Самуилниң 2-язмиси 19:1—43

19  Йоабқа падишаниң Абсалам һәққидә жиғлап, чоңқур қайғуруватқини тоғрилиқ ейтилди.  Шуниң билән мәзкүр күни йүз бәргән қутулуш пүткүл хәлиқ үчүн жиғиға айланди. Сәвәви, шу күни хәлиқ падишаниң оғли һәққидә қайғуруватқинини аңлиди.  Шуңлашқа хәлиқ у күни шәһәргә йошурунуп кирди. У кәби җәңдә қачқунлуққа айланған шәрмәндичиликтә қалған хәлиқкә охшап қалди.  Падиша үзини йепип, аччиқ жиғлатти! У қаттиқ товлап: «Оғлум Абсалам! Мениң оғлум, Абсалам!»— дәп һөкүрәтти.  Йоаб падишаниң өйигә келип, мундақ сөзләрни ейтти: «Сиз һазир җениңизни қутулдурған барлиқ қуллириңизниң үзлирини қиздуруватисиз. Улар сизниң, оғул-қизлириңизниң, аял вә кенизәклириңизниң җанлирини қутулдурған еди.  Шундақ қилип, сиз сизни өч көргәнләрни яхши көргәнлигиңизни вә сизни яхши көргәнләрни өч көрүватқиниңизни көрситиватисиз! Чүнки әнди сиз үчүн сәрдарлар һәм әскәрләр һечнәрсә әмәс болғинини намайән қиливатисиз. Мән шуни чүшәндимки, әгәр Абсалам тирик болуп, қалған һәммимиз өлүп кәткән болсақ, сиз үчүн бу йеқимлиғирақ болаттикән!  Демәкчи, орниңиздин туруп, чиқип қуллириңизниң көңүллирини ясаң, чүнки, Йәһва билән қәсәм қилимәнки, әгәр алдиға чиқмисиңиз, һечбир киши сиз билән бу кечидә қонушқа қалмайду. Һәм бу яманлиқ сиз үчүн яш вақтиңиздин тартип мошу күнгичә бешиңизға чүшкән барлиқ яманлиқлардин ешип чүшиду!»  Шуниң билән падиша орнидин туруп, дәрвазиниң алдида олтарди. Барлиқ хәлиқкә: «Мана, падиша дәрвазилар алдида олтуриду!»— дәп җакаланди. Барлиқ хәлиқ падишаниң алдида жиғилди. Исраиллиқлар болса һәрқайси өз чедириға қечип кәткән еди.  Пүткүл хәлиқ барлиқ Исраил қәбилилиридә бир-бирсини әйипләп: «Падиша бизни дүшмәнлиримизниң қолидин, филистиялиқларниң қолидин, қутулдурған еди. Һазир болса, өзи ушбу йәрдин, Абсаламдин қечип жүрүшкә мәҗбур болмақта. 10  Биз өзимизгә падиша болушқа майлиған Абсалам болса, җәңдә һалак болди. Ейтмақчи, немишкә биз падишайимизни қайтурушқа алдирмаймиз?»— дәп ейтишти. 11  Шу вақитта Давут падиша роһанийлар Садок билән Абиятарға адәм әвәтип: «Йәһудиниң ақсақаллири билән сөзлишип, мундақ дәңлар: “Немә үчүн силәргә падишани униң өйигә ахирқилардин болуп қайтуруш керәк? (Сәвәви, падишаниң қулиғиға пүткүл Исраилниң гепи йәткән еди). 12  Силәр, қериндашлирим, мениң сүйигимдин сүйәк һәм етимдин әт, немә үчүн силәр падишани қайтурушта кечикиватисиләр?” 13  Амасаға мундақ дәңлар: “Сән мениң сүйигим билән етим әмәсму? Маңа Худа уни вә буни қилсун һәм йәнә қошсун, әгәр сән қалған барлиқ күнлиримдә Йоабниң орнида мениң сәрдарим болмисаң!”»— дәп җекилиди. 14  Шундақ қилип, у барлиқ йәһудийларниң жүригини бир адәмниңкидәк өзигә қаратти. Улар падишаға әлчи әвәтип: «Сән һәм қуллириңниң барлиғи қайтип келиңлар!»— дәп ейтишти. 15  Падиша қайтип, Йорданға кәлди. Йәһудийлар Гилгалға уни қарши елишқа вә падишани Йордандин өткүзүшкә келишти. 16  Бахуримдин болған, Бениамин оғуллиридин Гераниң оғли Шимейму алдираш Йәһуда оғуллири билән падиша Давутни қарши елишқа чиқти. 17  Униң билән Бениамин қәбилисидин 1000 адәм болуп, Саул өйиниң хизмәткари 15 оғли вә 20 қули билән Сиба исимлиқ кишиму чиқип, падишаниң көзичә униң билән Йордан дәриясидин өтти. 18  У падишаниң кишилири үчүн дәстихан йейип, уларни аман-есән өткүзүштә ярдәмләшти. Гераниң оғли Шимей Йордандин өтүп болғандин кейин падишаниң алдида путиға жиқилди. 19  У Давутқа: «Тәхсирим мениң, өтүнимән, маңа әйип қоймаңа! Қулиңиз падишайим Йерусалимдин чиққан күни қилған гунайини әскә алмаңа һәм көңлиңиздә шу бир яманлиғимни сақлимаңа! 20  Немидә мән гуна қилғинимни яхши чүшинимән. Шуңа бүгүн мән Йүсүпниң өйидин бурун тәхсирим, падишайимниң алдиға чиқишқа кәлдим»,— дәп ялвурди. 21  Зеруяниң оғли Абишай җававән: «Йәһваниң майланған падишасини һақарәтлигини үчүн Шимей өлтүрүлмәмду, һәҗәва?»— деди. 22  Давут униңға: «Мениң билән силәрниң, Зеруяниң оғуллири, буниңда немә каримиз бар? Силәр немишкә бүгүн мениң үчүн шәйтан болуватисиләр? Бүгүн Исраилда кимду-бирсиниң өлүши лазимму? Мән Исраилниң үстидин падиша екәнлигимни билмәймәнму?!»— дәп җавап бәрди. 23  Падиша Шимейға: «Сән өлмәйсән!»— дәп қәсәм яд қилди. 24  Шундақла Саулниң нәвриси Мефибошет падишаниң алдиға чиқти. У падиша кәткән күндин башлап, теч-аман қайтип кәлгичә путлирини жуймай, сақал-бурутини чүшәрмәй, кийимлирини йөткимигән еди. 25  У Йерусалимға падиша билән учришишқа кәлгәндә, падиша униңдин: «Мефибошет, немишкә сән мениң билән кәтмидиң?»— дәп сориди. 26  У җававән: «Тәхсирим мениң, падишайим! Мениң қулум мени алдап қойди. Мән ешәккә олтирип, падиша билән кетәй дегәндә, қулиңизниң току екәнлигини билисизғу, мән ярдәм тапалмидим. 27  Шу арида мениң қулум падишайим алдида маңа яла йепип қарлапту. Лекин падишайим һәқиқий Худаниң пәриштисидәк, шуңлашқа немә қилимән десиңиз шуни қилиң. 28  Атамниң пүткүл өйиниң гунакар сәвәвидин, улар тәхсирим алдида өлүмгә лайиқ кишиләр болсиму, сиз қулиңизни дәстихиниңиздин тамақлинидиғанлар арисиға олтарғуздиңиз. Шуңлашқа мәндә қандақларчә ақлиниш бар вә мән әнди падишайимға шикайәт қилалаймәнму?»— деди. 29  Падиша җававән: «Болди, башқа сөз ейтмисаңму болиду. Мән Сиба иккиңлар етизлиқларни бөлүвелишиңларни қарар қилимән»,— деди. 30  Мефибошет җававән: «Мәйли, у һәтта һәммә мүлкимни алсун. Мән падишайим өйигә теч-аман қайтип кәлгәнлигигә хурсәнмән»,— деди. 31  Гилиатлиқ Барзилай Роглимдин келип, падишани Йордандин өткүзүп, уни узитип қойди. 32  Барзилай интайин қери, 80 яшта еди. У падишани Маханаимда болған вақти давамида озуқландурди. У бәк бай киши еди. 33  Падиша Барзилайға: «Мениң билән кетиң. Мән сизни Йерусалимда, өйүмдә бақимән»,— дәп тәклип қилди. 34  Барзилай җававән: «Падишайим билән немигә Йерусалимға баримән? Йешим болса бир йәргә йәтти, қанчиликму қалғанду? 35  Һазир 80гә кәлдим: әнди яхши билән яманни пәриқ қилалаймәнму? Һәм қулуң йегән нәрсиниң дәмини тарталамду вә нахшичи-сазәндиләрниң үнлирини аңлаламду? Шуңа мән немишкә падишайимға еғирчилиқ туғдуримән? 36  Қулуңиз сиз билән Йордандин өтүп, кичиккинә маңсун. Бирақ немә үчүн падиша маңа шунчә соға қилмақта? 37  Қулиңиз өз шәһиридә ата-анисиниң қәбри йенида өлүшкә қайтсун. Лекин, мана, қулиңиз Кимһам тәхсирим билән барсун. Һәм сиз халиған нәрсиңизни униңға қилиң»,— деди. 38  Падиша униңға: «Мәйли, Кимһам мениң билән барсун һәм мән униңға яхшилиқ қилимән. Шуниңдәкла сизгиму халиғиниңизни қилимән»,— дәп вәдә бәрди. 39  Барлиқ хәлиқ Йордандин падиша билән өтти. У Барзилайни сөйүп, уни бәрикәтлиди. У киши өз йеригә қайтти. 40  Падиша Гилгалға барди, Кимһам һәм барлиқ Йәһудия хәлқи вә Исраил хәлқиниң йерими уни узитип маңди. 41  Ахири барлиқ Исраил кишилири падишаға кәлди вә улар: «Немишкә сизни бизниң бурадәрлиримиз, Йәһуда әрлири, биздин йошуруп әкәтти вә падишани өйи билән Йордандин өткүзди?»— деди. 42  Йәһуда кишилири уларға җававән: «Падиша бизгә йеқинираққу, немишкә буниңға аччиқ қилисиләр? Бу һәрикитимиз үчүн падишадин бизгә соғилар вә таамлар берилгини йоқ»,— деди. 43  Исраил кишилири Йәһуда адәмлиригә: «Бизниң падишадики несивимиз 10 парчә, чүнки биз силәрдин көпирәк. Немишкә силәр бизни пәсәйттиңлар вә бизгә падишани қайтурушқа һоқуқ бәрмидиңлар?»— деди. Лекин йәһудилиқларниң сөзлири исраиллиқлардин қариғанда қәтъийирәк еди.

Изаһәтләр