Самуилниң 1-язмиси 3:1—21
3 Өсмүр Самуил Йәһва Худаға Илий баш роһаний вақтида хизмәт қилди. Ушбу күнләрдә Йәһваниң сөзи аз аңлинип, вәһийләр пат-пат берилмәтти.
2 Шу вақитта Илий өз орнида ятқан еди, униң көзлири начарлишип, у көрәлмәтти.
3 Худаниң чириғи техи өчмигән еди, Самуил болса Йәһваниң сандуғи туридиған Илаһниң ибадәтханисида ятатти.
4 Йәһва Самуилни чақирди. У болса: «Мана мән!»— деди.
5 Шуниң билән у Илийниң қешиға жүгрәп келип: «Мана мән, сиз мени чақирдиңизғу»,— деди. Лекин Илий: «Мән сени чақирмидим. Җүгә, орнуңға берип ухла»,— деди җававән. У берип ятти.
6 Лекин Йәһва Самуилни йәнә чақирди. Самуил қопуп, Илийниң қешиға кәлди:«Мана мән, сиз мени чақирдиңиз». Бирақ у йәнә: «Яқ, мән сени, оғлум, чақирмидим. Қайтип берип, ухлиғин»,— деди тәкрар.
7 Самуил болса техи Йәһвани билмәтти һәм униңға Йәһваниң сөзи ечилмиған еди.
8 Йәһва қайта, үчинчи қетим, Самуилни чақирди. У туруп, йәнә Илийға келип: «Маниғу мән, сиз мени йәнә чақирдиңиз»,— деди.
Шу чағда Илий Йәһваниң өсмүрни чақириватқинини чүшәнди.
9 Илий Самуилға: «Орнуңға берип ухлиғин. Сени Чақирғучи аваз бәргәндә: “Сөзлигин, Йәһва Рәббим, Сениң қулуң Сени тиңшимақта”,― дегин», дәп үгәтти. Самуил орниға берип ятти.
10 Йәһва келип, авалқидәк: «Самуил, Самуил!»— дәп чақирди. У җававән: «Сөзлигин, чүнки қулуң Сени тиңшимақта»,— деди.
11 Йәһва Самуилға сөзләп: «Мана, Мән Исраилда шундақ бир иш қилимәнки, ким униң тоғрилиқ аңлиса, иккила қулиғида җараңлап кетиду.
12 Шу күни Мән Илийниң өйи үстидин ейтқан барлиқ сөзлиримни баштин аяққичә орунлаймән.
13 Мән униңға елан қилғандим, Мән униң өйини гунаси үчүн әбәдий-әбәт җазалаймән, чүнки у оғуллириниң өзигә ләнәтни җәлип қиливатқинини билгән болсиму, уларни қоюп бәрди.
14 Шуңа Илий өйигә қәсәм беримәнки, униң өйиниң әйиви һечқандақ қурбанлиқлар, нан һәдийәлири билән мәнгү жуюлмайду!»— дәп әскәртти.
15 Самуил сәһәргичә ухлиди, андин у Йәһва өйиниң ишиклирини ачти. Амма Самуил ушбу көрүнүшни Илийға ейтип бериштин қорқти.
16 Илий Самуилни чақиривелип: «Оғлум Самуил!»— деди. У җававән:«Мана мән!»— деди.
17 Илий шу чағда: «Саңа немә ейтилди, мәндин йошурма. Болмиса, Худа сениң билән уни яки буни қилиду, әгәр сән мениңдин ейтилған сөздин бир нәрсә йошурсаң, йәнә қошуп бериду»,― деди.
18 Шуниң билән Самуил униңға һәммә нәрсини уқтурди, һечнәрсини униңдин йошурмиди. Шунда Илий: «Йәһва – Пәрвәрдигар, шуңа Униңға лайиқ барлиқ нәрсини қилсун»,— деди.
19 Самуил өсти вә Йәһва униң билән болди. У ейтқан сөзлириниң һәммисини әмәлгә ашурди.
20 Шундақларчә пүткүл Исраил Дандин башлап Бәәршебағичә Самуилниң Йәһваниң пәйғәмбири болуп қоюлғинини билди.
21 Йәһва Худа Шилода һазирлишини давам қилди, чүнки Йәһваниң сөзи бойичә Йәһва Шилода Самуилға көрүнәтти.