Самуилниң 2-язмиси 12:1—31

12  Йәһва Натанни Давутқа әвәтти. У келип, униңға: «Бир шәһәрдә икки адәм яшапту, уларниң бирси бай, йәнә бири гадай екән.  Бай кишиниң қара һәм ушшақ мели интайин көп екән.  Гадай кишиниң болса, бир кичик қойидин башқа һечнәрсиси йоқ екән. У қойни кичик вақтида елип чоң қипту. Бу қой у һәм униң балилири билән тәң өсүп, уларниң угаклирини йәп, қачисидин сүйини ичип, ғоҗайининиң қойнида ухлап, униң үчүн қизидәк бопту.  Күнниң күнидә бир киши бай адәмгә меһманға кәпту. У ушшақ мелидин бир қойни елип, униңдин меһминиға чүшлүк ғизани тәйярлап бериштин аяпту. Амма у гадай адәмниң һелиқи бир қойини елип, униңдин меһминиға тамақ тәйярлап берипту»,— дәп сөзләп бәрди.  Давутниң һелиқи кишигә қаттиқ аччиғи келип, у Натанға: «Йәһва тириктур! Буни қилған адәм өлүмгә мәһкүм қилиниши лазим!  Қой үчүн вә айимиғанлиғи түпәйлидин у төрт һәссә артуқ төлиши керәк»,— дәп җавап қайтурди.  Шу чағда Натан Давутқа: «Ушбу адәм — сән өзәң! Исраилниң Худайи Йәһва мундақ дәйду: “Мән сени Исраилниң үстидин падиша қилип майлидим һәм Мән сени Саулниң қолидин қутқуздум.  Шуниңдәкла саңа ғоҗайиниңниң өйини һәм униң аяллирини илкиңгә бәрдим. Йәнә саңа Исраил билән Йәһуданиң өйлирини тапшурдум. Бу азлиқ болса, Мән саңа йәнә қошуп берәттим.  Немә үчүн сән Йәһваниң сөзини тәңситмәй, Униң көз алдида яманлиқ қилдиң? Сән хетий Урияни қилич билән өлтүрүп, униң аялини хотунлуққа алдиң, уни өзини болса, Аммон оғуллириниң қиличи билән өлтүрдиң. 10  Демәк, қилич сениң өйүңдин әнди мәңгү кәтмәйду! Сән Мени көзүңгә илмиғиниң үчүн вә хетийлиқ Урияниң аялини хотунлуққа алғиниң үчүн мошундақ болғуси”. 11  Йәһва йәнә мундақ дәйду: “Мана, Мән сениң өйүңдин саңа қарши зулум туғдуримән. Мән аяллириңни елип, көзүң алдида сениң йеқиниңға беримән: у қуяш астида улар билән ятиду. 12  Сән буни йошурун қилдиң, Мән болсам буни пүткүл Исраилниң алдида һәм күн йоруғида қилғузимән!”»— деди. 13  Давут Натанға җававән: «Мән Йәһваға қарши гуна өткүздүм!»— деди. Натан буниңға җавап қайтурғач: «Йәһваму сениңдин гунани еливәтти, сән өлмәйсән. 14  Пәқәт сән бу ишиң билән Йәһваниң дүшмәнлиригә тамашә көрсәткиниң үчүн, туғулған оғлуң өлиду»,— деди. 15  Шуниң билән Натан өйигә қайтти. Йәһва Урияниң аяли Давутқа туғуп бәргән оғлиға қол салди һәм у ағрип қалди. 16  Давут һәқиқий Худаға ялвуруп дуа қилди. У роза тутуп, пүткүл түнни йәрдә беғирлап йетип, илтиҗада өткүзди. 17  Униң өйиниң ақсақаллири уни йәрдин турғузуп, тамақ йейишкә дәвәт қилсиму, у турмиди һәм улар билән нан йемиди. 18  Йәттинчи күни бовақ өлүп қалди вә Давутниң чакарлири униңға бу тоғрилиқ ейтишқа петиналмиди. Чүнки улар: «Бала техи тирик вақтида у бизниң сөзлиримизни тиңшимиған еди, әнди қандақларчә: “Бала өлүп қалди”,— дәймиз, у өзигә бир яман нәрсә қиливалмисун»,— дейишти. 19  Давут униң қуллири өзара пичирлишиватқинини көрүп, балиниң вапат болғинини чүшәнди. У чакарлиридин: «Бовақ чачирап кәттиму?» — дәп сориди. Улар җававән: «Һә, шундақ», — деди. 20  Шу чағда Давут йәрдин туруп, жуюнуп майланди, кийимлирини йөткиди вә Йәһваниң өйигә берип, тазим қилди. Андин өз өйигә келип, ғиза сорап, уни йеди. 21  Униң чакарлири униңға: «Немишкә сиз бундақ қиливатисиз? Тирик бала һәққидә сиз роза тутуп жиғлиған едиңиз, бала өлгәндин кейин сиз орниңиздин туруп, нан йәватисизғу?» — дәп соал қойди. 22  У җававән: «Бала тирик вақтида мән роза тутуп жиғлиған едим, чүнки ойлидимки, бәлким, ким билсун, Йәһва маңа рәһимлик көрситип, бовақ аман қалатти. 23  Лекин у өлүп қалди, әнди немә үчүн мән роза тутушум керәк? Мән уни қайтуралмаймәнғу? Мән униңға баримән, амма у маңа қайтип кәлмәйду», — деди. 24  Давут аяли Батшебаға тәсәлли берип, униң билән болуп биргә ятти. У униңға оғул туғуп бәрди. Давут униң исмини Сулайман дәп қойди. Бу балини Йәһва яхши көрди. 25  У Натан пәйғәмбәрни әвәтип, у балиға Йәдидия, йәни Йәһва сөйгән, дәп нам берилди. 26  Шу арида Йоаб Аммон оғуллириниң пайтәхти Раббаһқа қарши урушуп, бу падишалиқ шәһәрни ишғал қилди. 27  Йоаб хәвәрчиләрни Давутқа әвәтип: «Мән Раббаһқа қарши урушуп, шәһәрниң сүйигә егә болдум. 28  Ейтмақчи, қалған хәлиқни жиғип, шәһәрни қоршавелип алғин. Сәвәви, әгәр уни мән алсам, шәһәргә мениң исмим қоюлиду»,— дәп әскәртти. 29  Шуниң билән Давут барлиқ хәлиқни жиғип, Раббаһқа берип, җәң қилип уни алди. 30  Шәһәрдики падишаниң бешидин таҗисини елип, уни Давутниң бешиға кийдүрди. Бу таҗида салмиғи 34 килограммға йеқин алтун вә гөһәр ташлар болди. Шундақла у шәһәрдин бәк нурғун олҗини ачиқти. 31  Униңда болған хәлиқни Давут тутқунға елип, бәзилирини ташларни кесишкә, бәзилирини учлуқ төмүр қураллар һәм төмүр палтилар билән ишләшкә, кесәкләрни ясашқа қойди. Шуниңдәкла у Аммон оғуллириниң һәммә шәһәрлири билән иш тутти. Андин Давут һәм униң кишилири Йерусалимға қайтип кәлди.

Изаһәтләр