Самуилниң 1-язмиси 27:1—12
27 Давут жүригидә: «Бир күни мән Саулниң қолидин һалак болумән. Шуңлашқа әң яхшиси мениң үчүн филистийәлик зиминда қутулуштур. Саул шу чағда мени пүткүл Исраил чәклиридә издәшни тохтитиду. Шундақ қилип, мән униң қолидин қутулимән»,— дәп ойлиди.
2 Шуниң билән Давут өзи һәм унин билән болған 600 адәм Гатниң падишаси, Маохниң оғли Ахишқа кәтти.
3 Давут өз кишилири вә аилиси билән Гатта Ахишниң һозурида яшиди. Униң икки аяли болған еди: йизриәллик Ахиноам вә кармиллиқ Набалниң сабиқ аяли Абигал.
4 Шу арида Саулға Давутниң Гатқа қечип кәткини йәткүзүлди вә Саул уни башқа издимиди.
5 Давут Ахишқа: «Әгәр мән сизниң көзиңиздә илтипат тапқан болсам, маңа тәвәдики шәһәрләрниң бирсидә яшашқа җай-макан берилсә. Чүнки немә үчүн сизниң қуллиңиз сиз бар падишалиқ шәһәрдә яшайду?»— дәп өтүнди.
6 Ахиш униңға Зиқлақ дегән шәһәрни бәрди. Шу чағдин башлап мошу күнгичә Зиқлақ Йәһудия падишалириға мәнсүптур.
7 Давутниң Филистийә дөлитидә яшиған вақти бир жил вә төрт ай болди.
8 Давут өз адәмлири билән берип, гесурлиқларға, гирзейлиқларға вә амаләкләргә һуҗум қилатти. Сәвәви, бу хәлиқләр ушбу йәрдә қедимдин тартип, Шурғичә вә һәтта Мисир йеригичә яшатти.
9 Давут мәзкүр йәрни уҗуқтуруп, бирму әр яки аялни тирик қалдурмай, қойлирини, буқилирини, төгилирини һәм ешәклирини өзигә елип, Ахишқа қайтип келәтти.
10 Бир күни Ахиш униңдин: «Силәр бирлиригә һуҗум қилмидиңларму?»— дәп сориди. Давут җававән: «Биз Йәһудияниң җәнубиға, йерахмиллиқлар йериниң җәнубиға вә кенейлар зимининиң җәнубиға һуҗум қилдуқ»,— деди.
11 Давут болса һечбир әр вә аял кишини тирик қалдурматти вә уларни Гатқа әкәлмәтти, чүнки улар униң қилған ишлири тоғрисида ейтип қоймаслиғи үчүндур. У ойида: «Улар Давут мундақ қиливатиду вә униң Филистийә дөлитидики һаят тәрзи шундақтур, дәп йәткүзмисун»,— дәтти.
12 Ахиш Давутқа ишинәтти вә ичидә: «Тайлиқ, у өз хәлқи, Исраил, үчүн нәпрәтлик болуп, мениң қуллиғимда мәнгү қалиду»,— дәп пәрәз қилатти.