Самуилниң 1-язмиси 26:1—25
26 Зифниң турғунлири Саулниң қешиға Гибаға келип: «Давут чөлниң йенидики Гахила дөңидә мөкүп жүриду»,— дейишти.
2 Саул туруп, Зиф чөлигә 3000 Исраил әскәрлири билән маңди. Улар Давутни Зиф җәзирисидә издиди.
3 Саул чедирларни тикип, Хакила дөңидә, йолниң бойида җайлашти. Давут чөлдә болуп, Саулниң униң кәйнидин кәлгинини көрди.
4 Давут пайлақчиларни әвәтип, Саулниң нәқ кәлгинини билди.
5 Давут орнидин чиқип, Саул чедирларни тиккән җайға келип, Саул билән Нәрниң оғли, сәрдар Абнер, ухлаватқан йерини көрди. Саул жүк-тақиниң оттурисида ухлавататти, хәлиқ болса уни қоршап чедирларда ятқанди.
6 Давут һетийлиқ Ахимилех билән Йоабниң иниси, Саруяниң оғли Абишайға: «Ким мениң билән Саулниң йениға униң қараргаһиға бариду?»— дәп сориди. Абишай җававән: «Мән сениң билән баримән»,— деди.
7 Шуниң билән түндә Давут Абишай билән барди. Қариса, мана, Саул жүк-тақиниң оттурисида ухлаветипту, униң нәйзиси беши тәрәптә йәргә санчиқлиқ екән. Абнер билән хәлиқ униң әтрапида йетип уйқида еди.
8 Шунда Абишай Давутқа: «Мана, бүгүн Худа дүшминиңни қолуңға бәрмәктә. Демәк, мән уни нәйзәм билән бир урупла йәргә санчиймән, һәрикитимни қайтилимаймән!»— деди.
9 Лекин Давут Абишайға: «Уни өлтүрмә! Чүнки ким Йәһваниң майланған хизмәтчисигә қол көтүрүп, җазасиз қалиду дәйсән?»— дәп, уни тохтатти.
10 Давут йәнә: «Йәһва тириктур! Йәһва Өзи уни һалак қилсун, яки униң күни йетип у өлиду, яки урушқа берип, шу җайда һалак болиду.
11 Йәһваниң алдида һәргиз қолумни Йәһваниң майланған адимигә тәккүзмәймән! Әнди униң беши тәрәптики нәйзисини вә қумғандики сүйини ал, шуниң билән кетәйли»,— деди.
12 Шундақ қилип, Давут Саулниң беши тәрипидики нәйзә билән суни елип, улар кәтти. Һечким уларни көрмиди, һечким билмиди, һәчким оханмиди, чүнки Йәһва уларни чоңқур уйқиға селивәткән еди.
13 Давут қарагаһтин чиқип, неридики тағниң чоққисида турди. Арисида хелила мусапә бар еди.
14 Давут хәлиққә вә Нәрниң оғли Абнерға мураҗиәт қилип: «Һәй, Абнер!»— дәп вақириди. Абнер җававән: «Ким сән, падишаға мураҗиәт қиливатқан?»— деди.
15 Давут Абнерға: «Сән әрму? Ким Исраилда саңа тәңдаш? Немишкә сән һөкүмраниң, падишани, сақлимайсән? Чүнки кишиләрниң бирси падишайиң һөкүмранни өлтүрүшкә келгән еди.
16 Буни сән дурус қилмайватисән. Йәһва тириктур! Силәр Йәһваниң майланған вәкили, һөкүмраниңларни күзәтмиғиниңлар үчүн, өлүмгә лайиқ силәр! Қарап бақ: қени падишаниң нәйзиси билән униң беши тәрәптә турған су қумғани?»— дәп соалларни қойди.
17 Саул Давутниң үнини тонуп: «Бу сениң үнүңму, оғлум Давут?»— дәп сориди. Давут җававән: «Мениң үнүм, һөкүмраним, падиша!»— деди.
18 Қошумчә: «Немә үчүн һөкүмраним өз қулини қоғлаватиду? Сәвәви, мән немә қилиптимән вә қолумда немә зорлуқ бар?
19 Ейтмақчи, өз қулиңизниң гепини тиңшап көрүңа, падишайим. Әгәр Йәһва сизни маңа қарши қозғатқан болса, унда Униңға сиздин хушпурақлиқ һәдийә болсун. Әгәр сизни инсан оғуллири қозғатқан болса, улар Йәһваниң ләнитигә учрисун, чүнки улар мени тәқипләп, Йәһваниң хәлқи арисида яшатмайватиду. Улар мени башқа илаһларға ибадәт қилишқа иштириватиду.
20 Амма мениң қеним Йәһваниң үзидин нери болған йәргә төкүлмәйду! Исраилниң падишаси бир чочунни издәп чиқип, кәкликниң кәйнидә тағларда жүгригәндәк, жүгрәватиду»,— дәп налиди.
21 Саул җававән: «Мән гуна өткүздүм, оғлум Давут, қайтип кәлгинә! Мән әнди саңа башқа явузлуқ қилмаймән, чүнки бүгүн сениң көзүңдә мениң җеним бәк қиммәт болди. Мана, мән әқилсизлик өткүзүп, көп гуна қилдим»,— деди.
22 Давут: «Мана падишаниң нәйзиси! Жигитләрниң бирси келип, уни елип кәтсун.
23 Йәһва һәрқайсимизға һәқлиғимиз вә адиллиғимиз бойичә бәрсун! Һәтта бүгүн Йәһва сизни мениң қолумға селип бәргән болсиму, бирақ мән Худаниң майланған кишигә қолумни салғум кәлмиди.
24 Һәм сизниң өмриңиз бүгүн мениң көзүмдә қанчилик муһим болған болса, шундақла мениң өмрүм Йәһваниң көзидә муһим болуп, У мени һәрқандақ апәттин қутқузиду!»— деди.
25 Саул Давутниң бу сөзлиригә: «Оғлум Давут, бәрикәтләнгин! Қилимән дегиниңни қилалайсән һәм һәрқандақ нәрсигә күч-қудритиң йетиду!»— дәп инкас қайтурди. Шуниң билән Давут өз йолиға, Саул болса өз йолиға раван болушти.