Самуилниң 2-язмиси 17:1—29

17  Ахитофел Абсаламға мундақ деди:«Маңа рухсәт қилсаң, мән 12 000 әскәрни таллап елип, Давутниң кәйнидин қоғлаймән.  У һерип-чарчап, роһи чүшкүндә болуп жүргән вақтида мән униңға һуҗум қилимән. Шу чағда униң билән болған хәлиқ қорқуп қечип кетиду. Падиша ялғуз қалиду һәм мән уни уҗуқтуримән.  Шундақ қилип, барлиқ хәлиқни саңа қаритимән. Сәвәви, барлиғиниң саңа қайтиши пәқәт сән издәватқан бир адәмгила тегишлик. Шу чағда барлиқ хәлиқ тиничлиниду».  Бу сөз Абсаламға һәм барлиқ Исраил ақсақаллириға яқти.  Һалбуки, Абсалам: «Архитилиқ Хушайниму чақириңлар: униму тиңшап көрәйли!»— дәп буйруқ бәрди.  Шуниң билән Хушай Абсаламға кәлди. Абсалам униңға: «Мана, Ахитофел мундақ дәйду. Сән қандақ дәйсән, униң сөзи билән иш қилиш керәкму?»— деди.  Хушай җававән: «Бу қетим Ахитофелниң бәргән мәслиһити анчә яхши әмәс!»— деди.  Хушай йәнә мундақ гәп қилди: «Сән атаңни һәм униң әскәрлирини яхши билисән. Улар интайин күчлүк әрләр вә улар һазир бәк хапичилиқта, кәби даладики балилиридин айрилған чиши ейиққа охшайду. Униңға қошумчә, дадаң ғәйрәтлик җәңчи, у хәлқи билән далада қонмайду.  Мана, у һазир қандақту-бир сайда яки шундақ бир җайда йошурунди. Башта силәрдин бирнәччә әскәр қирилса, кимләр аңлимисун: “Абсаламниң тәрипидә болған хәлиқ мәғлубийәткә учрапту”,— дәйду. 10  Шу пәйттә һәтта шир кәби дили бар җасур ләшкәрму пүтүнләй бошап кетиду. Чүнки пүткүл Исраил атаңниң батур киши екәнлигини һәм униң билән болған кишиләрниң тәҗрибилик әскәрләр екәнлигини билиду. 11  Лекин мән саңа мундақ мәслиһәт берәттим. Саңа Дандин тартип Бәршәбағичә болған барлиқ Исраил жиғилсун. Улар деңизниң қумидәк шунчилик көпки, сән өзәң уларни башлап, җәңгә маңисән. 12  Шундақ әһвалда биз униңға қарши чиқип, қайси җайда у болмисун, униңға худди шәбнәм йәргә чүшкәндәк, һуҗум ясаймиз. Шундақ қилип, униң билән болған бирму кишини тирик қалдурмаймиз. 13  Әгәр у қандақту- бир шәһәргә мөкүнүвалса, барлиқ исраиллиқлар мәзкүр шәһәрни қоршап, ағамчилар билән уни дәрияға чүшүрүп, униңдин бир ташму қалмайду». 14  Шу чағда Абсалам һәм барлиқ исраиллиқлар: «Архитилиқ Хушайниң мәслиһити Ахитофелниң мәслиһитидин яхширақ!»— дейишти. Сәвәви, Йәһва Абсаламға җаза чиқириш үчүн, Йәһва Ахитофелниң мәслиһитини бузуветишкә йол қойди (гәрчә Ахитофелниң мәслиһити дурусарақ еди). 15  Андин Хушай роһанийлар Садок билән Абиятарға: «Ахитофел Абсаламға һәм Исраил ақсақаллириға мундақ мәслиһәт бәрди... мән мундақ мәслиһәт бәрдим... 16  Демәкчи, чапсанирақ хәвәр әвәтип, Давутни агаһландуруңлар: “Мошу кечидә чөлниң бу тәрипидә қонма, у тәрәпкә хәлқиң билән өтүп кәткин. Болмиса, өзәңму вә адәмлириңму өлүп кетисиләр”»,— дәп әскәртти. 17  Шу вақитта Йонатан билән Ахимаас Ен-Рогелниң қешида еди. Хизмәткар аял берип, уларға бу хәвәрни йәткүзди. Улар берип, Давутқа буларни ейтти, чүнки улар шәһәрниң ичидә көрүнмәтти. 18  Бирақ бир өсмүр уларни көрүп қелип, Абсаламға йәткүзди. Амма улар иккилиси чапсан меңип, Бахуримдики бир кишиниң өйигә кирди. Униң һойлисида қудуғи болған еди, улар шу җайға чүшүвалди. 19  У кишиниң аяли қудуқниң үстигә йопуқни йепип, төписигә данни йейитип қойди. Шуңлашқа қудуқниң барлиғи зади билинмәтти. 20  Абсаламниң қуллири мошу өйгә йетип кәлгәндә, улар аялдин: «Қени Ахимаас билән Йонатан?»— дәп сориди. Аял җававән: «Улар дәриядин өтүп кәтти»,— деди. Қуллар издәп, уларни тапалмай Йерусалимға қайтти. 21  Улар кәткәндин кейин, Ахимаас билән Йонатан қудуқтин чиқип, берип Давут падишани агаһландурди: «Бу җайдин чиқип, чапсанирақ сулардин өтүп кетиңлар, чүнки мошундақ дүшмәнләрчә мәслиһәтни силәргә нисбәтән Ахитофел берипту». 22  Шуниң билән Давут һәм униң қешидики барлиқ хәлиқ сәһәр чүшкичә Йордандин өтүп болди. Бирму өтмигән киши қалмиди. 23  Ахитофел болса, униң мәслиһити қобул қилиңмиғинини көрүп, ешигигә олтирип өйигә кәтти. У өз шәһиригә қайтип, өйи һәққидә йол-йоруқларни берип, есиливалди. У вапат болуп, атисиниң қәбригә дәпин қилинди. 24  Давут Маханаимға йетип кәлгәндә, Абсалам һәм униң билән болған барлиқ исраиллиқлар Йордан дәриясидин өтти. 25  Абсалам Йоабниң орниға Амасани сәрдар қилип қойди. Амаса болса исраиллиқ Йәтәрниң оғли еди. Бу Йәтәрниң аяли Нахашниң қизи, Йоабниң аниси Зеруяниң һәдиси еди. Униң исми Абигаил. 26  Исраил вә Абсалам Гилиад йерида қараргаһ тикти. 27  Давут Маханаимға кәлгәндә, Аммон оғуллириниң Раббаһ шәһиридин болған Нахашниң оғли Шови вә Лодибар шәһиридин Аммиелниң оғли Махир һәм Роглимдин гилиадлиқ Барзилай 28  орун-көрпә, тәхсә-чинә вә сапал қачиларни елип кәлди. Шундақла улар буғдай, ун, қурутулған һәрхил данларни, почақларни вә қурулған мевә-қақларни әкәлди. 29  Улар һәсәл, сүт, қойларни вә сүзмә-қурутлирини Давутқа һәм униң адәмлиригә озуққа һәдийә қилди. Чүнки улар: «Хәлиқ ач вә һерип кәтти. Улар чөлдә чаңқап кәтти»,— дейишти.

Изаһәтләр