Самуилниң 2-язмиси 1:1—27

1  Саул өлгәндин кейин Давут Амаликниң үстидин ғәлибә қазинип, Зиқлаққа қайтип келип икки күн өтти.  Үчинчи күни Саулниң қараргаһидин бир киши кәлди, униң кийимлири житиқ болуп, бешиға топа чечилған еди. У Давутқа келип, йәргә жиқилди һәм униңға тазим қилди.  Давут униңдин: «Сән қәйәрдин кәлдиң?»— дәп сориди. У җававән: «Мән Исраил қараргаһидин қечип кәлдим»,— деди.  Давут униңдин: «У йәрдә немә болди? Маңа ейтип бәргин»,— дәп илтимас қилди. У: «Хәлиқ җәң мәйданидин қачти вә көплигән киши һалак болди. Шундақла, һәтта Саул билән униң оғли Йонатанму һалак болди»,— дәп баян қилди.  Давут бу хәвәрни әкәлгән әскәргә: «Қандақларчә сән Саул билән оғли Йонатанниң өлгәнлигини билдиң?»— дәп сориди.  Бу әскәр җававән мундақ деди: «Мән шу вақитта Гилбой теғида болған едим. Қарисам, мана Саул нәйзисигә йөлинип турупту, шу арида җәң һарвулири һәм чавандазлар униң кәйнигә чүшүпту.  Саул кәйнигә бурулуп, мени көрди һәм мени чақирди. Мән униңға: “Мана, мән”,— дедим.  У маңа: “Сән ким?”— дәп сориди. Мән җававән: “Мән амалик болимән”,— дедим.  Шу чағда у маңа: “Йеқинлап мени өлтүривәт, чүнки маңа өлүм азави йепилди вә җеним техи чиқип болмиди”,— дәп өтүнди. 10  Мән униңға йеқинлишип, уни өлтүрдим. Чүнки мән у жиқилғандин кейин аман қалидиғинини билмидим. Мән униң бешида болған таҗисини, қолидики биләй үзүгини сиз тәхсиримгә ушбу җайға елип кәлдим». 11  Давут өз кийимини жиртивәтти вә шундақла ишни униң билән болған барлиқ кишилири қилди. 12  Улар өпкидәп жиғлап, кәчқурунғичә Саул, оғли Йонатан вә Йәһваниң хәлқи һәм Исраил өйиниң қиличтин һалакәт тапқанлиғидин роза тутти. 13  Шу чағда Давут униңға хәвәр йәткүзгән кишигә: «Сән өзәң кимсән?»— дәп соал қойди. У җавап берип: «Мән мусапир амалик кишиниң оғли болимән»,— деди. 14  Давут униңдин: «Қандақларчә сән қорқмай, Йәһваниң майланған вәкиллигә өлтүрүш үчүн қолуңни көтәрдиң?»— дәп сориди. 15  Давут йенидики чакарлириниң биригә: «Җүгә, берип уни өлтүр!»— дәп буйриди. У берип, амаликни һалак қилди вә у киши өлүмини тапти. 16  Буниңға Давут: «Қениң өз бешиңда болсун! Чүнки сениң ләвлилириң сән: “Мән Йәһваниң майланған хизмәтчисини өлтүрдим” дегәндә, саңа қарши гувалиқ бәрди»,— деди. 17  Шуниң билән Давут мәзкүр матәм нахшисини Саул һәм униң оғли Йонатан һәққидә ейтти. 18  У бу оқ-я тоғрилиқ нахшини Йәһуда оғуллириниң үгинишини әмир қилди. Мана, бу нахша Һәққаний китавида хатириләнди. 19  «Кейик сениң егизликлириңдә Һалак болди, Исраил! Күчлүкләр қандақларчә жиқилди?! 20  Гатта елан қилмаңлар, Һашкелон кочилирида филистиялиқ Қизлар хошал болмаслиғи Үчүн җакалимаңлар. Хәтнисизләрниң қизлири Тәнтәнә қилмисун! 21  Гилбой тағлири! Силәргә йә шәбнәм, Йә ямғур тамчилири яғмисун Вә силәрдә мевилик Етизлиқлар болмисун, Чүнки силәрдә күчлүкләрниң Қалқанлири—Саулниң қалқини Майланмиған түридә ятиду. 22  Уҗуқтурулғанларниң қенидин, Қудрәтликләрниң йеғидин Йонатанниң оқ-яси қайтмиған. Саулниң қиличи болса, Қуруқ чекинмигән еди. 23  Саул билән Йонатан — Өмридә меһир-муһәббәтлик Достлар болуведи. Өлүмидиму улар айрилмиди, Улар бүркүтләрдин чапсанирақ , Ширлардин күчлигирәк еди. 24  Исраилниң қизлири! Силәрни қизил рәңлик Есил кийимләргә кийгүзүп, Алтун зебу-зенәтләрни Һәдийә қилған Саул Һәққидә жиғлаңлар! 25  Қандақларчә җәңдә Қудрәтликләр һалак болди?! Йонатан бу дөңләрдә Немә үчүн вапат болди? 26  Сән тоғрилиқ өксүп, Акам Йонатан, қайғуримән. Сән мениң үчүн Интайин сөйүмлүк едиң, Сениң меһир-муһәббитиң Аялниң муһәббитидин артуқ еди! 27  Қандақ қилип, қадирлар жиқилди? Җәң қураллири һалак болди».

Изаһәтләр