Самуилниң 2-язмиси 15:1—37

15  Андин кейин Абсалам өзигә җәң һарвулар билән атларни тутти. Униң шундақла 50 адәм хәвәрчилири болған еди.  Абсалам сәһәрдә туруп, дәрвазиларға маңидиған йолда туратти. Шу йолда қандақту-бир киши иши билән падишаға һөкүмгә маңса, Абсалам уни чақиривелип: «Сән қайси шәһәрдин?»— дәп соратти. У киши: «Сизниң қулуңиз Исраил қәбилилириниң бирсидин...»,— дәтти.  Шу чағда Абсалам униңға: «Сениң ишиң һәқлиқ һәм дурус екән, лекин падишада сени тиңшайдиған һечким йоқ»,— дәп уһ тартатти.  Абсалам йәнә: «Аһ! Әгәр мени бу зиминда һөкүмчи қилип қойседи, шу чағда маңа кәлгән һәрқандақ адәмниң ишини мән қараштуруп, униң һәқиқитигә йетәтим!»— дәтти.  Бирси униңға тазим қилишқа кәлсә, у қоллирини йейип, уни қучақлап сөйәтти.  Абсалам падишаға һөкүмгә кәлгән һәрқандақ исраиллиқ билән шундақ иш-һәрикәт қилип, Исраил кишилириниң қәлблирини оғрилиди.  Абсалам падишадин униң 40 жилиниң ахирида: «Мән берип, Йәһваға Һибронда бәргән қәсимимни орунлай.  Қулуңиз Суриядики Гишурда яшиғанда, мән Йәһва мени Йерусалимға қайтурса, Йәһваға бир хизмәт өтәймән, дәп қәсәм ичкәндим»,— дәп рухсәт сориди.  Падиша җававән: «Теч-аман берип кәлгин»,— деди. У туруп Һибронға кәтти. 10  Абсалам пайлақчиларни барлиқ Исраил қәбилилиригә әвәтип: «Карнәйниң авазини аңлиғанда: “Абсалам Һибронда падиша болди!”дәп җакалаңлар»,— деди. 11  Абсалам билән Йерусалимдин 200 адәм барди. Улар чақирилған болуп, қәлбиниң сәмимийлигидин һечнәрсидә гуманланмай барған еди. 12  Абсалам шундақла Давутниң мәслиһәтчиси гилолиқ Ахитофелға киши әвәтти. У Ахитофелни Гилода у қурбанлиқ әкеливатқан вақтида чақиривалди. Шундақ қилип, күчлүк қәстән иттипақ қурулуп, хәлиқ барғансери Абсалам тәрипигә өтүшкә башлиди. 13  Давутқа хәвәрчи келип: «Исраил кишилириниң қөңли Абсалам тәрипигә майил болмақта»,— дәп йәткүзди. 14  Шу чағда Давут Йерусалимда униң билән болған чакарлириға: «Туруңлар, қачайли, чүнки Абсаламдин бизгә қутулуш йоқ! Чапсанирақ чиқип кетәйли, болмиса у алдираш келип, бизни тутувалмисун һәм шәһәрни қилич билән һалак қилмисун!»— дәп буйруқ бәрди. 15  Падишаниң әмәлдарлири униңға: «Немила десиңиз, биз, сизниң қуллириңиз, тәйярмиз»,— деди. 16  Шуниң билән падиша һәм униң пүткүл өйи пиядә чиқти, пәқәт 10 кенизәкни падиша өй-мүлкини күзитишкә қоюп қойди. 17  Падиша вә барлиқ хәлиқ пиядә меңип, Бәйт-Мерхакта тохтиди. 18  Униң барлиқ чакарлири униң қешида маңди, кирәтләр һәм пиләтләр — 600 адәм. Улар Гаттин башлап униң кәйнидә жүргәнләр, падишаниң алдида меңишти. 19  Падиша гатлиқ Иттайға: «Сән немишкә биз билән маңдиң? Берип, падиша билән қалғин, чүнки сән чәтәлликқу, өзәңниң җайиңға қайтсаңму болиду. 20  Сән түнүгүн кәлдиң, мән бүгүн сени сәпәрдә өзәм билән мусапир қилишқа һоқуқум барму? Чүнки мән қәйәргә беришимниму билмәймән. Демәк, қайт һәм өзәң билән бурадәрлириңниму елип кәткин. Силәргә Йәһва рәһимлик һәм һәқиқәтни һәмра қилсун!»— дәп тәклип қилди. 21  Иттай падишаға җавап берип: «Йәһва тириктур һәм тәхсирим падиша яшисун! Қәйәрдә тәхсирим болмисун, өлүмдиму яки һаятлиқтиму, шу йәрдә қулуңиз болиду»,— деди. 22  Давут Иттайға: «Унда жүр һәм мениң билән бол»,— деди. Гатлиқ Иттай вә һәммә униң әскәрлири, барлиқ улар билән болған балилири биргә маңди. 23  Пүткүл йәр зор жиға билән жиғлашти, барлиқ кишиләр вә падиша Кедрон өстиңини өтти. Андин улар чөлгә баридиған йол билән жүрди. 24  Мана, Садок вә униң билән ләвийләр һәқиқий Худаниң келишим сандуғини көтирип келивататти. Абиятар болса, барлиқ хәлиқ шәһәрдин чиққичә егиз йәрдә турди. 25  Падиша Садокқа: «Йәһваниң сандуғини шәһәргә қайтурғин. Әгәр мән Униң алдида илтипат тапсам, У мени қайтуруп, сандуқни вә Униң маканини көрүшкә имканийәт бериду. 26  Әгәр Йәһва: “Мән сениңдин рази әмәс”, десә, мана мән: У Өзигә лайиқ нәрсини мениң билән килсун!»— дәп ейтти. 27  Йәнә падиша Садок роһанийға: «Қара! Теч-аман шәһәргә қайт вә сениң оғлуң Ахимаас һәм Абиятарниң оғли Йонатан, уларму силәр билән болсун. 28  Қараңлар, мән силәрдин маңа хәвәр кәлмигичә, чөлдә болуп күтимән»,— дәп агаһландурди. 29  Шуниң билән Садок һәм Абиятар Худаниң сандуғини Йерусалимға қайтуруп, шу йәрдә қелишти. 30  Давут зәйтун теғиға чиқиватқанда, жиғлап маңди вә униң беши йепиқлиқ болуп, аяқлири ялиңач еди. Униң билән болған хәлиқму бешини йепип, таққа көтирилгәч жиғлиди. 31  Шу чағда Давутқа: «Ахитофелму Абсалам билән қәстләрниң арисида»,— дәп сөз йәтти. Давут дуада: «Йәһва! Ахитофелниң мәслиһитини әқилсизликкә айландурғина», — дәп илтиҗа қилди. 32  Давут Худаға ибадәт қилидиған тағниң бешиға чиққанда, мана, алдиға архитилиқ Хушай чиқти. Униң тони жиртилған һәм бешиға топа чечилған еди. 33  Давут униңға мундақ мураҗиәт қилди: «Әгәр сән мениң билән маңсаң, маңа еғирчилиқ болиду. 34  Амма шәһәргә қайтип, Абсаламға: “Падиша, мән сизниң қулиңиз болимән. Мән авал атиңизниң қули болғинидәк, әнди мана, сизниң қулиңизмән!”— десәң, мениң пайдамға Ахитофелниң мәслиһитини бузуветисән. 35  Шу йәрдә сениң билән Садок вә Абиятар роһанийлар болиду.Падишаниң өйидә қандақму гәпни аңлимисаң,уларни Садок билән Абиятарға йәткүзгин. 36  Улар билән Садокниң оғли Ахимаас вә Абиятарниң оғли Йонатан бар. Улар арқилиқ аңлиған барлиқ гәпни маңа йәткүзүңлар». 37  Шуниң билән Давутниң ағиниси Хушай шәһәргә қайтти. Шу мәзгилдә Абсалам Йерусалимға кирип кәлди.

Изаһәтләр