Самуилниң 1-язмиси 13:1—23

13  Саул падишалиқ тәхтидә олтарғиниға толуқ бир жил, Исраилниң үстидин һөкүмранлиқ қилғиниға иккинчи жил маңған еди.  Саул өзигә исраиллиқлардин 3000 кишини таллиди, уларниң 2000ни униң билән Микмаста вә Бәйтәл теғида, 1000ни Йонатан билән Бениаминниң Гибасида болди. Қалған хәлиқни Саул һәрқайсини өз чедирлириға қоюп бәрди.  Йонатан Гибада болған филистийәликләрниң күзәт әскирини қиривәтти, буни филистийәликләр аңлиди. Саул болса пүткүл йәргә карнәй челишни буйруп: «Еврейлар аңлисун!»— деди.  Пүткүл Исраил Саулниң филистийәлик күзәт әскирини қиривәткәнлигини вә Исраилниң улар үчүн нәпрәтлик болғанлиғини аңлап, хәлиқ Саулниң қешиға Гилгалда жиғилди.  Филистийәликләр Исраилға қарши урушқа чиқти, 30 000 җәң һарву вә 6000 атлиқлар, хәлқи болса, деңиз қирғиғидики қумдәк шунчә көп еди. Улар келип, қараргаһи билән Бәйт-Авенниң шәрқий тәрипидики Микмаста орунлашти.  Исраил кишилири өзлириниң хәлқи қисталғанлиғи сәвәплик өңкүрләргә, чатқаллиқларға вә тағ жириқлириға, мунарларға вә ойман-чоңқурларға мөкүнди.  Шундақла еврейлар Йорданниң у қетиға, Гад йеригә вә Гилиатқа кетишти. Саул болса техи Гилгалда еди вә барлиқ униң кәйнидин жүргән хәлиқ қорқунучта болди.  У Самуил бәлгүлигән йәттә күнни күтти, лекин Самуил Гилгалға кәлмигәнликтин хәлиқ униңдин тарашқа башлиди.  Шунда Саул: «Маңа көйдүрмини һәм шүкүр қурбанлиқларни әкелиңлар»,— дәп буйриди. Һәм өзи көйдүрмини тәғдим қилди. 10  У әндила көйдүрмини әкелишни түгәткәндә қариса, Самуил кәлди. Саул униң алдиға чиқип, салам бәрди. 11  Самуил униңдин: «Сән немә қилдиң?»— дәп сориди. Саул җававән: «Хәлиқниң мениңдин таришини көрдүм һәм сән өз вақтида кәлмидиң, филистийәликләр болса Микмасқа жиғилди. 12  Шу чағда маңа ой келип: “Әнди филистийәликләр маңа Гилгалға келиду, мән болсам техи Йәһваға дуа қилмидим”— дәп, шуңлашқа җүръәт қилип, көйдүрмини әкәлдим»,— деди. 13  Шу вақитта Самуил Саулға: «Әқилсизлиқ қилипсән, сән Худайиң Йәһваниң саңа бәргән әмир-пәрманини сақлимапсән. Сениң падишалиқ һакимийитиңни Йәһва Исраилда мәңгүгә орнитатти. 14  Амма әнди сениң падишалиғиң туруп қалалмайду: Йәһва Өз жүригигә яқидиған әрни тапти вә уни Йәһва Өз хәлқи үстидин башчи қилип қойди. Сәвәви, сән Йәһва саңа бәргән әмирни сақлимидиң»,— дәп ейтти. 15  Шуниң билән Самуил Гилгалдин Бениамин Гибасиға кәтти. Саул униңда қалған хәлиқни қарап чиқти, уларниң сани 600 адәм еди. 16  Саул, униң оғли Йонатан вә улардики хәлиқ Бениамин Гибасида болди, филистийәликләр қараргаһи билән Микмаста еди. 17  Бу қараргаһтин йәрни чөлдәритиш үчүн үч топ чиқти: бир топ Шуал тәвәсидики Опра йолиға бурулди. 18  Йәнә бир топ әскәр Бәйт-Хорон йолиға маңди, үчинчи топ болса чөлгә қарайдиған Зибоим вадисиға апиридиған йолға бурулди. 19  Барлиқ Исраил зиминида төмүрчи болмиған еди, чүнки филистийәликләр: «Еврейлар өзлиригә қиличлар билән нәйзиләрни ясавалмисун»,— дәтти. 20  Исраиллиқлардин һәрқайси филистийәликләргә берип, өз соқисини, палтисини вә кәтминини иштитип келәтти. 21  Соқиниң чишини, кәтмәнни, палтини, арини вә учи төмүр һасатаяқни җөндәш үчүн бир пим, яки шекәлниң үчтин икки қисмини, төләш керәк еди. 22  Шундақ қилип, җәң күни Саул билән Йонатанниң йенида болған барлиқ хәлиқниң қолида йә қилич, йә нәйзә тепилмиди.Ундақ қураллар пәқәт Саул вә оғли Йонатандила бар еди. 23  Филистийәликләрниң күзәт әскири Микмасниң қешидики өткәлгә кәлди.

Изаһәтләр