Самуилниң 1-язмиси 14:1—52

14  Бир күни Саулниң оғли Йонатан униң қуралини көтиридиған чакариға: «Кәл, филистийәликләрниң күзәт әскири қешиға,әву тәрәпкә өтәйли»,— деди. Бу йешими һәққидә атисиға елан қилмиди.  Саул болса Гибаниң йенидики, Мигрондики анар дәриғи астида олтиратти, униң билән 600гә йеқин киши болған еди.  Шу чағда Ихабодниң акиси, Ахитубниң оғли Ахия Шилодики Йәһваниң чедирида роһанийниң ефодини кийип жүрәтти. Ихабод болса Пинхасниң, баш роһаний Илийниң оғли болған еди. Хәлиқ Йонатанниң кәткинини билмиди.  Йонатан өтүмән дегән өткәл арисида бир тәрәптин учлуқ қияташ бар еди, йәнә бир тәрипидинму шундақла учлуқ қияташ болатти. Бирсиниң нами Бозез, башқисиниң Сәнәһ еди.  Бир учлуқ қияташ Микмасниң шималида, йәнә бирси Гибаниң җәнубида туратти.  Йонатан қурал көтәргүчи чакариға: «Хәтнә қилинмиған күзәт әскиригә өтәйли. Бәлким, Йәһва бизгә ярдәмлишәр, чүнки Йәһва қутқузуш үчүн көпчиликниму яки азчилиқниму пайдилинип, һечнәрсә Униңға тосқун қилалмайду»,—деди.  Униң чакари: «Көңлүңдә бар нәрсини қилғин. Мана, мән сениң билән нәгила бармисаң!»— деди җавап берип.  Шу чағда Йонатан:«Һазир өтүп, уларға көрүнимиз.  Әгәр улар бизгә: “Биз силәргә барғичә орнуңларда қелип, күтуп туруңлар”,— десә, у вақитта орнимизда қелип, уларға йеқинлашмаймиз. 10  Әгәр улар: “Бизгә келиңлар”,— десә, уларға баримиз, чүнки Йәһва уларни қолумизға селип бәрди, дегән сөз. Бу биз үчүн бәлгү болиду»,— дәп чүшәндурди. 11  Улар иккилиси филистийәлик күзәт әскиригә көрүнгәндә, филистийәликләр: «Мана, еврейлар мөкүвалған өңкүрләрдин чиқишти»,— дейишти. 12  Андин уларниң бәзилири Йонатан билән чакириға: «Келиңлар, биз силәргә бир нәрсә ейтимиз»,— деди. Шунда Йонатан өз чакариға: «Кәйнимдин маңғин: Йәһва уларни Исраилниң колиға тапшурди!»— деди. 13  Йонатан жуқуриға қоллири һәм путлири билән өмләп чиқти. Филистийәликләр униң алдида жиқилди вә кәйнидә келиватқан чакари уларни өлтүрди. 14  Мошу дәсләпки җәңдә Йонатан һәм униң чакари 20гә йеқин кишини гектарниң чаригичелик йәрдә һалак қилди. 15  Шуниң билән қараргаһта, етизда вә барлиқ хәлиқтә қорқунуч тарилип, йәрни чөлдәрәткән күзәт әскири дәһшәткә чүшти. Йәр-зимин паракәндиликтә болуп, Худаниң қорқушида еди. 16  Саулниң сақчилири Бениаминниң Гибасида хәлиқниң дәһшәт ичидә қечиватқанлиғини көрди. 17  Саул униң билән болған хәлиққә: «Қарап чиқип ениқлаңлар: ким аримиздин кәтти»,— дәп буйриди. Қариса, Йонатан билән униң чакари йоқтур. 18  Саул Ахияға: «Һәқ Худаниң сандуғини елип кәлгин!»— дәп буйриди, чүнки шу вақитта Худаниң сандуғи Исраил оғуллири билән еди. 19  Саул роһаний билән сөзлишиватқан мәзгилдә филистийәлик қараргаһта паракәндилик күчийивататти. Шуңа у роһанийға: «Тохтап турғина»,— деди. 20  Саул йенидики барлиқ хәлиқни жиғип, җәң орниға маңди. Қариса, улар бир бирсигә қилич көтәргән екән, шуңлашқа опур-топур зор болғанди. 21  Шу чағда түнүгүн һәм бурнакүн филистийәликләр билән уларниң қараргаһида һәммә ишлирида бир болған еврейларму Саул билән Йонатанниң йенидики исраиллиқларға қошулди. 22  Әпрайим теғида мөкүнүвалған барлиқ исраиллиқларму филистийәликләрниң қачқун болғинини аңлап, уларни уҗуқтуруш үчүн өзиниңкиләргә қошулди. 23  Шундақларчә Йәһва ушбу күни Исраилни қутқузди. Җәң болса Бәйт-Авенғичә созулди. 24  Исраил кишилири мәзкүр кундә қийнилип кәтти, чүнки Саул хәлиқни қәсәм билән бағлап: «Кимду-ким, кәч киргичә мән дүшмәнлиримдин өч алғичә, тамақ йесә, у ләнәткә учрисун!»— дегән еди. Барлиқ хәлиқ нан йемиди. 25  Барлиқ хәлиқ орманға кәлди, шу җайда һәсәл бар еди. 26  Хәлиқ орманға киргәндә, мана, һәсәл еқип турмақта, бирақ һечким һәсәлни еғизиға әкәлмиди, чүнки хәлиқ қарғиштин қорқатти. 27  Лекин Йонатан атисиниң хәлиққә қәсәм жүклигинини аңлимиған еди. Шуңа у қолидики һаса тайиғиниң учини һәсәлгә селип, ағзиға әкәлди. Шуан униң көзлири йоруқлашти. 28  Хәлиқтин бирси униңға: «Атаң бүгүн хәлиқни қәсәм билән бағлап: “Бүгүн ким ғизаланса, ләнәткә учрайду!”—дәп, хәлиқ шуңлашқа осаллап кәтти»,— деди. 29  Йонатан җававән: «Атам йәргә азап әкәпту! Көрдүңларму, мән кичикинә һәсәл йевидим, қандақ көзлирим ечилди. 30  Әгәр бүгүн дүшмәнлириниң олҗисидин хәлиқ йегән болса, қанчилик яхши болатти! Әнди болса, филистийәликләрниң мәғлубийити зор болмапту»,— дәп мәйүсләнди. 31  Шу күни улар филистийәликләрни Микмастин тартип Айалонғичә қирди вә хәлиқ интайин чарчап кәтти. 32  Андин хәлиқ олҗиға етилип, ушшақ вә қара малдин елип, йәрдә боғузлап, қан билән истимал қилди. 33  Саулға буни йәткүзүп: «Мана, хәлиқ Йәһваниң алдида гуна өткүзүп, қан билән йәватиду»,— дейишти. Саул: «Силәр қилмишкәрләр! Маңа йоған таш дүгилитип әкелиңлар!»— дәп вақириди. 34  Андин Саул: «Хәлиқниң арисида ейтиңлар: “Һәрқайсиңлар падишаниң алдиға өз топиғиңларни, өз қойиңларни әкелип, мошу йәрдә боғузлап, андин кейин йәңлар. Йәһваниң алдида қан билән йәп, гуна қилмаңлар!”»— дәп киши әвәтти. Шуниң билән пүткүл хәлиқ шу кечидә өз топиғини һәм қойини шу йәрдә боғузлашқа әкәлди. 35  Саул Йәһваға қурбангаһ ясиди. Бу униң Йәһваға салған биринчи қурбангаһи болди. 36  Андин Саул: «Келиңлар, филистийәликләрни түндә қоғлайли. Уларни әтигәнлигичә булаң-тараҗға селип, уларда бирму адәм қалдурмайли!»— дегән тәклипни қойди. Хәлиқ җававән: «Немә қилимән десәң, шуни қилғиң»,— дейишти. Лекин роһаний униңға: «Һәқ Худани берип сорайли»,— деди. 37  Шуниң билән Саул Худадин: «Филистийәликләрни йәниму қоғлайму? Уларни Исраилниң қолиға тапшурамсән?»— дәп сориди. Амма У униңға шу күни җавап бәрмиди. 38  Саул: «Маңа, хәлиқниң барлиқ башчилири, келиңлар. Берип, немә үчүн бу гуна өткүзүлгинини билип келиңлар. 39  Чүнки Исраилни қутқузидиған Йәһва тириктур! Һәтта бу гуна мениң оғлум Йонатандин болсиму, уму өлүмгә мәһкүм болиду»,— деди. Хәлиқтин һечким униңға үн қатмиди. 40  Шунда Саул барлиқ Исраилға: «Силәр бир тәрәпкә туруңлар, мән һәм оғлум Йонатан башқа тәрәпкә туримиз»,—деди. Хәлиқ Саулға: «Дегиниңни қилғин»,— дәп җавап бәрди. 41  Саул Йәһваға мураҗиәт қилип: «Исраилниң Пәрвәрдигари! Һәқиқәтни ечип бәргинә!»— дәп сориди. Йонатан билән Саулға көрситилди, хәлиқ болса һәқ чиқти. 42  Андин Саул: «Маңа һәм оғлум Йонатанға чәк ташлаңлар!»— дәп буйриди.Йонатан көрситилди. 43  Шунда Саул Йонатандин:«Етирап қилғина, немидә гуна өткүздиң?»— дәп сориди. Йонатан гунайини иқрар қилип: «Мән қолумдики һаса тайиғимдин кичиккинә һәсәлни йегән едим. Мана, мән өлүшим лазим»,— дәп ейтти. 44  Саул җававән: «Маңа уни вә буни Худа қилсун һәм йәнә қошсун: сән, Йонатан, өлүшиң керәк!»— деди. 45  Амма хәлиқ Саулға: «Исраил үчүн шунчә зор қутқузулушни әкәлгән Йонатаңға өлүш керәкму? Тамамән, яқ! Йәһва тириктур, униң бешидин бирму чач йәргә чүшмәйду, чүнки у Худа билән биргә һәрикәт қилған»,— дәп наразилиқ билдүрди. Шундақ қилип, хәлиқ Йонатанни қутулдурди, у өлмиди. 46  Шуниң билән Саул филистийәликләрдин қайтип кәтти, филистийәликләр болса өз орниға қайтишти. 47  Саул Исраилниң үстидин падишалиқни қобул қилғандин кейин әтрапидики барлиқ душмәнлири, Моаб вә Аммон оғуллири, едумийлар вә Зоба падишалири һәм филистийәликләр билән урушти. Қәйәргиму у бармиса, барлиқ җайда ғалибә қазинатти. 48  У җасурлуқ көрситип, Амаләкни қиривәтти вә Исраилни уни чөлдәрәткән қоллардин қутулдурди. 49  Саулниң оғуллири болди: Йонатан, Йишви, Мәлкишуа. Униң икки қизиниң исми болса, чоңиниң Мераб, кичигиниң Микал еди. 50  Саулниң аялиниң исми Ахиноам, у Ахимаазниң қизи болған. Сәрдариниң исми Абнер еди, у Саулниң тағиси Нәрниң оғли. 51  Сәвәви, Саулниң атиси Киш вә Абнерниң атиси Нәр Абилниң оғуллири еди. 52  Саулниң барлиқ күнлиридә филистийәликләр билән дәһшәтлик урушлар болди, шуңлашқа Саул қандақла иш болмисун, бир күчлүк вә җасарәтлиқ әр кишини көрсә, уни өзигә әскәргә алатти.

Изаһәтләр