Самуилниң 1-язмиси 17:1—58

17  Филистийәликләр өз қошунлирини тәшкилләп, Йәһуда қәбилисигә тегишлик Сокоһда жиғилди. Улар Сокоһ билән Азекниң арисидики Әфәс-Дамминда җайлашти.  Саул һәм исраиллиқлар қараргаһи билән Елаһ вадисида орунлашти. Улар филистийәликләргә қарши җәң үчүн қатар қурди.  Филистийәликләр тағниң бир тәрипидә, исраиллиқлар болса униң башқа тәрипидә туратти, уларниң арисида вади ятатти.  Дүшмәнниң қараргаһлиридин Голият исимлиқ йәккә күрәшкүчи чиқти. Униң бойи алтә җәйнәк вә бир ғерич еди.  Униң бешида мис дубулға, у мис қасрақлиқ саутқа кийилгән болуп,униң салмиғи 5000 шекәл еди.  Униң аяқлирида мистин тизлиқлар болуп, йәлкисидә мис нәйзә бар еди.  Нәйзисиниң сепи тоқумичиниң дәстгаһиниң хадисидәк еди. Нәйзә тиғиниң еғирлиғи 600 төмүр шекәлгә тәң болуп, униң алдида қалқинини көтәргән әскәр жүрәтти.  Голият туруп, Исраил сәплиригә вақирап: «Силәр немә үчүн чиқип, җәнгә сәп түздиңлар? Мән филистийәлик әскәр, силәр болсаңлар Саулниң қуллири әмәсму? Өзәңлардин маңа қарши чиқидиған бир кишини таллаңлар.  Әгәр у мениң билән урушуп йеңивалса, у вақитта биз силәргә қул болимиз. Әгәр мән уни йеңивалсам, у вақитта силәр бизгә қул болуп, әмримиздә болисиләр!»— деди. 10  Йәнә филистийәлик қошумчә: «Мән бүгүн Исраилниң қатарлирини шәрмәндә қилимән. Маңа бир кишини бериңлар һәм биз иккимиз күришимиз»,— деди. 11  Саул һәм барлиқ исраиллиқлар филистийәликниң бу сөзлирини аңлап, интайин қорқушуп, дирилдәп кәтти. 12  Давут болса Йишай исимлиқ, Йәһуданиң Бәйтләһәм шәһиридин болған ефратилиқ кишиниң оғли еди. Униң йәнә сәккиз оғли болған еди. Бу киши Саулниң заманида қери болуп, униң әскәрлик вақти өтүп кәткәнди. 13  Йишайниң үч чоң оғли Саул билән урушқа барған еди. У үчиниң исимлири: тунҗиси Елиаб, иккинчиси Абинадаб, үчинчиси Шамма еди. 14  Давут болса кичиги еди. Үч чоң акиси Саул билән урушқа барғанлар. 15  Давут Саулға берип-келип, атисиниң қойлирини Бәйтләһәмдә бақатти. 16  Шу арида филистийәлик Голият әтиси-ахшими чиқип, өзини 40 күн давамида көрсәтти. 17  Бир күни Йишай оғли Давутқа: «Акилириң үчүн қолуңға қурутқан данниң бир ефасини вә он нанни елип, чапсанирақ қараргаһқа апирип бәргин. 18  Мону он парчә иримчикни миңбешиға апирип бәргин вә акилириңниң аман-есәнлиги һәққидә маңа бир хәвәр елип кәлгин»,— деди. 19  Саул, акилири вә барлиқ исраиллиқлар Елаһ вадисида туруп, филистийәликләр билән җәңгә тәйярлинивататти. 20  Давут таң сәһәрдә туруп, қойларни күзәтчигә ташлап, өзи болақни елип, атиси униңға җекилигәндәк, жүк турған җайға кәлди. Әскәрләр сәп түзүп, җәң җайиға җәңгивар сада билән чиқивататти. 21  Исраиллиқлар вә филистийәликләр бир-бирсигә қарши сәп түзди. 22  Давут өзидин болақни чүширип, жүк күзәтчисигә өткүзүп, өзи қатарға жүгрәп берип, акилириниң аман-есәнлиги тоғрилиқ сориди. 23  Шу арилиқта, у акилири билән сөзлишиватқанда, филистийәлик қатарлардин йәккә күрәшкүчи Голият чиқти. У Гаттин болуп, һелиқи сөзләрни ейтти вә буни Давут аңлиди. 24  Барлиқ исраиллиқлар бу кишини көрүп, униңдин қечип, бәк қорқатти. 25  Шуниң билән улар: «Чиқиватқан әву кишини көрдуңларму? У Исраилни шәрмәндә қилиш үчүн чиқиватиду. Әгәр бирси уни өлтүривәтсә, падиша уни наһайити бай қилип, өз қизини униңға берип, атисиниң аилисини Исраилда баҗ-селиқлардин азат қилатти»,— дейишти. 26  Давут йенида турған кишиләрдин: «Мошу филистийәликни өлтирип, Исраилдин абройиниң төкүлишини еливәткән адәмгә немә берилиду? Сәвәви, кимкән ушбу хәтнисиз филистийәлик, тирик Худаниң қошунлирини шунчилик дәпсәндә қилидиған?»— дәп сориди. 27  Буниңға хәлиқ җававән мундақ деди: «Мана, уни өлтүргән кишигә монулар қилиниду». 28  Чоң акиси Елиаб униң бу адәмләр билән сөзлишиватқинини көрүп,қаттиқ аччиғи Давутқа келип: «Немә үчүн сән бу җайға кәлдиң һәм кимгә даладики азғина қойларни ташлап қойдуң? Мән сениң һакавур қәлбиңни билимән, тайлиқ, сән җәңни көрүшкә кәлдиң»,— деди. 29  Давут униңға: «Мән шунчилик немә қилиптимән? Мән дурус сөзни ейтиватимәнғу?»— дәп чүшәндүрди. 30  У акисидин башқа яққа бурулуп, шу сөзләрнила ейтти. Хәлиқ болса униңға шундақла җавап бәрди. 31  Давут ейтқан сөзләр тарқилип, Саулға йәткүзүлди. Саул уни өзигә чақирди. 32  Шуниң билән Давут Саулға: «Һечким жүригидә хапа болмисун! Қулуңиз берип, мошу филистийәлик билән җәңгә чиқиду»,— деди. 33  Лекин Саул Давутқа:«Саңа мошу филистийәлик билән җәңгә чиқиш болмайду, чүнки сән техи яш, у болса яшлиғидин башлап тәҗрибилик әскәрдур»,— деди. 34  Давут униңға җававән мундақ сөзләрни ейтти: «Сизниң қулуңиз өз атисиниң қойлирини бақиду. Бәзидә шир яки ейиқ келип, падидин қойни елип кетиду. 35  Шу чағда мән кәйнидин қоғлап, уни уҗуқтуруп, еғизидин қойни жулувалимән. Әгәр у маңа етилса, у чағда мән уни сақилидин тутуп, йәргә уруп өлтүримән. 36  Һәм ширниму һәм ейиқниму қулуңиз өлтүргән, шуңлашқа бу хәтнисиз филистийәлик билән улардәкла иш йүз бериду, чүнки у тирик Худаниң қошунлирини мәсхирә қиливатиду!» 37  Давут йәнә: «Мени шир һәм ейиқтин қутулдурған Йәһва Өзи мону филистийәликниң қолидинму қутқузиду!»— деди. Шуниң билән Саул Давутқа: «Бар, Йәһва сениң билән болсун!»— дәп бәрикәтлиди. 38  Саул уни өзиниң җәң кийимлиригә кийдүрди: бешиға мис дубулғисини, мүрисигә саутни. 39  Давут униң қиличи билән белини бағлап меңип бақти, амма у буни қолайлиқ көрмиди. Андин Давут Саулға: «Мән буларда маңалмаймән, чүнки мән буларға үгәнмигән»,— дәп өзидин йешивәтти. 40  У қолиға өзиниң һасатайиғини елип, өстәңдин бәш ялпақ ташни таллавелип, уларни чопанлиқ халтисиға салди. Шундақла униң қолида салғу болуп, у филистимлиққа қарап маңди. 41  Голиятму униңға йеқинлашти, униң алдида қалқан көтәргүчиси маңатти. 42  Филистийәлик Давутни көрди. У тәңситмәслик билән униңға қариди, чүнки у яш, қизғуччачлиқ вә чирайлиқ еди. 43  Шуниң билән Голият Давутқа: «Мән саңа иштмедим, немишкә таяқ билән маңа чиқисән?»— дәп ғәзәпләнди. У Давутни өз худалири билән қарғиди. 44  Филистийәлик йәнә: «Йеқин кәл маңа: мән сениң җәсидиңни асман қушлири билән дала һайванлириға ташлап беримән!»— дәп көрәңлиди. 45  Давут җававән мундақ деди: «Сән маңа қарши қилич,чоң вә кичик нәйзә билән чиқиватисән, һә, мән болсам саңа қарши сән қарлаватқан Исраил қошунлириниң Пәрвәрдигари, әскәрләрниң Сәрдари Йәһва исми билән чиқиватимән! 46  Бүгүн Йәһва сени мениң қолумға тапшуруп, мән сени уҗуқтуруп, бешиңни алимән. Шуниңдәкла бүгүн мән филистийәлик қараргаһниң җәсәтлирини асман қушлири вә йәр һайванлириға тәғдим қилимән. Шундақ қилип, пүткүл йәр Исраилниң Худаси бар екәнлигини билиду! 47  Шундақларчә ушбу йәрдә жиғилғанларниң барлиғи шуни чүшинидики, Йәһва қилич һәм нәйзә билән қутқузмайду. Сәвәви, бу уруш Йәһваниң һәм У силәрни бизниң қолумизға тапшуриду!» 48  Голият меңип Давутқа йеқинлашти. Давут болса жүгрәп, филистийәликләрниң қатарлириға, Голиятқа йеқинлашти. 49  Андин Давут қолини халтисиға селип, ташни елип, уни салғудин етип, филистийәликниң маңлийиға тәккүзди. Таш болса униң маңлийиға шундақ санчилдики, Голият дәрһал йәргә үзи билән дүм чүшти. 50  Шундақ қилип, Давут филистийәликни салғу билән таш арқилиқ өлтүрди. У уни қолида қилич болмисиму уҗуқтурди. 51  Давут жүгрәп берип, филистийәликниң йенида болди. У Голиятниң қиличини елип, бешини чепивәтти. Филистийәликләр палвининиң өлгәнлигини көрүп, һәммиси қечишқа башлиди. 52  Шу вақитта исраиллиқлар билән йәһудийлар туруп, қиқас чиқирип, филистийәликләрни вадиғичә вә Әқронниң дәрвазилиригичә қоғлиди. Шу йолда Шааримдин Гатқичә вә Әқронғичә филистийәликләрниң нурғунлири қирилди. 53  Исраил оғуллири филистийәликләрниң қараргаһини булаң-тараҗ қилип, қайтип келишти. 54  Давут Голиятниң бешини кесип елип, уни Йерусалимға елип кәлди, униң җәң қуралини өз чедирида сақлиди. 55  Саул Давутниң филистийәликқа қарши чиққинини көрүп, сәрдари Абнерға: «Абнер, бу жигит кимниң оғли?»— дәп сориди. Абнер болса: «Җениңиз билән қәсәм ичәй, падиша, мән билмәймән»,— деди. 56  Падиша униңға: «Билип кәлгин, у кимниң оғли?»— дәп буйриди. 57  Шундақ қилип, Давут Голиятни йеңип кәлгәндә, Абнер уни елип, Саулниң алдиға әкәлди. Давутниң қолида филистийәликниң беши болғанди. 58  Саул униңдин: «Жигитим, сән кимниң әвлади болисән?»— дәп сориди. Давут җававән: «Сизниң қулуңиз бәйтләһәмлик Йишайниң оғли болумән»,— дәп ейтти.

Изаһәтләр