Самуилниң 1-язмиси 9:1—27
9 Бениаминлиқлар арисидин Киш исимлиқ бир адәм болған еди. У Абилниң, Зерорниң, Бехоратниң, Атийниң оғли болуп, көрүнәрлик адәм еди.
2 Униң Саул исимлиқ оғли бар еди, у яш һәм чирайлиқ болған. Исраиллиқлар арисидин һечким униңдин чирайлиғирақ болмиған, униң бойи һәммә хәлиқ оғуллиридин егизәрәк болуп, улардин бир баш егиз еди.
3 Бир күни Саулниң атиси Кишниң ешәклири жүтүп кәтти. Шунда Киш оғли Саулға: «Өзәң билән яш балиларниң бирсини елип, ешәкләрни издигин!»— деди.
4 Саул Әпрайим теғидин өтүп, Шалиша йериниму қарап чиқти, бирақ уларни тапалмиди. Андин Шаалим йерини өтүп, Бениамин өлкисини қарап чиқсиму, ешәкләрни көрмиди.
5 Улар Зуф йеригә кәлгәндә, Саул йенидики чакариға: «Кәл, қайтайли, чүнки атам ешәкләрни унтуп, биз һәққидә әндишә қилмисун»,—деди.
6 Чакари җававән: «Мана, мону шәһәрдә Худаниң һөрмәтлик адими бар. У немила демисә, шу орунлиниду: җүр, шуниңға йолуқайли. Бәлким, у бизгә нәгә беришимизни ейтип берәр»,—деди.
7 Саул өз чакариға: «Мәйли, барайли. Бирақ у кишигә биз немә апиримиз? Ғоҗунимизда нан қалмиди, Худаниң кишигә тәғдим қилғидәк соғимизму йоқ. Немә қилимиз?»— деди җававән.
8 Буниңға чакари Саулға: «Мана, қолумда күмүч шекәлниң чариги бар. Буни мән Худаниң адимигә беримән, шуниң билән у бизгә йолумизни көрситип бериду»,— дәп җавап бәрди.
9 Авал Исраилда әгәр бирси Худани сорашқа барса, мундақ дәтти: «Вәлийгә барайли». Сәвәви, һазирқи пәйғәмбәр авал вәлий дәп атилатти.
10 Шуниң билән Саул чакариға: «Яхши дедиң, барайли»,— деди. Шундақ қилип, улар Худа адими яшаватқан шәһәргә маңди.
11 Улар йолда таққа чиққанда, суға маңған қизлар билән учришип, улардин: «Бу йәрдә вәлий турамду?»— дәп сориди.
12 Қизлар җававән: «Бар. Мана, у киши сениң алдиңда. Алдириғин, чүнки егизликтә хәлиқ қурбанлиқ әкелишигә у кәлди.
13 Шәһәргә киргиниңларда уни көрәләйсиләр, таки у ушбу егизликкә чүшлүк ғизаға кәтмигичә. У кәлмигичә хәлиқ ғизаланмайду, чүнки у қурбанлиқни бәрикәтлиши лазим. Андин кейинла чақирилғанлар тамақлиниду. Демәкчи, чапсанирақ меңиңлар, болмиса, уни туталмайсиләр»,— дейишти.
14 Улар шәһәргә қарап жүрди. Шәһәрниң оттуриға кәлгәндә қариса, алдида Самуил таққа чиқиш үчүн маңған вақтида учриди.
15 Йәһва Худа болса Самуилға Саулниң келишидин бир күн авал мундақ ейтқан еди:
16 «Әтә Мән саңа Бениамин йеридин бир кишини әвәтимән. Сән уни Мениң хәлқим Исраилниң үстидин һөкүмранлиққа майлайсән. У Мениң хәлқимни филистийәликләрниң қолидин қутқузиду, чүнки Мән хәлқимгә диққәт ағдурдум. Сәвәви, униң пәрияди қулиғимға йәтти».
17 Самуил Саулни көргәндә, Йәһва униңға: «Мана, Мән саңа ейтқан киши мошу. У Мениң хәлқимни башқуриду»,— деди.
18 Шуниң билән Саул Самуилға дәрвазиларниң қешида үчришип: «Ейтқина, вәлийниң өйи қәйәрдә?»— дәп сориди.
19 Самуил униңға җававән: «Мән вәлий. Алдимда егизликкә маңғин. Бүгүн силәр мениң билән чүшлүк тамақни йәйсиләр, әтә болса мән сени қоюп беримән вә көңлүңдики барлиқ нәрсини ейтип беримән.
20 Сәндә үч күн бурун жүтүп кәткән ешәкләр тоғрилиқ қайғурма,улар тепилди. Әнди Исраилниң барлиқ дунияси саңа вә атаңниң өйигә тәәллуқ әмәсму?»— деди.
21 Саул һәйран һалда: «Мән Исраилниң әң кичик қәбилисиниң оғуллиридин әмәсму? Вә мениң аиләм Бениамин нәслидики аилиләрниң арисидики әң кичиги әмәсму? Немишкә сән маңа буни дәватисән?»—дәп җавап қайтурди.
22 Самуил Саулни униң чакари билән бөлмигә әкирип, уларға меһманларниң арисида әң әтиварлиқ орунни бәрди. Меһманларниң сани 30ға йеқин киши болған еди.
23 Самуил ашпәзгә: «Мән саңа бәргән һәм саңа сақлап қоюшқа буйриған бөлүкни бәргин!»— дәп әмир қилди.
24 Шуниң билән ашпәз есил гөшни елип, Саулниң алдиға қойди. Шу чағда Самуил Саулға: «Мана, саңа сақлап қойған җай, уни йегин. Буни хәлиқни тәклип қилмай туруп, әттәй сениң үчүн сақлиған гөш»,— деди. Шундақ қилип, Саул шу күни Самуил билән биллә тамақланди.
25 Андин кейин улар егизликтин чүшүп, шәһәрдә Самуил Саул билән өгүз төпидә параңлашти.
26 Улар әтиси сәһәрдә турушти. Таң атқанда Самуил чедирда қонған Саулни чақирип:«Қопқин, мән сени узитип қояй!»— деди. Саул турди вә улар биргә өйдин чиқти.
27 Улар шәһәрдин чиқиш җайида Самуил Саулға: «Чакариңға ейтқин, алдимизда жүрсун. Сән болсаң бу йәрдә тохтап турғин һәм мән саңа Худаниң сөзини ечип берәй»,— деди.