Самуилниң 2-язмиси 10:1—19
10 Андин кейин Аммон оғуллириниң падишаси өлүп қалди вә униң орниға оғли Ханун тәхткә олтарди.
2 Давут ойлап: «Униң атиси Нахаш маңа шәпқәтлик болғанлиғи үчүн, мән униң оғли Ханунға яхшилиқ қилай»,— деди. Шуниң билән Давут униңға атиси һәққидә тәсәлли бериш үчүн өз қуллирини әвәтти. Давутниң кишилири Аммон оғуллириниң зиминиға кәлди.
3 Аммон бәглири ғоҗайини Ханунға: «Давут атиңизға болған һөрмити түпәйли сизгә тәсәлли бәргүчиләрни әвәтти дәп ойламсиз немә? Давут сизгә өз қуллирини шәһиримизни пайлап-билип, андин уни вәйран қилиш үчүн әвәтмидиму?»— дәп гуман салди.
4 Шуниң билән Ханун Давутниң адәмлириниң йерим сақилини чүширип, кийимлири пешиниң теқимиғичә йерим тәрипини кесип, уларни қоювәтти.
5 Бу тоғрилиқ Давутқа йәткүзүлди. У уларниң алдиға адәмләрни әвәтти, чүнки улар бәк шәрмәндә болушуп кәткәнди. Падиша уларға: «Бурутлириңлар өсүп йетилгичә Йерихада қелип туруңлар.Андин қайтиңлар»,— дәп мәслиһәт бәрди.
6 Аммон оғуллири Давут үчүн өч болуп кәткәнлигини чүшинип, улар Бәйт-Рихоб вә Зобаһдин 20 000 пиядә әскәрләрни яллиди. Шундақла Мааха падишасидин 1000 адәмни вә Тоб турғунлиридин 12 000 кишини яллиди.
7 Буни аңлиған Давут Йоаб башчилиғида униң барлиқ җасур қошунини әвәтти.
8 Аммон оғуллири келип дәрвазиниң алдида җәңгә сәп түзди. Сириялиқлар вә Тоб һәм Маахиниң турғунлири далада алайтән сәп түзди.
9 Йоаб алдида вә арқисида униңға қарши әскәр турғинини көрүп, әң җасур исраиллиқлардин таллап, уларни сириялиқларға қарши қойди.
10 Қалған хәлиқни өз қериндиши Абишайға уларни аммонлуқларға қарши турғузушини буйриди.
11 У мундақ деди: «Әгәр сириялиқлар мени йеңиватқан болса, у вақитта сән маңа ярдәмгә кәл. Әгәр Аммон оғуллири сени басидиған болса, у чағда мән саңа ярдәмгә келимән.
12 Мәккәм бол вә хәлқимиз үчүн, Худайимизниң шәһәрлири үчүн мустәһкәм турайли! Йәһва Өзи Униңға лайиқ нәрсини қилсун!»
13 Шуниң билән Йоаб вә хәлиқ сириялиқлар билән җәң қилди. Улар униңдин қачти.
14 Аммон оғуллири сириялиқларниң қачқинини көрүп, Абишайдин қечип, шәһәргә кирип кәтти. Йоаб Аммон оғуллиридин қайтип, Йерусалимға кәлди.
15 Сириялиқлар Исраилдин мәғлуп болғинини көрүп биргә жиғилди.
16 Шуниң билән дәрияниң у қетида жүргән сириялиқларға Һадад-Әзәр келишни буйриди. Улар Хеламға кәлди вә уларниң башлиғи Һадад-Әзәрниң сәркиси Шовах болди.
17 Бу һәққидә Давутқа хәвәр кәлгәндә, у барлиқ исраиллиқларни жиғип, Йордандин өтүп Хеламға кәлди. Сириялиқлар Давутқа қарши сәп түзүп җәңгә кирди.
18 Сириялиқлар Исраилдин қачти вә Давут уларниң 700 җәң һарвусини вә 40 000 чавандазни һалак қилди. Уларниң башчиси Шовахни уҗуқтурди.
19 Һадад-Әзәрға беқинидиған һәммә падишалар униң Исраил тәрипидин уҗуқтурғанлиғини көрүп, Исраил билән течлиқ келишимини түзүп, униңға беқинди. Сириялиқлар болса, әнди Аммон оғуллириға ярдәм қилиштин қорқатти.