Самуилниң 1-язмиси 24:1—22
24 Саул филистийәликләргә қарши жүрүштин қайтип кәлгәндә, униңға: «Мана, Давут Ен-Геди чөлидә»,— дегән сөз йәтти.
2 Саул пүткүл Исраилдин 3000 әң күчлүк әскәрләрни елип, тағ өшкилири яшайдиған тағлардин Давут билән униң кишилирини издәшкә маңди.
3 Йолниң бир тәрипидә қойларни киргүзидиған қораларниң қешида оңкүр болғанди. Саул еһтияҗини қанаәтләндүрүш үчүн униңға кирди, Давут кишилири билән шу өнкүрдә мөкүнгән еди.
4 Давутниң кишилири униңға мундақ деди: «Мана, Йәһва саңа: “Мән қолуңға дүшминиңни селип бериватимән. Немини дурус көрсәң, шуни униң билән қилғин”,—дегән күн кәлди». Давут туруп, Саулнин йәңсиз тониниң бир пешини кесивалди.
5 Амма кейин Давутниң жүриги униң қилған иши үчүн ечинишкә башлиди.
6 У кишилиригә: «Мән Йәһваниң алдида һәргиз Йәһваниң майланған хизмәтчиси, ғоҗайиним, билән бундақ ишни қилмаймән. Сәвәви, у Йәһваниң майланған вәкилидур!»— деди.
7 Ушбу сөзләр билән Давут кишилирини тосап, уларға Саулға һуҗум қилишқа рухсәт бәрмиди. Саул өңкүрдин чиқип, өз йолиға раван болди.
8 Андин Давутму өңкүрдин чиқип, Саулниң кәйнидин вақириди: «Һөкүмдарим мениң, падишайим!» Саул кәйнигә бурулуп қариди. Давут йәргә үзи билән жиқилип, униңға тазим қилди.
9 Давут Саулға мундақ сөзләрни ейтти: «Сиз немә үчүн, Давут сизгә яманлиқни ойлаватиду, дегән кишиләрниң ялилирини тиңшаватисиз?
10 Мана, бүгүн өз көзлириңиз билән өңкүрдә Йәһва сизни мениң қолумға бәргәнлигини көрдиңиз. Һәтта йенимдики кишиләр сизни өлтүриветишимни ейтқанди, амма мән: “Яқ, қолумни мән һөкүмдаримға тәккүзмәймән,чүнки у Йәһваниң майланған хизмәтчисидур!”— дедим.
11 Атам мениң, қарап көриңизчу, мана, мениң қолумда сизниң кийимиңизниң бир парчиси. Әгәр мән бу парчини кесип алғанда, сизни өлтүрмигән болсам, билиңизки, қолумда һечбир явузлуқ-қувлуқ йоқтур. Мән алдиңизда әйипсиз, һә, сиз болсиңиз җенимни тартивелиш үчүн, мени қоғлап жүрисиз.
12 Йәһва Худа иккимизни сотлисун һәм Йәһва мениң үчүн сиздин интиқам алсун. Бирақ мениң қолум сиздә һәргиз болмайду!
13 Қедимий мақалда ейтилғинидәк: “Рәзилләрдин қанунсизлиқ чиқиду”, амма-лекин мениң қолум сиздә болмайду.
14 Кимниң кәйнидин Исраилниң падишаси жүриду? Кимни сиз қоғлап жүрисиз? Өлүк иштни йә бир чочунни!
15 Йәһва аримизда Сотчи болсун. У мени сиз билән биргә қараштуруп, мениң ишимни тәкшүрүп, сизниң қолиңиздин қутулдуриду!»
16 Давут сөзини аяқлаштурғанда, Саул: «Бу сениң авазиңму, оғлум Давут?»— дәп сориди. Шуниң билән Саул қаттиқ үн селип жиғлап кәтти.
17 У Давутқа: «Сән мениңдин һәққанийсән, чүнки сән мана яманлиқ үчүн яхшилиқ билән төләватисән.
18 Бүгүн сән маңа яхшилиқ қилғиниңни дәлилләватисән. Чүнки Йәһва мени қолуңға бәргәндә, сән мени өлтүрмидиң.
19 Әгәр бирси дүшминини тапса, уни яхшилиқчә қоюп берәрму? Йәһва саңа бүгүнки күндә маңа көрсәткән яхшилиғиң үчүн бәрикәт бәрсун!
20 Демәкчи, мана мән билимәнки, сән падиша болисән вә Исраилниң падишалиғи сениң қолуңда туруп қалиду.
21 Шуңа Йәһва билән маңа қәсәм ичип бәргин: сән мениңдин кейин әвладимни қиривәтмәйсән вә атамниң өйидин мениң исмимни йоқатмайсән», —дәп сөзлиди.
22 Давут Саулға қәсәм бәрди. Андин кейин Саул өйигә қайтип кәтти, Давут болса өз кишилири билән панагаһқа қайтти.