Самуилниң 1-язмиси 4:1—22
4 Шуниң билән Самуилниң сөзи пүткүл Исраилда орунланди:
исраиллиқлар филистийәликләргә қарши уруш ечип, Әбән-Езәрда қараргаһи билән җайлашти. Филистийәликләр болса Афекта қараргаһи билән турди.
2 Филистийәликләр исраиллиқларға қарши сәп түзгәндә, җәң башланди. Исраиллиқлар мәғлубийәткә учрап, филистийәликләр уларниң сәплиридә 4000ға йеқин кишини һалак қилди.
3 Хәлиқ қараргаһқа кәлгәндә Исраилниң ақсақаллири: «Немә үчүн Йәһва бизни бүгүн филистийәликләр алдида һалак қилди? Өзүмизгә Шилодики Йәһваниң әһдә сандуғини алайли. У бизниң аримизда меңип, дүшмәнлиримиз қолидин қутқузсун»,— дейишти.
4 Шундақ қилип, хәлиқ Шилоға адәм әвәтип, шу йәрдин хурабинларниң үстидә олтуридиған Йәһваниң келишим сандуғини елип келишти. Шу әһдә сандуғиниң йенида Илийниң икки оғли Хофни билән Пинихас болди.
5 Йәһваниң келишим сандуғи қараргаһқа кәлгәндин кейин барлиқ Исраил шундақ қаттиқ вақиридики, һәтта йәр мидирлиғандәк болди.
6 Филистийәликләр ушбу чоқурушларниң авазини аңлап: «Немигә еврейларниң қараргаһида шунчә қаттиқ вақирашлар болуватиду?»— дәп һәйран болушти. Шуниң билән улар Йәһваниң сандуғи қараргаһқа йәткүзүлгәнлигини билди.
7 Филистийәликләр қорқушуп кәтти, чүнки улар: «Худа қараргаһқа кәпту, әнди бизгә балаю-апәт болиду! Чүнки бундақ иш түнүгүн һәм бурнакүн болмиған еди.
8 Һалимизға вай! Ким бизни бу қудрәтлик Худаниң қолидин қутулдуриду? Бу шу Худаки, У мисирлиқларни чөлдә һәрқандақ җазалар билән һалак қилған!
9 Филистийәликләр, җасур һәм әржүрәклик болуңлар, болмиса, биз еврейларниң қуллиғиға чүшүп қалмайли! Улар биздә қуллуқта болғандәк болуп қалмаслиғимиз үчүн, әр болуңлар һәм җәң қилиңлар»,— дәп бир-бирсини дәвәт қилди.
10 Шундақларчә филистийәликләр урушти вә исраиллиқлар мәғлубийәткә учриди. Уларниң һәрқайси өз чедириға қечишти вә һалакәт шунчә зор болдики, һәтта исраиллиқлардин 30 000 пиядә әскәр қирилди.
11 Худаниң сандуғиму әсиргә елинди вә Хофни билән Пинихас, Илийниң оғуллири, өлди.
12 Шунда бирси Бениаминниң әскәр қатаридин жүгрәп, Шилоға шу күнила йәтти. Униң кийими жиртилған һәм бешиға топа чечилған еди.
13 У йетип кәлгәндә, Илий йолға қарап орундуқта олтиратти. Униң жүриги Худаниң сандуғи һәққидә әнсирәп, қаттиқ соқувататти. Бу хәвәрчи келип, әһвални елан қилғанда, пүткүл шәһәр товлап кәтти.
14 Илий бу иңрашни аңлап: «Немә үчүн бу пәрият чиқмақта?»— дәп сориди. Һелиқи адәм келип, Илийға һәммини йәткүзди.
15 Илий шу вақитта 98 яш еди, униң көзлири гөһирини жүтүрүп, у көрәлмәтти.
16 Әву киши Илийға: «Мән әскәр сепидин кәлдим вә қатардин қачтим»,— деди. Илий униңдин: «Оғлум, у җайда немә болуватиду?»— дәп сориди.
17 Хәвәрчи җававән: «Исраил филистийәликләрдин қачти, хәлиқтә бәк зор һалак йүз бәрди. Сизниңму икки оғлиңиз Хофни билән Пинихас өлди вә һәқ Худаниң сандуғи әсиргә елинди»,— деди.
18 У Худаниң сандуғи һәққидә ейтқандила, Илий орундуқтин йәргә дүм жиқилди һәм униң жулуни үзүлүп, у дәрһал өлди. Сәвәви, у қери һәм йоған салмақлиқ еди. Илий Исраилниң һакими болуп, 40 жил әмгәк қилди.
19 Униң келини, Пинихасниң аяли, шу вақитта һамилдар еди,униң туғут алдидики чеғи болғанди. У һәқ Худаниң сандуғиниң елинғанлиғини вә қейинатисиниң һәм йолдишиниң өлүмини аңлап, жиқилип чүшти. Шуниң билән униң туғут толғақлири башлинип, у туғди.
20 Униң җени чиқивататти, униң йенида болған аяллар: «Қорқма, сән оғул туғдиң»,— дәп ейтсиму, у уларға диққәт бөлмәтти.
21 Бу келин бовақни Ихабод, дәп атиди, чүнки у: «Исраилдин шан-шөһрәт кәтти»,— деди. Бу сөзләрни у Пәрвәрдигарниң сандуғиниң әсиргә елинғиниға, қейинатисиниң вә йолдишиниң өлүмигә қаритатти.
22 У йәнә: «Исраилдин шәрәп кәтти, чүнки һәқ Худаниң сандуғини дүшмәнләр алди»,— деди.