Самуилниң 1-язмиси 8:1—22

8  Самуил қериғинида өз оғуллирини Исраилниң үстидин һакимлар қилип қойди.  Тунҗа оғлиниң исми Йоел, иккинчисиниң исми Абия еди. Улар Бәәршебада һакимдарлиқ қилатти.  Амма униң оғуллири униң йоллири билән жүрмәй, өз пайда-мәнпийитини көзләп, һәдийәләрни елип, қинғир сотлатти.  Шуниң билән Исраилниң барлиқ ақсақаллири жиғилип, Самуилниң қешиға Рамаға кәлди.  Улар униңға: «Мана, сән қеридиң, оғуллириниң болса, сениң йоллириниң билән жүрмәйду. Шуңа башқа хәлиқләрниңкидәк бизгиму, бизни сотлаш үчүн, падиша қоюп бәргин»,— деди.  Самуилға уларниң, бизгә сотлаш үчүн падиша бәргин, дегән ушбу сөзи яқмиди. Шуниң билән Самуил Йәһваға дуа қилди.  Йәһва җававән Самуилға мундақ деди: «Улар саңа дегән сөзиниң һәммисини тиңшиғин, чүнки улар сени әмәс, бәлки Мән уларниң үстидин падишалиқ қилишимни рәт қилди.  Мән уларни Мисирдин елип чиққандин башлап мошу күнгичә, улар Мени ташлиған болуп, башқа илаһларға хизмәт қилғандәк, улар сениң биләнму шундақ иш қиливатиду.  Демәк, уларниң авазини тиңша. Пәқәт уларға үстидин һөкүмранлиқ қилидиған падишаниң һоқуқлирини җакалап бәргин». 10  Самуил униңдин падиша сориған хәлиққә Йәһваниң барлиқ сөзлирини йәткүзди. 11  У уларға: «Мана, үстүңлардин һөкүмранлиқ қилидиған падишаниң һоқуқлири мундақ болиду: у силәрниң оғуллириңларни елип, өз атлири билән җәң һарвулириға олтарғузуп, алдида жүгритиду. 12  Уларниң бәзилирини у миңбеши вә әлликбеши қилиду, бәзилири болса униң йерини һайдап, ненини жиғиду, бирмунчилири әскирий қураллирини вә җәң һарвулирини ясайду. 13  Қизлириңларни елип, уларға хушпурақ яғларни яситиду, тамақ әткүзиду вә нанлирини яққузиду. 14  Әң яхши етизлириңларни, үзүмзарлиқлиринларни вә зәйтун бағлириңларни тартивелип, өз әмәлдарлириға бериветиду. 15  Данлириңлардин вә үзүмзарлиқлириңлардин онинчи қисмини елип, өз хизмәткарлириға тәғдим қилиду. 16  Силәрниң әр-аял қуллириңлар вә мал-варанлириңлардин елип, өз еһтияҗлириға ишлитиду. 17  Ушшақ мелиңлардин онинчи қисмини алиду, өзәңлар болсаңлар униң қуллири болисиләр. 18  Шу күни өзәңларға таллиған падишайиңлардин товлап кетисиләр. Бирақ Йәһва силәргә җавап бәрмәйду»,— дәп агаһландурди. 19  Лекин хәлиқ Самуилниң сөзигә қулақ салғуси қәлмиди һәм униңға: «Яқ, үстимиздин падиша болсун! 20  Бизму башқа хәлиқләрдәк яшаймиз. Падишайимиз бизни сотлайду, алдимизда жүриду вә урушлиримизда бизни башқуруп җәңгә чиқиду»,— дейишти. 21  Самуил хәлиқниң барлиқ сөзлирини тиңшап, Йәһваниң қулиғиға йәткүзди. 22  Йәһва Самуилға: «Уларниң сөзини тиңшап, уларға падишани қоюп бәр»,— деди. Шу чағда Самуил Исраил кишилиригә: «Һәрқайсиңлар өз шәһәрлириңларға қайтиңлар»,— дәп буйриди.

Изаһәтләр