Самуилниң 1-язмиси 23:1—29

23  Давутқа хәвәр йәткүзүп: «Мана, филистийәликләр Қийлаһқа қарши урушуп, хамандики ашликни булаң-талаң қиливатиду»,— дейилди.  Давут Йәһвадин сориди: «Мошу филистийәликләрни қириветишкә беришим керәкму?» Йәһва Давутқа җававән: «Барғин! Филистийәликләрни уҗуқтуруп, Қийлаһни қутқузғин»,— деди.  Давут билән болған кишиләр униңдин: «Мана, биз бу йәрдә, Йәһудиядә, титирәп жүримиз, қандақларчә биз филистийәликләрниң қошунлири алдиға Қийлаһқа баримиз?»— дәп сориди.  Давут йәнә Йәһвадин бу һәққидә сориведи, Йәһва униңға: «Тур, Қийлаһқа барғин, чүнки филистийәликләрни Мән қолуңға тапшуримән»,— деди.  Шуниң билән Давут вә униң кишилири Қийлаһқа барди һәм филистийәликләр билән җәңгә кирди. У уларни бәк зор мәғлубийәткә учритип, уларниң маллирини әкәтти. Шундақ қилип, Давут Қийлаһниң турғунлирини қутқузди.  Ахимәләкниң оғли Абиятар Давутқа Қийлаһқа қечип кәлгәндә, өзи билән ефодниму елип кәлгәнди.  Саулға Давутниң Қийлаһқа кәлгини тоғрилиқ йәткүзүлгәндә, Саул: «Тәңри уни мениң қолумға өткүзүватиду, чүнки у әнди дәрвазилири билән қулуплири бар шәһәрдә йепилди»,— дәп ойлиди.  Шуниң билән Саул пүткүл хәлиққә Қийлаһқа әскәр жүрүшини җакалиди. У йәрдә Давут билән униң кишилирини тутмақчи болди.  Давут Саулниң униңға қарши бу зулумни тәйярлаватқинини билип, Абиятарға ефодни әкелишни буйриди. 10  Шунда Давут: «Йәһва, Исраилниң Худаси! Қулуң Саулниң Қийлаһқа келип, мениң үчүн шәһәрни қириветишни ойлиғинини аңлидим. 11  Қийлаһниң турғунлири мени униң қолиға тапшурамду? Бу йәргә, қулуң аңлиғинидәк, Саул келәмду?Исраилниң Илаһи Йәһва! Қулуңға мошу тоғрисида ечип бәргинә»,— дәп илтиҗа қилди. Йәһва униңға: «Келиду»,— деди. 12  Давут давамлаштуруп: «Қийлаһниң турғунлири мени адәмлирим билән Саулниң қолиға өткүзәмду?»— дәп сориди. Йәһва җававән: «Өткүзиду»,— деди. 13  Шуниңдин кейин Давут адәмлири билән, 600гә йеқин киши, Қийлаһтин чиқип кәтти. Улар яшашқа мүмкин болған җайларда яшиди. Саул Давутниң Қийлаһтин қечип кәткинини аңлап, у йәргә бармиди. 14  Давут чөлдә панагаһларда яшиди, мәйли тағда, мәйли Зиф баяванда. Саул уни һәр күни издиди, бирақ Худа уни падишаниң қолиға бәрмиди. 15  Давут болса, Саулниң униң җенини издигәнлигини чүшәнди. У болса шу чағда Зиф чөлидики Хораш дегән җайда турувататти. 16  Шу мәзгилдә Саулниң оғли Йонатан Давутқа Хорашқа келип, униң қолини Пәрвәрдигарға болған үмүт билән күчәйтти. 17  У униңға: «Қорқма, чүнки атам Саулниң қоли сени тапалмайду. Сән Исраилниң үстидин падиша болисән, мән болсам, сениндиң кейинки иккинчи киши болимән. Буни һәтта атам Саулму билиду»,— дәп илһамландурди. 18  Улар иккилиси Йәһваниң алдида келишим түзди. Андин Давут Хорашта қалди, Йонатан болса өз өйигә қайтти. 19  Саулниң қешиға Зиф чөлиниң турғунлири келип: «Давут биздә панагаһларда, орманда, чөлниң оң тәрипидики Хакила дөңидә мөкүнүватиду. 20  Демәкчи, әгәр тутувелиш хаһишиңиз болса, падиша, у чағда бизниң ишимиз уни қолиңизға тапшуруш»,— деди. 21  Саул уларға җававән: «Йәһвадин бәрикәтлиниңлар, чүнки силәр маңа рәһимлик көрситиватисиләр! 22  Демәк, берип йәнә тәкшүрүп, униң йошурунған орнини көрүп келиңлар. Униң чамдиған һәр қәдимини яхширақ билип келиңлар, чүнки уни интайин қув дәйду. 23  Берип, у мөкүнгән җайларни тәпсилий пайлап, маңа ениқ хәвәр билән қайтиңлар. Шу чағда мәнму силәр билән баримән. Әгәр у әшу йәрдә болса, мән уни Йәһудиниң һәммә қәбилилири бойичә издәймән»,— дәп вәдә бәрди. 24  Шуниң билән улар Саулдин бурун Зифқа қайтип кәлди. Давут һәм униң кишилири шу чағда җәнуптики Йешимонниң қешидики Араба түзләңлигидики Маон чөлидә болған еди. 25  Саул өз кишилири билән уни издәшкә чиқти. Бу тоғрилиқ Давутни әскәрткәндә, у қияташниң йениға чүшүп, шу йәрдә, Маон чөлидә, қалди. Саул буни аңлап, Маон җәзирисигә Давутни қоғлап жүрди. 26  Саул тағниң бир тәрипидә, Давут кишилири билән тағниң қарши тәрипидә жүрүшти. Лекин Давут Саулдин алдирап қачқанда, Саул әскәрлири билән уни тутушқа қоршавалди. 27  Шу чағда Саулға чапармән келип: «Алдираң, чүнки филистийәликләр йеримизни бесивалди!»— деди. 28  Шуниң билән Саул Давутни қоғлаштин ваз кечип, филистийәликләрниң қешиға маңди. Шуңа шу орунни Бөлүш қиятиши дәп атиди. 29  Давут у йәрдин чиқип, Ен-Гединиң панагаһлирида мөкүнди.

Изаһәтләр