Самуилниң 2-язмиси 20:1—26
20 Шу җайда Бикриниң оғли Шиба исимлиқ бир ярамсиз киши Бениамин қәбилисидин тепилди. У мүңгүз челип: «Давутта бизгә несип йоқ вә Йишайниң оғлида бизгә үлүш йоқ. Шуңа, Исраил, һәрқайсиң өз маканиңға қайт!»— дәп, шиар ташлиди.
2 Шуниң билән исраиллиқлар Бикриниң оғли Шибаниң кәйнидин Давуттин чекинди. Амма йәһудилиқлар Йордандин башлап Йерусалимғичә өз падишасиниң қешида чәтнимәй қелишти.
3 Давут Йерусалимдики өйигә кәлди, өйини күзитишкә қалдурған 10 дедигини назарәт астиға берип, уларни бақти, лекин уларға башқа кирмиди. Улар вапатиғичә тул аяллардәк яшап, сақчилар назаритидә болди.
4 Падиша Амасаға: «Үч күн арисида маңа Йәһуда кишилирини чақирип бәргин һәм өзәңму мошу йәрдә болғин»,— деди.
5 Шуниң билән Амаса йәһудиялиқларни жиғишқа чиқти вә бу муддәтни Давут бәлгүлигән вақиттин созувәтти.
6 Давут Абишайға: «Әнди Бикриниң оғли Шиба бизгә Абсаламдинму артуғирақ зиян кәлтүриду. Өзәң билән ғоҗаңниң қуллирини елип, уни қоғла. У өзигә бир қорған-шәһәр тепилип, көзимиздин ғайип болмисун»,— дәп әмир қилди.
7 Униң билән Йоабниң әскәрлири, кирәтләр вә пиләтләр һәм барлиқ қудрәтлик кишиләр берип, Шибани тепишқа Йерусалимдин чиқти.
8 Улар Гибиондики йоған ташниң йениға кәлгәндә, уларға Амаса учриди. Йоабниң һәрбий кийиминиң үстидә ғилапта қиличи бар бәлбағи бағлақлиқ еди. У маңғанда қиличи чүшүп қалди.
9 Йоаб Амасаға: «Бурадәрим мениң, аманму сән?»— деди. Шуниң билән у Амасаниң сақилидин тутуп сөймәкчи болди.
10 Амаса болса Йоабниң қолидики қиличқа гумансиз қариди. Йоаб уни Амасаниң қосиғиниң төвән тәрипигә шундақ санчидики, һәтта униң үчәйлири йәргә чүшүп қалди. У қиличини башқа санчимиди, чүнки Амаса өлди. Андин Йоаб һәм униң қериндиши Абишай Бикриниң оғли Шибаниң кәйнигә чүшти.
11 Шу чағда Йоабниң жигитлириниң бири Амасаниң йенида қелип: «Ким Йоабни қоллиса һәм ким Давутниң тәрипидә болса, улар Йоабниң кәйнидин жүрсун!»— деди.
12 Шу арида Амаса қанға милинип, йолниң оттурисида ятатти. Һәрбир адәм йенида өткәндә, униңға қарап тохтатти. Шуңа бу жигит Амасани йолдин етизлиққа сөрәп апирип, униң үстигә кийим ташлап қойди.
13 Уни йолдин еливәткәндин кейин һәммиси Йоабниң йолбашчилиғида Шибани қоғлашқа маңди.
14 Шиба болса барлиқ Исраил қәбилилиридин өтүп, һәтта Абелғичә яки Бәйт-Маахағичә Берим арқилиқ өтти. Улар жиғилип, униң кәйнидин маңди.
15 Йәһудиялиқлар уни Абел яки Бәйт-Маахида қоршавға алди. Улар шәһәрниң алдида дога ясап, қоршав догисиниму турғузди. Йоаб билән болған барлиқ хәлиқ сепилни өрүш үчүн уни урушқа башлиди.
16 Шу вақитта әқиллиқ бир аял шәһәрдин вақирап: «Тиңшаңлара, тиңшаңларчу! Йоабқа ейтиңлара: у йеқинлашсун, мән униң билән сөзлишәттим»,— деди.
17 У сепилға йеқинлашқанда, бу аял: «Сизму Йоаб?»— дәп сориди. У җававән: «Һә, мән»,— деди. У униңға: «Қулуңизниң сөзигә қулақ селиңа!»— дәп илтимас қилди. Йоаб җававән:«Бопту, тиңшай»,— деди.
18 Бу аял: «Авал қедимий замаңдарда: “Абелдин сораш керәк, шуниң билән иш йешилиду”,— дәтти.
19 Биз Исраилниң течлиқпәрвәр һәм садиқ шәһәрлириниң бирси. Демәк, немишкә сиз шәһәрни һәм Исраилниң анисини йоқитишни издәватисиз? Немә үчүн сизгә Йәһваниң мүлкини һалак қилиш лазим?»— дәп сориди.
20 Йоаб җававән: «Һәргиз ундақ әмәс, мән һәргиз һалак қилмаймән һәм вәйранму қилмаймән!
21 Иш ундақ әмәс. Амма Әпрайим теғидин бирси, Бикриниң оғли Шиба қолини Давут падишаға көтәрди. Уни бизгә беривәтсәңлар, пәқәт бир шуни, мән шәһәрдин чекинимән»,— дәп чүшәндүрди. Һелиқи аял: «Униң беши сизгә сепилдин ташлиниду»,— деди.
22 Бу аял өз даналиғи билән хәлқигә мураҗиәт қилди. Шуниң билән Бикриниң оғли Шибаниң бешини чепип, Йоабқа ташлап бәрди. У карнәй чалди, һәммиси шәһәрдин чәтниди. Һәрқайсиси өз чедириға қайтишти, Йоаб болса падишаға Йерусалимға қайтип кәлди.
23 Шундақ қилип, Исраил әскириниң башчиси болуп Йоаб қалди. Йиһояданиң оғли Беная кирәтләр һәм пиләтләрниң үстидин башқурди.
24 Адорам селиқларниң жиғилишини назарәт қилди, Ахилудниң оғли Йиһошафат болса, тарихнамиләрни язди.
25 Шива катип хизмитини атқурди, Садок һәм Абиятар роһанийлар болди.
26 Йаир йезилиридин болған Һирах Давутниң йеқин хизмәтчилиридин еди.