Самуилниң 2-язмиси 18:1—33

18  Давут өзи билән болған адәмләрни бөлүп, уларниң үстидин миңбешилар һәм йүзбешиларни қойди.  Хәлиқниң үчинчи қисмини Йоабниң, үчинчи қисмини Зеруяниң оғли, Йоабниң акиси Абишайниң һәм үчинчи қисмини гатлиқ Иттайниң йолбашчилиғиға бәрди. Падиша хәлиқкә: «Мәнму силәр билән җәңгә баримән»,— деди.  Лекин хәлиқ униңға: «Барма, чүнки әгәр биз қачсақ, бизгә диққәт бөлмәйду, һәтта аримиздин йерими өлүп кәтсиму. Биздәкләрдин 10 000ға сән тәң болғанлиқтин, бизниң сениңдәк әтиваримиз йоқтур. Демәк, саңа бизгә шәһәрдин йәрдәм беришиң муһимирақ болиду»,— дәп җавап қайтурди.  Падиша уларға: «Силәргә немә лайиқ болса, шуни қилай»,— деди. Шуниң билән падиша дәрвазиларниң йенида қалди, барлиқ хәлиқ йүзгә вә миңға бөлүнүп кәтти.  Падиша Йоаб, Абишай вә Иттайға: «Жигитим Абсалам билән еһтиятчан болуңлар!»— дәп җекилиди. Падишаниң ушбу Абсалам тоғрисидики пәрманини башчиларға ейтқинини барлиқ хәлиқ аңлиди.  Хәлиқ далада Исраилға қарши чиқти вә җәң Әпраим орманлиғида йүз бәрди.  Шу җайда Исраил хәлқи Давутниң қуллири тәрипидин уҗуқтурулуп, шу күни зор һалакәт йүз берип, 20 000ға йеқин адәм өлди.  Мәзкүр йәрдә уруш тарқилип, орманлиқ кишиләрни қиличтин қариғанда көпирәк қиривәтти.  Шуниң билән Абсалам Давутниң бир қулиға учриди. Абсалам хечир ешәктә маңған еди. Униң хечири қорққинидин йоған бир дәрәқниң астиға жүгрәп кирди. Абсаламниң чачлири шахларға илишип, астидики хечир жүгрәп кәтти, у болса йәр билән асманниң арисида есилип қалди. 10  Бу вақиәни бир киши көрүп қелип, Йоабқа ейтти: «Мән йоған дәрәқтә есилип турған Абсаламни көрдүм». 11  Йоаб хәвәр йәткүзгән адәмгә: «Мана, сән уни көрүпсән. Немишкә сән уни шу җайда йәргә жиқитип уҗуқтурмидиң? Мән саңа 10 шекәл күмүч вә бәлбағ һәдийә қилаттим»,— деди. 12  Бирақ бу адәм Йоабқа җававән:«Әгәр мән сизниң қолиңиздин һәтта 1000 шекәл күмүч алидиған болсамму, қолумни һәргиз падишаниң оғлиға тәккүзмәттим. Чүнки бизниң көзүмизчә падиша сизгә, Абишайға һәм Иттайға: “Жигитим Абсаламни маңа сақлап қелиңлар”,— дегинини аңлидим. 13  Әксичә, әгәр мән һелигәрлик билән җенимға хәтәр туғдурған болсам, бу иш падишаға сир болматти һәм сиз өзиңизла маңа қарши чиққатиңиз»,— деди. 14  Бирақ Йоаб: «Сениң билән туридиған вақтим йоқ!»— дәп, қоллиға үч кичиккинә нәйзини елип, уларни Абсалам тирик дәрәқтә есиқлиқ турғанда, униң жүригигә санчиди. 15  Кейин Йоабниң 10 қурал көтәргүчиси Абсаламни чөрәдәп, уни өлтүрди. 16  Андин Йоаб карнәй челип, хәлиқ Исраилни қоғлишидин қайтти, чүнки Йоаб хәлиқни тохтатти. 17  Абсаламниң җәсидини елип, орманлиқта йоған бир ориға ташлиди. Униң үстигә көп ташларни ташлап, бәк йоған дога қилди. Исраиллиқлар болса һәрқайси өз чедириға қечишип кәтти. 18  Абсалам тирик вақтида өзигә түврүк қойғузған еди. Бу түврүк падишалар вадисида туратти, чүнки у: «Мениң исмимни сақлап қалидиған оғлум йоқ»,— дәп, бу түврүкни өз исми билән атиди. Ушбу күнгичә у түврүк Абсаламниң ядикарлиғи дәп атилиду. 19  Садокниң оғли Ахимаас: «Мән жүгрәп берип, падишаға Йәһваниң уни дүшмәнләр қолидин һимайә қилғанлиғи тоғрилиқ хәвәр йәткүзәй»,— деди. 20  Амма Йоаб униңға: «Сән бүгүн хуш хәвәрчи әмәстур. Әтә хошаллиқ әкәлмәйдиған хәвәрни йәткүз, чүнки падишаниң оғли һалак болди»,— деди. 21  Йоаб кушилиқ бир кишигә: «Сән берип, падишаға көргиниңни ейт!»— дәп буйриди. Кушилиқ киши тазим қилип, жүгрәп кәтти. 22  Садокниң оғли Ахимаас йәнила Йоабқа: «Немила болмиса, мәнму кушилиқниң кәйнидин жүгрәй!»— деди. Лекин Йоаб униңға: «Немә үчүн сән, оғлум, жүгрәйсән? Сениңда хәвәрчи пайда алидиған яхши хәвәр йоққу»,— деди. 23  «Немила болмисун, мән жүгридим!»— дәп җавап қайтурди Ахимаас. Йоаб униңға: «Жүгрә!»— деди. Шуниң билән Ахимаас түзләңлик арқилиқ жүгрәп, кушилиқтин озуп кәтти. 24  Давут болса шәһәрниң икки дәрвазилириниң арилиғида олтарған еди. Күзәтчи сепилниң өгүзигә чиқип қариведи, мана, бир киши жүгрәп келиватқан. 25  Күзәтчи вақирап, падишаға хәвәр қилди. Падиша җававән: «Әгәр бир киши болса, униң еғизида хәвәр бардур»,— деди. Шу арида чапармән пәйдин-пәй йеқинлишивататти. 26  Күзәтчи жүгрәп келиватқан йәнә бир адәмни көрди. У дәрвазичиға: «Мана, йәнә бир киши жүгрәп келиватиду!»— дәп вақириди. Падиша: «Буму хәвәрчи»,— деди. 27  Күзәтчи қошумчә: «Биринчиси маңа Садокниң оғли Ахимаастәк көрүниватмақта»,— деди. Падиша җававән: «У яхши адәм. Тайлиқ, у яхши хәвәр елип келиватиду»,— деди. 28  Ахимаас йеқинлашқанда падишаға: «Течлиқ!»— дәп вақирап, униңға йәргичә тазим қилип: «Пәрвәрдигариңиз Йәһва мәдһийиләнсун! Сәвәви, У тәхсирим падишаға қол көтәргән кишиләрни бизгә тапшурди»,— җакалиди. 29  Падиша униңдин: «Жигитим Абсалам аманму?»— дәп сориди. У җававән: «Падишаниң қули Йоаб мени әвәткәндә, мән шатлиниватқан зор көпчиликни көрдүм. Амма у җайда немә болғинини билмәймән»,— деди. 30  Шу чағда падиша униңға: «Бир тәрәптә туруп тур»,— деди. У бир тәрәпкә өтүп, турди. 31  Шу мәзгилдә кушилиқ хәвәрчиму йетип кәлди. У падишаға: «Хуш хәвәрни қобул қилиң, тәхсирим падиша, чүнки Йәһва сизни қоғдап, қарши чиққанлардин қутулдурди!»— деди. 32  Падиша кушилиқтинму: «Абсалам оғлум аманму?»— дәп сориди. Кушилиқ киши җававән: «Тәхсирим падишаниң дүшмәнлири билән вә сизгә қарши чиққан һәрбирси билән Абсалам дуч кәлгән зулумлуқ болсун!»— дәп агаһландурди. 33  Шу пәйттә падишаниң роһи чүшүп, у дәрвазилар үстидики бөлмисигә чиқип, у яқ вә бу яққа меңип жиғлиди: «Оғлум Абсалам, оғлум мениң Абсалам! Бирси маңа сениң орнуңда өлүшкә пурсәт бәрсиди, оғлум мениң, оғлум!»

Изаһәтләр