Самуилниң 2-язмиси 14:1—33

14  Зеруяниң оғли Йоаб падишаниң қәлби Абсаламға ериғинини чүшәнди.  Йоаб Текояға адәм әвәтип, у җайдин бир әқиллиқ аялни алдуруп, унинға: «Жиғлаватқандәк болуп, матәм кийимлиригә кийинип, өзәңгә май сүркимәй, көп вақит мәрһум үстидин жиғлаватқан кишидәк болуп,  падишаға барғин һәм униңға мундақ дегин»,— дәп үгитип, униң еғизиға Йоаб сөзләрни селип бәрди.  Шуниң билән текоялиқ аял падишаға кирип, үзи билән йәргә жиқилип, тазим қилип: «Падиша, мени һимайә қилиң!»— деди.  Падиша униңдин: «Сиз ким?»— дәп сориди. У җававән мундақ деди: «Мән йолдиши өлүп кәткән тул аялмән.  Қулиңизниң икки оғли болған еди. Улар етизда болғанда урушуп қелип, уларни аҗритидиған адәм болмаслиғидин, бири йәнә бирсини қаттиқ уруп өлтүриветипту.  Әнди мана, барлиқ туққанлар маңа бесим ясап: “Бизгә қериндишиниң җенини алған қатилни ачиқип бәргин. Биз уни җигәри үчүн өлтүримиз!”— дәп мирасхорни, йәни йолдишимниң исмини сақлап қалидиған бир учқунни, маңа қалдурғуси кәлмәйватиду».  Падиша бу аялға: «Өйүңизгә хатирҗәм қайтиң. Мән сиз тоғрисида әмир чиқиримән»,— дәп җавап бәрди.  Шу чағда текоялиқ аял падишаға: «Тәхсирим падиша, мәндә һәм атамниң өйидә гуна болсун, бирақ падиша һәм униң тәхти гунасиздур!»— деди. 10  Падиша униңға: «Ким сизгә қаршилиқ көрсәтсә, уни маңа әкәлсун вә кәлгүсидә у сизгә тәгмәйду!»— деди. 11  Тул аял: «Падишайим, есиңизға Пәрвәрдигаримиз Йәһвани елиңа, шундақ әһвалда қан үчүн өч алғучилар вәһшиликлирини көпәйтмәйду вә оғлумни өлтүрмәйду»,— деди. Падиша җававән: «Йәһва тириктур! Оғлуңизниң бешидин бирму чач йәргә чүшмәйду»,— деди. 12  Һелиқи аял: «Қулиңизға тәхсиригә йәнә бир сөз қилишқа рухсәт қилиңа»,— дәп илтимас қилди. Падиша: «Сөзләң»,— деди. 13  Шуниң билән бу аял төвәнки гәпни қилди: «Немә үчүн сиз мән ейтқан нәрсигә охшаш яманлиқни Худаниң хәлқигә нийәт қиливатисиз? Падиша мошу сөзни қилип, өзи әйиплик болмақта, чүнки падиша рәт қилған оғлини қайтурмайватиду. 14  Биз өлүп, йәргә төкүлгән суни жиғивелишқа болмайдиғандәк, шундақ болимиз. Лекин Худа җанни һалак қилғуси кәлмәйду, әксичә рәт қилинған нәрсини өзидин чәтнәтмәйду. 15  Мән мәзкүр гәпни тәхсирим падишаға ейтишқа кәлгәнлигимниң сәвәви, хәлиқ мени қорқутувәтти. Шу чағда сизниң қулиңиз ичидә: “Мән падишаға буларни ейтип көрәй, бәлким, падиша қулиниң арминини әмәлгә ашура. 16  Шубһисизки, падиша тиңшап, қулини хәлиқниң қолидин қутулдуриду. Мени һәм Худа мирасидин мәһрум болинидиған оғлумни қутулдуриду”,— дәп ойлиди. 17  Қулиңиз йәнә: “Тәхсирим падишаниң сөзи маңа тәсәлли болсун, чүнки Худаниң пәриштиси қандақ болса, тәхсирим падишаму шундақ. У яманни һәм яхшини айрийду. Мошу ишиңиз үчүн Йәһва сиз билән болсун!”» 18  Падиша җавап қайтурғач, у аялдин: «Мән сиздин сорайдиған нәрсини йошурмаң»,— дәп өтүнди. Аял җававән: «Ейтиң, тәхсирим падиша!»— деди. 19  Падиша: «Мошу һәммә нәрсидә Йоабниң қоли сиз биләнму?»— дәп сориди. Аял: «Җениңиз аман болсун, тәхсирим падиша. Сиз ейтқан нәрсидин йә солға, йә оңға бурулушқа болмайду. Дәрһәқиқәт, қулуңиз Йоаб маңа нәсиһәт берип, қулиңизниң еғизиға барлиқ мошу сөзләрни селип бәрди. 20  Ишқа мошундақ түр бериш үчүн, қулуңиз Йоаб буни қилди. Амма тәхсирим падиша, Худаниң пәриштисидәк йәрдә болуватқан барлиқ ишни билип, данадур»,— дәп һәммини ейтти. 21  Андин падиша Йоабқа: «Мана, мән бу сөзни орунлаймән. Берип, Абсалам пәрзәндимни қайтурғин!»— дәп буйриди. 22  Йоаб йәргичә тазим қилип, падишани бәрикәтлиди. Йоаб: «Қулуңиз әнди қөзүңиздә илтипат тапқанлиғини чүшәнди. Сәвәви, тәхсирим падиша өз қулиниң сөзини орунлиди»,— дәп уни мәдһийилиди. 23  Йоаб орнидин туруп, Гишурға берип, Абсаламни Йерусалимға елип кәлди. 24  Падиша әмир қилип: «У өз өйигә қайтсун, амма мениң йүзүмни у көрмәйду»,— деди. Шуниң билән Абсалам өйигә қайтип кәлди, лекин падишани көрмиди. 25  Пүткүл Исраил бойичә Абсаламдәк чирайлиқ киши болмиған еди, шуңлашқа уни бәк махтатти. Айиғидин тартип бешиғичә униңда бирму нуқсан тепилматти. 26  У чечини чүшәргәндә (чечи чапсан өскәнликтин,униңға еғир келип, у мунтәзим чечини чүширәтти) чечиниң еғирлиғи падишалиқ шекәл бойичә 200 шекәл чиқатти. 27  Абсаламниң үч оғул вә бир қизи туғулди. Қизиниң исми Тамар еди, у әң гөзәл аял еди. 28  Абсалам Йерусалимда икки жил яшап, падишаниң үзини көрмиди. 29  Абсалам падишаға әвәтиш үчүн, Йоабқа адәм әвәтти. Лекин у униңға кәлгүси кәлмиди. Абсалам униңға бирнәччә қетим адәм әвәтсиму, у кәлмиди. 30  Шу чағда Абсалам чакарлириға: «Көрүватамсиләр, мениң етизимниң қешида Йоабниң бир парчә йери бар. Униңда арпа өсүватиду, шуни көйдүриветиңлар!»— дәп буйриди. Абсаламниң қуллири шу етизлиқни көйдүривәтти. 31  Йоаб Абсаламға келип: «Немишкә сениң қуллириң мениң етизлиғимға от қоювәтти?»— дәп сориди. 32  Абсалам җававән: «Мана, мән саңа нәччә қетим адәм әвәтип: “Маңа кәлгин. Мән сени падишадин: “Немишкә мән Гишурдин қайтип кәлдим? Мән шу йәрдә болғиним яхши болаттимекин. Ейтмақчи, маңа падишани көрүш рухсәт қилинсун. Әгәр мениңда гуна болса, мени өлтүриветиң”, дәп сорашқа әвәтәттим”»,— деди. 33  Шуниң билән Йоаб падишаға берип, буниң һәммисини ейтти. У Абсаламни чақиривелип, падишаға киргүзди. У кирип, үзи билән йәргә жиқилип, тазим қилди. Давут падиша Абсаламни сөйүп қойди.

Изаһәтләр