Самуилниң 1-язмиси 29:1—11

29  Филистийәликләр бар қошунлирини Афекта жиғди, исраиллиқлар болса Йизриәлдики булақниң қешида қараргаһи билән турди.  Филистийәлик сәрдарлар йүзләр һәм миңлар билән маңди, Давут һәм униң әскәрлири Ахишниң кәйнидә жүрди.  Филистийәлик бәгләр буни көрүп: «Немишкә бу йәрдә еврейлар бар?»— дәп сорашти. Ахиш уларға җававән: «Бу Исраил падишаси Саулниң қули Давутқу. У қачқандин тартип мошу күнгичә мениңда бир яки икки жилчә болмақта. Лекин мән униңда һечбир сәвәнлик тапмидим»,— деди.  Амма филистийәлик әмәлдарларниң униңға аччиғи келишип: «Бу кишини қоюветиңиз, у өз орниға, сиз бөлүп бәргән җайға қайтсун. У биз билән урушқа бармисун, чүнки,бәлким, җәңдә у бизгә дүшмән болуп чиқмисун. Ойлап көрүңа, қандақларчә у өз һөкүмраниниң илтипатиға еришәләйду? У пәқәт бизниң кишилиримизниң башлирини униңға тәғдим қилип әмәсму?  Бу киши униңға сәпләрдә аяллар нахша ейтип: “Саул миңларни қирди, Давут болса—оң миңларни!” дегән һелиқи Давут әмәсму?»— дейишти.  Шуниң билән Ахиш Давутни чақиривелип: «Йәһва тириктур! Сән диянәтлик адәм вә мениң көзқаришимчә сән алдимда өз әскәрлириң билән кирип-чиқсаң, мән үчүн йеқимлиқ болатти. Чүнки сән маңа кәлгән күндин башлап мошу күнгичә мән сениңда һеч яманлиқ көрмидим. Лекин бәгләргә сән яқмайсән.  Ейтмақчи, теч-аман өз орнуңға қайтқин вә филистийәлик бәгләрни териктүрмә»,— деди.  Давут Ахишқа җавап берип: «Мән немә қилип қоюптимән? Сиз қулиңизда мән кәлгәндин башлап немини байқапсиз? Немишкә мән һөкүмраним, падишаниң дүшмәнлири билән бүгүн урушмаймән?»— дәп сориди.  Ахиш Давутқа җававән: «Билимәнки, сән мениң көзлиримгә Худаниң пәриштисидәк көрүнисән. Лекин Филистийәниң бәглири сени биз билән урушқа бармисун, дәп тәләп қиливатиду. 10  Демәк, әтә сәһәрдә падишайиңниң сән тәрәпкә өтүп кәткән қуллири билән йоруғанда, туруп кетиңлар»,— дәп мәслиһәт бәрди. 11  Шуниң билән Давут өзи һәм кишилири әтигән турушуп, филистийәлик маканиға қайтишқа йолға раван болди. Филистийәликләр болса Йизриәлгә қарап маңди.

Изаһәтләр