Самуилниң 1-язмиси 16:1—23
16 Йәһва Самуилға: «Қай вақитқичә сән Мән уни Исраилниң падишаси болмисун, дәп рәт қилған Саул тоғрилиқ жиғлайсән? Мүнгүзни зәйтун мейи билән толтуруп маңғин. Мән сени бәйтләһәмлик Йишайниң қешиға әвәтимән, чүнки Мән Өзәмгә падишани униң оғуллири арисидин таптим»,— деди.
2 Лекин Самуил Униңға: «Мән қандақларчә баримән, сәвәви Саул аңлап қалса, мени өлтүриветидиғу?»— дәп сориди. Йәһва җававән: «Буқилар падисидин өзәңгә бир буқини елип: “Мән Йәһваға қурбанлиқ қилишқа маңдим”,— дегин.
3 Шуниң билән Йишайни қурбанлиққа чақирғин, һә, Мән саңа немә қилишни үгитимән һәм сән Маңа кимни көрсәтсәм, шуни майлайсән»,— дәп үгәтти.
4 Самуил униңға Йәһва қандақ дегән болса, барлиғини қилди. У Бәйтләһәмгә кәлди, шу шәһәрниң ақсақаллири уни қарши елишқа алдирашлиқ чиқип, униңдин: «Сән бизгә течлиқ билән кәлдиңму?»— дәп сорашти.
5 У җававән: «Течлиқ билән, мән Йәһваға қурбанлиқ сунушқа кәлдим. Паклиниңлар вә қурбанлиқ әкелидиған җайға жиғилиңлар»,— деди. Шундақла у Йишай билән униң оғуллириғиму тазилинишни буйруп, қурбанлиққа чақирди.
6 Улар келишкәндә, у Елиабни көрүп: «Чоқум мошу Йәһваниң алдидики Униң майланған хизмәтчисидур!»— дәп ойлиди.
7 Амма Йәһва Самуилға: «Униң түригә вә бойиниң егизлигигә қаримиғин, чүнки Мән инсан қарайдиған нәрсигә, үзигә, қаримаймән. Йәһва болса жүрәккә қарайду»,— деди.
8 Андин Йишай Абинадабни чақирди вә униңға Самуилниң алдидин өтүшни буйриди. «Буниму Йәһва таллимиди»,— деди Самуил.
9 Андин Йишай Шаммаһни өткүзди. Бирақ Самуил: «Буниму Йәһва талимиди»,— деди.
10 Шундақ қилип, Йишай Самуилниң алдидин йәттә оғлини өткүзди. Лекин Самуил Йишайға: «Йәһва буларниң һечқайсини таллимиди»,— деди.
11 Шунда Самуил Йишайдин: «Оғуллириңниң барлиғи мошуларму?»— дәп сориди. У җававән: «Йәнә бири, әң кичиги, қалди. Һазир у қойларни беқиватиду»,— деди. Самуил Йишайға: «Уни әкәлгүзгин, чүнки у бу йәргә кәлмигичә, биз ғизалинишқа олтармаймиз»,— дәп буйриди.
12 Атиси адәм әвәтип, уни әкәлгүзди. Бу қизғуччачлиқ, гөзәл көзлүк, қәдди-қамити келишкән яш жигит еди. Йәһва Самуилға: «Тур, уни майлиғин, чүнки бу шу киши»,— деди.
13 Шуниң билән Самуил май қуюлған мүңгүзни елип, уни қериндашлириниң көзичә майлиди. Мәзкүр күндин башлап, Йәһваниң роһи Давутта болди, шу күндин тартип вә кейинки вақитларда. Самуил Рамаға қайтти.
14 Саулдин болса Йәһваниң роһи чәтниди вә уни яман роһниң қийнишиға Йәһва йол қойди.
15 Саулниң хизмәткарлири униңға: «Худадин болған яман роһ сизни қийнаватиду.
16 Алдиңизда туруватқан қуллириңизға чилтарда маһирлиқ билән ойнайдиған адәмни тепишни әмир қилиң. Сизгә Худадин яман роһ кәлгәндә, у киши саз челип, көңлиңизни көтириду»,— дәп мәслиһәт бәрди.
17 Шунда Саул қуллириға: «Маңа чевәрлик билән чилтарда ойнайдиған сазәндини тепип келиңлар!»— дәп буйриди.
18 Хизмәткарлириниң бирси буниңға: «Мана, мән бәйтләһәмлик Йишайниң чилтарда маһир ойнайдиған оғлини көрдүм. У шундақла қудрәтлик вә җәңгивар киши, сөзләштиму уста, қәдди-қамити келишкән жигит һәм Йәһваму униң билән»,— деди.
19 Шундин кейин Саул Йишайға адәм әвәтип: «Маңа қойларни бақидиған оғлуң Давутни әвәткин»,— деди.
20 Йишай ешигигә буғдай артип, шарап билән тулумни , бир оғлақни берип, улар билән оғли Давутни Саулға әвәтти.
21 Давут Саулниң қешиға кәлди, униң алдида хизмәт қилди һәм уни Саул бәк яхши көрүп, өзиниң җәң қуралини көтәргүчи қилди.
22 Шуниң билән Саул Йишайға мундақ деди: «Давут мениң алдимда хизмәттә болсун, чүнки у көзүмдә илтипат тапти».
23 Шундақ қилип, Саулға Худадин яман роһ кәлгәндә, Давут қолиға чилтар елип саз чалатти, Саул пәйдин-пәй тиничлинатти вә у хатирҗәмлик тепип, кәйпияти җөндиләтти. Яман роһму уни ташлап кетәтти.