Самуилниң 1-язмиси 15:1—35

15  Самуил Саулға мундақ деди: «Йәһва мени Өзиниң хәлқи Исраил үстидин сени падиша қилип майлашқа әвәткән еди. Демәкчи, Йәһваниң сөзлирини тиңшап көргин.  Қошунларниң Сәрдари Йәһва мундақ дәйду: “Амаләкниң Исраилға қилғанлири Мениң есимдә: у Мисирдин чиқип маңғанда, қандақ қилип Амаләк униң йолида қарши турғанлиғини унтумидим.  Әнди берип, Амаләкни ушбу қилғиниға уҗуқтурғин. Униңда бар һәммә нәрсини айимиғин: әр-аялларни, чоң-қичиқ балиларни, буқа, қойларни, төгә вә ешәкләрни қиривәткин!”»  Буни Саул хәлиққә уқтурди һәм уни Тилайимда санап чиқти. Шуниң билән Йәһуда қәбилисидин 10 000 адәм, башқа Исраил қәбилилиридин пиядә әскәрләрдин 200 000 адәм чиқти.  Саул амаләкләр шәһиригә келип, вадида қоршав қурди.  Саул кенейлиқларға: «Силәр амаләкләрниң арисидин чиқип кетиңлар. Мән силәрни улар билән қиривәтмәй, чүнки силәр Исраил оғуллири Мисирдин чиқип маңғанда, уларға рәһимлик көрсәттиңлар»,— деди. Шундақ қилип, кенейлиқлар амаләкләрдин чиқип кәтти.  Саул Амаләкни Хавиладин башлап, Мисирға қарши турған Шурғичә қиривәтти.  Лекин амаләкләрниң падишаси Агагни тирик қойди, барлиқ хәлқини ләнәткә тутуп, қилич билән қиривәтти.  Саул һәм хәлиқ Агагни айиди, шундақла әң яхши қойларни, буқиларни, қара вә ушшақ малдин әң семизларни қарғишқа тутқуси қәлмиди. Пәқәт көзидә оруқ вә әрзимәс көрүнгән җаниварларни қиривәтти. 10  Шу вақитта Йәһва Самуилға сөз қилди: 11  «Мән Саулни падиша қилип қойғинимға өкүниватимән, чүнки у Мәндин әгир-тоқай йолға кетип, Мениң сөзлиримни орунлимайватиду». Буни аңлаш Самуил үчүн еғир болди вә у Йәһваға түн бойи налиди. 12  Сәһәрликтә Самуил туруп, Саулға барди. Самуилға Саулниң Қармилға берип, өзигә һәйкәл қойғини һәққидә йәткүзүлди. Андин у қайтип, Гилгалға кетиптумиш. 13  Ахири Самуил Саулға барғанда, Саул униңға: «Йәһвадин бәрикәтләнгин, мән Йәһваниң сөзини орунлидим»,— деди. 14  Бирақ Самуил җававән: «У чағда қулиғимға йетиватқан қойлар билән қара малниң мөриши немини билдүриду?»— дәп сориди. 15  Саул унинға: «Улар Амаләктин елип кәлгән мал, чүнки хәлиқ ушшақ вә қара малдин сениң Худайиң Йәһваға қурбанлиққа әкелишкә аяп қалдурған малдур. Қалғинини биз ләнәткә туттуқ»,— деди. 16  Шу чағда Самуил Саулға: «Йетәрлик! Әнди мошу кечидә Йәһва маңа ейтқан нәрсини тиңшап көргин»,— деди. Саул җававән: «Ейтқин»,— деди. 17  Самуил: «Сән өзәңгә өзәң өз вақтида әрзимәс көрүнгән киши едиң, амма Йәһва сени Исраил қәбилилириниң башчиси қилип, әнди сән майлиған падишаси әмәсму? 18  Сени Йәһва йолға селип, саңа: “Берип, қанунсиз амаләкләрни қарғишқа тутқин вә уларни қиривәтмигичә урушқин”,— дегән еди. 19  Немишкә сән Йәһваға қулақ салмай, олҗиға чөткүрлик билән қарап, мәзкүр явузлуқни Йәһваниң көзичә қилдин?»— деди. 20  Саул Самуилға җавап берип: «Мән Йәһваниң авазини тиңшидим вә мени Йәһва әвәткән йолға бардим. Шундақла мән Амаләкниң падишаси Агагни елип кәлдим вә амаләкләрни ләнәткә бәрдим. 21  Хәлиқ болса, олҗидин, йәни қара вә ушшақ малдин, әң яхшисини Худайиң Йәһваға Гилгалда қурбанлиқ қилишқа аяп қойди»,— деди. 22  Амма Самул униңға: «Һәҗәва, Йәһваға әкелингән көйдүрмиләр билән қурбанлиқлар Йәһваниң сөзигә қулақ селиштәкла Униңға яқамду? Қулақ селиш қурбанлиқтин артуғирақ һәм сөзгә кириш қойларниң йеғидин ошуғирақтур! 23  Чүнки сехиргәрлик қандақ гуна болса, беқинмаслиқму шундақла гунадур. Шуниңдәкла тәрсалиқ жиркиничликләр вә бутлар билән бир қатарда туриду. Сән Йәһваниң сөзини рәт қилғанлиғиң үчүн, Уму сени падиша болмаслиғиңға рәт қиливатиду!»— дәп җақалиди. 24  Шунда Саул Самуилға: «Мән Йәһваниң әмрини һәм сениң сөзлириңни дурус орунлимай гуна өткүздим. Сәвәви, мән хәлиқтин қорқуп, униң үнини аңлидим. 25  Шундақ қилип, мени кәчүргинә һәм мениң билән қайтқина. Мән Йәһваға тазим қилай»,— деди. 26  Лекин Самуил Саулға җававән: «Яқ, мән сениң билән қайтмаймән, чүнки сән Йәһваниң сөзини рәт қилдиң һәм Йәһваму сени Исраилниң падишаси болмаслиғиң үчүн рәт қилди»,— деди. 27  Шуниң билән Самуил кетиш үчүн буруливеди, Саул униң үстүнки кийиминиң пешини тутувалди вә у қолидин жулунуп чиқип кәтти. 28  Шу чағда Самуил униңға: «Йәһва бүгүн сениңдин Исраил падишалиғини тартивалди вә уни сениңдин яхширақ бирсигә бәрди. 29  Исраилниң Һәқиқити болған Худа алдимайду вә У Өз пикридин адәм балисидәк қайтмайду»,— деди. 30  Шу чағда Саул: «Мән гуна қилдим, бирақ мени пүткүл Исраилниң алдида вә хәлқимниң ақсақаллири алдида һөрмәтләп қойғина. Мениң билән қайтқина һәм мән Худайиң Йәһваға тазим қилай»,— дәп ялвурди. 31  Шуниң билән Самуил Саул билән қайтти вә Саул Йәһваға тазим қилди. 32  Андин Самуил: «Маңа амаләкләрниң падишаси Агагни әкелиңлар!»— деди. Агаг униң йениға әтийәт қилип кәлди, бирақ ичидә Агаг: «Тайлиқ, өлүм ховупи өтүп кәтти»,— дәп ойлиди. 33  Амма Самуил: «Сениң қиличиң аниларни балилиридин мәһрум қилғинидәк, сениң анаңму аяллар арисида оғлидин мәһрум болиду!»— дәп, Агагни Йәһваниң алдида Гилгалда чепивәтти. 34  Андин кейин Самуил Рамаға кәтти, Саул болса Гибадики өз өйигә қайтти. 35  Шундин башлап вапат күнигичә Самуил Саулни көрмиди. Самуил Саул тоғрисида көп жиғлиди, лекин Йәһва Саулни Исраилниң үстидин падиша қилғанлиғиға пушайман йеди.

Изаһәтләр