Самуилниң 1-язмиси 28:1—25

28  Ушбу вақитта филистийәликләр өз әскәрлирини исраиллиқлар билән уруш жүргүзүшкә жиғди. Ахиш Давутқа: «Шуни билип қойки, сән өзәңму һәм кишилириңму мениң билән җәнгә чиқисиләр!»— дәп буйриди.  Давут җававән: «Сиз қулиңизға немә қилишни билисиз»,— деди. Ахиш болса: «Демәкчи, мән сени өмрүмниң ахириғичә бешимниң сақчиси қилип қоюмән»,— деди.  Самуил шу вақитта вапат болған, уни барлиқ Исраил жиға-зерә қилип, униң шәһири Рамада дәпин қилди. Саул Исраил зиминидин өлүкләрниң роһини чақирғучиларни вә сехиргәрләрни қоғлап чиқти.  Филистийәликләр жиғилип,Сунемда қараргаһи билән орунлашти. Саул шундақла барлиқ исраиллиқларни жиғип, қараргаһи билән Гилбойға җайлашти.  Лекин Саул филистийәликләрниң қараргаһини көргәндә, униң жүриги қаттиқ дүпүлдәп кәтти.  Шуниң билән Саул Йәһваға мураҗиәт қилди, амма Йәһва униңға йә чүш арқилиқ, йә урим арқилиқ, йә пәйғәмбәрләр арқилиқ җавап бәрмиди.  Саул қуллириға: «Маңа әрваларни чақирғучи аялни тепип бериңлар, мән униң алдиға берип, униңдин сораймән»,— дәп әмир қилди. Униң хизмәткарлири: «Мана, Ендорда әрваларни чақиралайдиған бир аял бар»,— деди.  Саул башқа кийим кийип, өзини йошуруп барди. Униң билән йәнә икки адәм болуп, шу аялға улар кечиси кәлди. Саул униңға: «Маңа әрва арқилиқ пал ечип бәргинә. Мән ейтқан кишини чиқарғина»,— дәп илтимас қилди.  Аял җававән: «Сән биләмсән, Саул өлүкләр роһини чақирғучиларни һәм сехиргәрләрни бу йәрдин қоғлап чиқарди. Мени һалак қилиш үчүн, сән немишкә җенимға тор ташлаватисән?»— деди. 10  Саул униңға Йәһва исми билән қәсәм ичип: «Йәһва тириктур! Саңа бу ишиң үчүн дәрт болмайду»,— дәп вәдә бәрди. 11  У аял: «Саңа кимни чиқирип берәй?»— дәп сориди. Саул җававән: «Маңа Самуилни чиқирип бәргин!»— деди. 12  Шуниң билән у аял Самуилни көрүп, қаттиқ үн билән Саулға вақириди: «Немә үчүн сиз мени алдидиңиз? Сиз Саулғу?!» 13  Падиша униңға: «Қорқма! Кимни көрүватисән?»— дәп сориди. Аял Саулға: «Худаға охшайдиған бирси йәрдин чиқиватиду!»— деди. 14  У униңдин: «Түри-беши қандақ?»— дәп сориди. Аял җавап берип: «Қери киши, кәңташа кийимгә кийингән»,— деди. Шуниң билән Саул бу Самуил екәнлигинини тонуп, үзи билән йәргә жиқилип, тазим қилди. 15  Самуил Саулдин: «Немигә сән мени чақиртип, теч ятқузмайсән?»— дәп сориди. Саул җававән: «Мән бәк қистанчиқлиқта. Сәвәви, филистийәликләр маңа қарши урушиватиду, Худа болса мәндин чәтниди. У маңа йә пәйғәмбәрләр, йә чүшләр арқилиқ җавап бәрмәйватиду. Шуңлашқа мән сизни немә қилишимни үгитип қоюш үчүн чақирдим»,— деди. 16  Самуил униңға мундақ деди: «Йәһва сениңдин чәтнәп, дүшминиң болуп турса, сән немә үчүн мени сораватисән? 17  Йәһва мениң арқилиқ саңа дегәнни қиливатиду. Йәһва қолуңдин падишалиқни тартип, уни башқисиға, Давутқа, бериватиду. 18  Сән Йәһваниң авазини тиңшимиғиниң сәвәплик һәм Униң Амаләк үстидин қайниған ғәзивини орунлимиғанлиғиң үчүн, Йәһва мошуни сениң үстиңдин қиливатиду. 19  Йәһва сениң билән биргә Исраилниму филистийәликләрниң қолиға тапшуриду. Әтә сән һәм сениң оғуллириң мениң билән биллә болусиләр. Исраил қараргаһини Йәһва Филистийәниң қолиға өткүзиду!» 20  Уштумтут Саул пүтүн бәдини билән йәргә жиқилип, Самуилниң сөзлиридин интайин чөчүп кәтти. Униңда һечбир күч қалмиди, чүнки у барлиқ шу тәвлүктә нанни ағзиға алмиған еди. 21  Саулға һелиқи аял йеқинлишип, униң қаттиқ қорқушта екәнлигинини көрүп, униңға: «Мана, қулиңиз сөзлириңизни аңлап, һаятимға хәтәр тикилгән болсиму, сизни тиңшидим. 22  Әнди болса, сизму қулиңизниң гепини тиңшаң. Мән сизгә нан тәғдим қилай, уни йәп сиздә күч болиду һәм йолуңизға атлиналайсиз»,— деди. 23  Бирақ у: «Яқ, мән йемәймән»,— дәп рәт қилди. Амма униң хизмәткарлири вә ушбу аял изчил униңдин өтүнди һәм ахирида у уларни тиңшап, йәрдин туруп, көрпигә олтарди. 24  У аялниң өйидә бодалған мозай бар еди. Һелиқи аял чапсан уни боғузлап, уңдин петир нанларни пишәрди. 25  Бу таамларни у Саул һәм униң қуллири алдиға қойди. Улар йәп-ичип турди вә шу түндә йолға чиқип кәтти.

Изаһәтләр