Самуилниң 2-язмиси 2:1—32

2  Андин Давут Йәһвадин: «Мән Йәһуданиң шәһәрлириниң биригә барсам боламду?»— дәп сориди. Йәһва җававән: «Барғин»,— деди. Давут: «Қәйәргә мән барай?»— дәп сориди. Худа: «Һибронға»,— дәп җавап бәрди.  Давут шу шәһәргә икки аяли — йизриәллиқ Ахиноам вә кармәллиқ Абигал, Набалниң сабиқ аяли, билән барди.  Шундақла униң билән биллә болған адәмләрму барди. Давут һәрқайсини аилиси билән Һибронниң шәһәрлиридә яшашқа апарди.  Йәһудийлар келип, шу йәрдә Давутни Йәһуда өйиниң үстидин падиша болушқа майлиди. Шу арида Давутқа гилиатлиқ Ябеш шәһириниң турғунлири Саулни дәпин қилғини һәққидә йәткүзүлди.  Давут әлчиләрни Ябешниң турғунлириға әвәтип, уларға: «Силәр мошу рәһимликни тәхсириңлар Саул билән қилип, уни дәпин қилғиниңлар үчүн, Йәһва тәрипидин бәрикәтләндиңлар.  Йәһва силәргә шәпқәт вә һәқиқитини ачсун, һәм мәнму силәргә қилған ишиңлар үчүн яхшилиқ қилимән.  Әнди қоллириңлар күчийип,ғоҗайиниңлар Саул өлгәндин кейин ғәйрәтлик болуңлар! Мени болса Йәһуда өйи өз үстидин падиша болушқа майлиди»,— дәп уқтурди.  Лекин Абнер, Нәрниң оғли, Саулниң сәрдари, Саулниң оғли Ишбошетни елип, уни Маханаимға апарди.  Шу йәрдә уни Гилиатниң, ашерлиқларниң, Йизриәлниң, Әпраимниң, Бениаминниң — пүткүл Исраилниң үстидин падиша қилип қойди. 10  Саулниң оғли Ишбошет пүткүл Исраил үстидин һөкүмранлиқ қилишқа башлиғанда, униңға 40 яш толғанди. У икки жил падишалиқ қилди. Пәқәт Йәһуданиң өйи Давутниң һөкүмранлиғида еди. 11  Давут Һибронда Йәһуда өйигә падишалиқ қилған вақти йәттә жил вә алтә ай еди. 12  Нәрниң оғли Абнер вә Саулниң оғли Ишбошетниң чакарлири Маханаимдин Гибионға барди. 13  Зеруяниң оғли Йоаб вә Давутниң чакарлири болса берип, улар билән Гибион көлчигиниң қешида учрашти. Уларниң бирлири көлчәкниң бу қирғиғида турса, йәнә бирлири у қирғиғида турди. 14  Абнер Йоабқа: «Мону жигитләр туруп, алдимизда күришип бақсун»,— дәп тәвсийә қилди. Йоаб җававән: «Мәйли, күришип бақсун»,— дәп келишти. 15  Шуниң билән охшаш санда, 12 адәм җәми, жигитләр Бениамин вә Давут тәрәптин чиқти. 16  Улар бир-бирсини бешидин тутушуп, қиличлирини бир-бирсиниң биқиниға санчип, һәммиси биргә жиқилип өлди. Шуңлашқа мошу вақиәдин бу Гибиондики орун Хелкат-Хасурим, пичақлар етизлиғи, дәп атилиду. 17  Шу күни бәк шиддәтлик җәң йүз берип, Абнер вә исраиллиқлар Давут әскәрлиридин мәғлубийәт болди. 18  Шу йәрдә Зеруяниң үч оғли болғанди: Йоаб, Абишай вә Асаил. Асаил арисида айиғи йеник, дала кейигигә охшаш чапсан еди. 19  Асаил Абнерниң кәйнидин жүгрәп, йолидин йә оңға йә солға бурулмиди. 20  Абнер кәйнигә қарап: «Сәнму бу, Асаил?»— дәп сориди. У җававән: «Һә, мән»,— деди. 21  Абнер униңға: «Мениңдин оңға яки солға чәтнәп, жигитләрниң бирсини тутуп, униң кийимини өзәңгә алғин»,— дәп тәклип қилди. Бирақ Асаил униңдин қалғуси кәлмиди. 22  Абнер йәнә Асаилға: «Мәндин қалғин. Немә үчүн сән мениң қолумға чүшүшкә вәзийәтни кәлтүриватисән? Шундин кейин мән қандақ қилип, сениң акаң Йоабниң үзигә қараймән?»— деди. 23  Амма Асаил униңдин қалғуси кәлмиди. Шундақ қилип, Абнер уни нәйзисиниң кәйнидики учи билән қосиғиниң төвән тәрипигә урди. Нәйзә болса пүтүнләй униң бәдинидин өтүп, у шу җайдила жиқилип өлди. Асаил өлгән җайдин өткән барлиқ әскәрләр шу йәрдә тохтатти. 24  Шу вақиттила Йоаб билән Абишай Абнерниң кәйнидин қоғлап келивататти. Күн патқанда улар Гиахниң алдида турған Амме дөңигә кәлди. Бу Гибион чөлиниң йолида еди. 25  Абнерни әгәшкән Бениамин оғуллири жиғилип, бир қошунға қошулди. Улар бир дөңниң чоққисида туратти. 26  Абнер Йоабқа вақирап: «Қилич мәңгү адәм йәмду? Сән ақивәтниң қайғулуқ болушини билмәмсән? Қай вақитқичә хәлқиңгә қериндашлирини қоғлаштин қайтишни буйримайсән?»— деди. 27  Йоаб җававән: «Һәқиқий Худа тириктур! Әгәр сән бу сөзни қилмиған болсаң, хәлиқ әтигәнлигичә бурадәрлирини қоғлатти!»— деди. 28  Шу чағда Йоаб карнәй чалди вә пүткүл хәлиқ тохтиди. Улар Исраилни қоғлашни тохтитип, урушни давамлаштурмиди. 29  Абнер адәмлири билән түзләңдә кечичә меңип, Йордандин, пүткүл Битрондин өтүп, Маханаимға кәлди. 30  Йоаб Абнерни қоғлаштин қайтип, пүткүл хәлиқни жиғип қарап чиққанда, Давут чакарлиридин 19 кишини, шу җүмлидин Асаилни тапалмиди. 31  Давутниң әскәрлири Бениамин оғуллиридин вә Абнерниң адәмлиридин 360 кишини қиривәтти. 32  Асаилни елип, уни Бәйтләһәмдики атисиниң қәбридә дәпин қилди. Йоаб һәм униң кишилири кечичә маңди вә улар Һибронға кәлгәндә, таң йоруди.

Изаһәтләр