Самуилниң 1-язмиси 7:1—17
7 Кириат-Йаримниң турғунлири келип, Йәһваниң сандуғини көтирип, дөңдики Абинадабниң өйигә әкәлди. Униң оғли Елизарни Йәһваниң сандуғини сақлаш үчүн беғишлиди.
2 Кириат-Йаримға сандуқни йөткигәндин башлап көп вақит, 20 жил, өтти. Шуниң билән пүткүл Исраил өйи Йәһваға бурулди.
3 Шу вақитта Самуил барлиқ Исраил өйигә: «Әгәр силәр пүтүн қәлбиңлар билән Йәһваға қарисаңлар, у чағда өзәңлардин чәтәллик илаһларни вә Ашторәтләрни йоқитиңлар. Жүригиңларни Йәһваға бурап, ялғуз Униңға хизмәт қилиңлар. У силәрни филистийәликләрниң қолидин бошитиду»,— деди.
4 Шундақларчә Исраил оғуллири Баалларни вә Ашторәтләрни йоқитип, йеганә Йәһваға хизмәт қилишқа башлиди.
5 Шунда Самуил: «Һәммә исраиллиқларни Мизпаһқа жиғиңлар һәм мән силәр үчүн Йәһваға дуа қилимән»,— деди.
6 Исраиллиқлар Мизпаһқа жиғилди вә суни елип, Йәһваниң алдида төкти. Улар шу күни роза тутти вә шу җайда: «Биз Йәһваниң алдида гунакар»,— дәп иқрар қилишти. Мизпаһта Самуил Исраил оғуллири үстидин һөкүм қилди.
7 Филистийәликләр Исраил оғуллириниң Мизпаһта жиғилғинини аңлап, Филистийә бәглири Исраилға қарши чиқти. Исраил оғуллири буни аңлап, филистийәликләрдин қорқушти.
8 Шунда Исраил оғуллири Самуилға: «Биз тоғрилиқ Худайимиз Йәһвадин тохтимай сориғина. У бизни филистийәликләр қолидин қутқазсинчу!»— дәп илтиҗа қилишти.
9 Самуил бир емидиған қозини елип, уни пүткүл хәлиқ намидин Йәһваға көйдүрмигә әкәлди. Андин Самуил Йәһваға Исраил һәққидә ялвурди вә уни Йәһва аңлиди.
10 Шу сәвәптин Самуил көйдүрмини әкеливатқан чағда вә филистийәликләр Исраил билән җәң башлиғанда, Йәһва қаттиқ авазда филистийәликләргә шундақ гүлдүрлидики, улар паракәндиликкә чүшүп, Исраилниң алдида йеңилди.
11 Мизпаһтин Исраил кишилири чиқип, филистийәликләрни Бәйт-Кар дегән йәргичә уруп қоғлиди.
12 Самуил бир ташни елип, уни Мизпаһ билән Шен арилиғиға қоюп, уни Әбән-Езәр (ярдәм теши) дәп атиди. У мундақ деди: «Бу йәргичә бизгә Йәһва ярдәм бәрди».
13 Шундақ қилип, филистийәликләр дәккисини йәп көнди. Улар башқа Исраил чәклиригә кирмәйдиған болди. Йәһваниң қоли Самуилниң барлиқ күнлиридә филистийәликләрниң үстидә болди.
14 Филистийәликләр Исраилдин тартивалған шәһәрләр яңливаштин Исраилға қайтти. Әқрондин Гатқичә болған өлкиләрни Исраил Филистийә қолидин жулуп чиқти.
Исраил билән аморейлар арисида течлиқ болған еди.
15 Самуил һаятиниң барлиқ күнлиридә Исраилниң һакими болди.
16 Жилдин жилға у Бәйтәлгә, Гилгалға вә Мизпаһқа берип, Исраилни барлиқ мәзкүр җайларда сотлатти.
17 Андин у Рамаға қайтип келәтти, чүнки шу йәрдә униң өйи болған еди. Бу җайдиму у Исраилни сотлатти вә шу йәрдә Йәһваға қурбангаһ салди.