Самуилниң 1-язмиси 6:1—21
6 Шундақ қилип, Йәһваниң сандуғи Филистийә өлкилиридә йәттә ай болди.
2 Филистийәликләр каһинлирини вә бәшарәтчилирини чақиртип: «Йәһваниң сандуғи билән немә иш қилимиз? Бизни уни немиләр билән өз орниға қайтуруш керәклигини үгитиңлара»,— дәп ялвурушти.
3 Шу чағда улар: «Әгәр силәрниң Исраил Худасиниң сандуғини қайтуруветиш нийитиңлар болса, уни қуруқ қоюп бәрмәңлар. Лекин униңға әйип қурбанлиғини әкелиңлар. Шу чағда сақийисиләр вә Униң қоли немә үчүн силәрдин нери болмайватқинини чүшинисиләр»,— деди.
4 Улар булардин: «Қайси әйип қурбанлиғини Униңға әкелишимиз лазим?»— дәп сориди. Улар җававән мундақ мәслиһәт бәрди: «Филистийә бәглириниң сани бойичә бәш алтун һүррәк ушшуғини вә бәш алтун чашқанни әкелиңлар, чүнки бу кесәл һәммигә ортақ, силәргиму һәм бәглириңларғиму.
5 Демәк, ушшуқлириңларниң вә йериңларни йәп-түгитиватқан чашқанларниң бутлирини қилип, уларни Исраил Худасиниң шәрипигә әкелиңлар. Бәлким, шу чағда У қолини силәрдин һәм худайиңлардин вә йериңлардин тартидиғанду.
6 Силәргә немишкә мисирлиқлар һәм пирәвн өз вақтида жүрәклирини қатурғандәк, қәлбиңларни қатуруш керәк? Бу Худа уларға қарши һәрикәт қилғанда, улар исраиллиқларни қоюп бәрмидиму һәм улар кәтмидиму?
7 Демәкчи, бир йеңи җәң һарвуни ясаңлар вә икки ишқа селинмиған сеғин сийирни елиңлар. Уларни җәң һарвусиға четип, мозайлирини болса өйгә қайтуруветиңлар.
8 Йәһваниң сандуғини елип, уни җәң һарвуға қоюңлар.Қурбанлиққа әкелингән алтун затларни йәшиккә селип, сандуқ қешиға қоюп, йолға селиңлар.
9 Шуниң билән қараңлар, әгәр у өз чегариси Бәйт-Шемешқа маңса, билисиләрки, У бизгә бу зор апәтни қилди. Әгәр ундақ болмиса, у вақитта билимизки, Униң қоли бизни һалак қилмиди. Болған нәрсә пурсәт түпәйлидин болғанду».
10 Улар шундақ иш қилди: икки сеғин сийирни елип, җәң һарвусиға четип, мозайлирини болса өйдә тутуп қалди.
11 Йәһваниң сандуғини җәң һарвусиға қоюп, шундақла йәшиккә ушшуқларниң вә чашқанларниң бутлирини салди.
12 Қариса, сийирлар уттур Бәйт-Шемешқа апиридиған йол билән маңди. Улар бир йол билән меңип мөрәшти, амма оңға йә солға бурулмиди. Филистийә бәглири уларни Бәйт-Шемешниң чегарисиғичә узитип қойди.
13 Бәйт-Шемешниң турғунлири шу вақитта етизлиқта буғдайни орувататти. Улар қарап, сандуқни көрүп, хошал болушуп кәтти.
14 Шуниң билән җәң һарву Бәйт-Шемеш турғуни Йәшуниң етизиға келип тохтиди. У җайда йоған бир таш болғанди. Җәң һарвуни отунға йерип, сийирларни болса Йәһваға көйдүрмигә әкәлди.
15 Ләвийләр Йәһваниң сандуғини чүширип, униң йенидики йәшикниму чүшәрди. Униңда алтун затлар болған еди, уларни шу йоған ташқа қойди. Бәйт-Шемешниң турғунлири шу күни көйдүрмиләрни вә қурбанлиқларни Йәһваға тәғдим қилди.
16 Филистийәниң бәш беги буниң һәммисини көрүп, шу күнила Әқронға қайтип кәлди.
17 Филистийәликләр Йәһваға әйип қурбанлиғиға әкәлгән алтун ушшуқлар: бирси Ашдодтин, бирси Газадин, бирси Ашқелондин, бирси Гаттин һәм бирси Әқрондин еди.
18 Алтун чашқанлар болса филистийәлик шәһәрләрниң сани бойичә, очуқ йезилар вә қорған шәһәрләрниң егилири – бәш бәгниң сани бойичә болди.
Йәһваниң сандуғини қойған йоған таш болса, һазирғичә Бәйт-Шемешниң турғуни Йәшуниң етизида турмақта.
19 Бәйт-Шемешниң турғунлири арисидин Йәһваниң сандуғиға қариғанлиғи үчүн У 50 070 кишини өлтүривәтти. Шуниң билән хәлиқ жиғлап кәтти, чүнки Йәһва хәлиқни зор һалакәт билән җазалиди.
20 Бәйт-Шемешниң турғунлири: «Ким Йәһваниң, ушбу муқәддәс Худаниң, алдида туралайду һәм У биздин кимгә бариду?»— дейишти.
21 Шуниң билән улар хәвәрчиләрни Кириат-Йарим турғунлириға әвәтти: «Филистийәликләр Йәһваниң сандуғини қайтурувәтти. Келиңлар, өзәңларға елип кетиңлар».