вақти әмәсму? Лекин мән Йәһваға мураҗиәт қилимән һәм У гүлдүрмома билән ямғурни бериду. Шуниң билән силәр өзәңларға падишани сорап, Йәһваниң алдида қанчилик зор зулум қилғанлиғиңларни билисиләр». 18  Андин Самуил Йәһвани чақирди, шуниң билән ушбу күни Йәһва гүлдүрмома билән ямғурни бәрди. Барлиқ хәлиқ Йәһвадин һәм Самуилдин интайин қорқуп кәтти. 19  Пүткүл хәлиқ Самуилға ялвуруп: «Қуллириң һәққидә Худайиң Йәһваға, биз өлүп кәтмәслигимиз үчүн, илтиҗа қилғина, чүнки бар гуналиримизға өзимизгә падишани соравелип, йәнә бир гуна қоштуқ»,— дейишти. 20  Самуил хәлиққә җавап берип: «Қорқмаңлар! Гәрчә силәр бу яманлиқни өткүзгән болсаңларму, Йәһвадин чәтнимәңлар. Йәһваға пүтүн жүригиңлардин хизмәт қилиңлар. 21  Чәтнәп, әрзимәйдиған илаһларниң кәйнидин кәтмәңлар, чүнки улар силәрни қутулдуралмайду, улар һечнәрсә әмәстур! 22  Йәһва Өз хәлқини Өзиниң улуқ исми түпәйли ташлимайду. Сәвәви, Йәһва силәрни Өз хәлқи қилишқа илтипат көрсәтти. 23  Мәнму силәр тоғрисида дуа қилишни тохтитип, бу гунани Йәһваниң алдида қилмаймән. Әксичә, силәргә яхши һәм тоғра йолни көрситишни давамлаштуримән. 24  Пәқәт Йәһвадин әтийәт қилип, Униңға һәқиқәттә пүтүн жүригиңлардин хизмәт қилиңлар. Чүнки көрүп турусиләрки, У силәр үчүн қанчилик көп нәрсини қилди. 25  Амма әгәр явузлуқни қилишни давамлаштурсаңлар, силәрму вә падишайиңларму һалак болисиләр»,— дәп агаһландурди.

Изаһәтләр