Самуилниң 2-язмиси 11:1—27

11  Падишалар адәттә җәңләргә чиқидиған пәсилдин бир жил өткәндин кейин, Давут Йоабни һәм өзиниң әскәрлирини вә пүткүл Исраилни чақирип, уларни Аммон оғуллирини вәйран қилишқа әвәтти. Улар Раббаһни қоршавға алди, Давут болса Йерусалимда қалди.  Бир күни Давут орнидин туруп, кәчқурун өйиниң өгүзидә меңип жүргәндә, у жуюнуватқан бир аялни көрди. Бу аял интайин чирайлиқ болған еди.  Шуниң билән Давут бу аял һәққидә билип келишкә адәм әвәтти. Униңға: «Ушбу аял Батшеба, Әлиамниң қизи, хетийлиқ Урияниң хотуни»,— дәп ейтилди.  Давут кишиләрни әвәтип, уни өзигә әкәлгүзди. У кәлди вә Давут униң билән ятти. Шу вақитта у аялниң етәккири техи пүтмигән еди. У аял андин өйигә қайтип кәтти.  Шуниң билән бу аял һамилдар болуп қалди. У Давутқа бу һәққидә: «Мән еғирбой болуп қалдим»,— дәп хәвәр қилди.  Давут Йоабқа адәм әвәтип: «Маңа хетийлиқ Урияни әвәт»,— дәп буйриди. Йоаб Урияни Давутқа әвәтип бәрди.  Урия униңға кәлгәндә, Давут Йоабниң теч-аманлиғи, хәлиқниң әһвали вә урушниң утуқлири тоғрилиқ сориди.  Давут Урияға: «Өйүңгә берип, пүт-қолуңни жуйғин»,— дәп тилиди. Урия падиша өйидин чиққанда, кәйнидин падишадин униңға соғини елип маңди.  Урия падиша өйиниң дәрвазилири алдида тәхсириниң башқа қуллири билән ятти. У өз өйигә бармиди. 10  Давутқа сөз йетип: «Урия өз өйигә бармиди»,— дәп ейтилди. Давут Уриядин: «Сән сәпәрдин кәлмидиңму? Немишкә өйүңгә бармидиң?»— дәп сориди. 11  Урия җававән: «Худаниң сандуғи, Исраил һәм Йәһуда чедирларда яшап, мениң ғоҗайиним Йоаб һәм тәхсиримниң қуллири қараргаһ болуп далада турса, мән өйүмгә берип, йәп-ичип, аяллим билән ятимәнму? Җеним билән қәсәм ичимәнки, һәргиз буни қилмаймән!»— дәп қәтъий ейтти. 12  Давут Урияға: «Бүгүнму мошу йәрдә қалғин, әтизә мән сени қоюп беримән»,— дәп тәклип бәрди. Шуниң билән Урия Йерусалимда шу күни һәм әтисиму қалди. 13  Уни Давут өзигә чақирип, меһман қилди. У йәп-ичти, һәтта Давут уни шарапқиму тойғузди. Һалбуки, кәчқурунлуғи у өз орниға берип, ғоҗайининиң чакарлири билән қонуп, өз өйигә бармиди. 14  Әтиси әтигәнлиги Давут Йоабқа хәт йезип, уни Урия билән әвәтти. 15  У хәттә мундақ дәп язди: «Урияни шиддәтлик җәң болғанда алдиға қоюңлар. Шундақла у һалак болуши үчүн, униңдин чекиниңлар!» 16  Шуңа Йоаб шәһәргә һуҗум ясиғанда, у Урияни әң илғар әскәрләр бар йәргә қойди. 17  Шәһәрдин дүшмән қошуни чиқип, Йоаб билән урушти. Шу вақитта хәлиқтин бирнәччә ләшкәрләр һалак болди, уларниң арисида хетийлиқ Урияму бар еди. 18  Йоаб киши әвәтип, Давутқа җәңниң барлиқ вақиәлигини йәткүзди. 19  Йоаб хәвәрчигә мундақ буйруқ бәрди: «Ушбу җәңниң сәргүзәштилирини ейтқанда, 20  падиша ғәзәплинип, саңа: “Немә үчүн силәр шәһәргә шунчә йеқинлаштиңлар? Силәр билмидиңларму, улар силәргә сепилдин от яғдуридиғанлирини? 21  Ким Йәрубошетниң оғли Абимәләкни уҗуқтурған: униңға аял киши ярғунчақниң асти тешини бешиға ташлап, уни Тебеста өлтүривәтмидиму? Немишкә силәр тамға йеқин йоллидиңлар?”— дәп ейтса, у чағда сән: “Сизниң қулиңиз хетийлиқ Урияму һалак болди”,— дегин». 22  Хәвәрчи берип, Давутқа Йоаб қандақ үгәткән болса, шундақ хәвәр йәткүзди. 23  Хәвәрчи Давутқа: «Бизни мәзкүр дүшмәнләр озуп,алдимизға далаға чиққанлиқтин, биз уларни шәһәрниң сепилигичә қистап апардуқ. 24  Оқ-я атқучилар қуллириңға тамдин оқ яғдурушқа башлиди. Шуниң билән падишаниң бирмунчә адәмлири өлди, уларниң қатарида хетийлиқ Урияму өлди»,— дәп сөзләп бәрди. 25  Давут хәвәрчигә җававән: «Йоабқа мундақ ейт: “Өткән җәң һәққидә қайғурма, чүнки қилич бирдә мундақ өлтүриду, бирдә ундақ. Шәһәргә қарши урушта мәккәм бол вә уни пүтүнләй вәйран қиливәт!” Шундақ сөзләр билән уни мустәһкәмлә»,— деди. 26  Урияниң аяли ериниң һалак болғинини аңлап, ғоҗайини тоғрилиқ жиғлиди. 27  Матәм вақти түгигәндә, Давут униңға адәм әвәтип, өз өйигә алди. Шуниң билән у аял униң хотуни болуп, униңға оғул туғуп бәрди. Амма Давут қилған иш Йәһваниң көзидә вәһшилик еди.

Изаһәтләр