Самуилниң 2-язмиси 22:1—51

22  Давут Йәһваға мәзкүр нахшиниң сөзлирини ейтти. Уни Йәһва барлиқ дүшмәнлириниң һәм Саулниң қолидин қутулдурған еди.  У мундақ деди: «Йәһва – мениң Ғартешим Һәм мениң Қутқузғучим!   Пәрвәрдигар — мән бехәтәр яшайдиған Таш теғим һәм Қалқиним мениң, Мениң қутулушимниң Мүңгүзи! Мениң Қорғиним һәм Панагаһим, Қутқазғучим, һәрдайим мени Рәнҗишләрдин Һимайә Қилғучим!   Ибадәткә йүз һәссә лайиқ Йәһвани чақирип, дүшмәнләрдин Аман қеливатимән.   Чүнки мени өлүм долқунлири Чирмавалди һәм Велиалниң Еқинлири мени қорқатти.   Мени чөрәдәп шеулниң қапқанлири Кишәнлиди вә алдимда вапатимниң Торлири ятатти.   Ушбу тарчилиқта мән Йәһвани Чақирдим һәм Худайимға Авазимни аңлаттим. У Өз сарийидин наләмни Аңлиди һәм мениң пәриядим Униң қулиғиға йәтти.   Шуниң билән йәр-зимин Титрәп кәтти вә тәврәнди, Асманларниң һуллири чайқилип Кәтти, чүнки Униң Ғәзиви қайниған еди!   Униң қәһиридин ис чиқти, Униң еғизидин ялмайдиған Өрт чиқип, Униңдин Көйүватқан учқунлар чечилди! 10  У асман-пәләкни егип, Пәс җайға чүшти. Униң аяқлири астида Зулмәт ятатти. 11  Тәңри хурабинға олтирип, Шамалниң қанатлирида учуп, Намайән болди. 12  У Өзигә зулмәтни йопуқ қилди, Булутларниң су жиғиндисини Өзигә йепинчә қилди. 13  Униң парлишидин алдида Көйүватқан чөғилар янатти. 14  Асманлардин Йәһва гүлдүрлиди Вә Илаһ Өз авазини аңлатти. 15  Оқ-яларни етип, уларни Паракәндиликкә селип, Чақмиғи билән қачтурди. 16  Деңизниң мәнбәлири ечилди, Каинатниң һуллири көрүнди Йәһваниң сүрлүк ғәзивидин вә Униң муқәддәс роһиниң күчидин. 17  Шу пәйттә У жуқуридин Қолини Сунуп, мени елип, Бүйүк сулардин чиқиривалди. 18  Мени қудрәтлик дүшминимдин Қутқузуп, һәтта мәндин улар Күчлүк болсиму, өчләрдин Мени қутулдурди. 19  Улар болса апәт күнүмдә Маңа қарши чиққанлар еди. Лекин Йәһва Өзи Маңа яр-йөләк болди. 20  У мени қәң-таша орунға Чиқарди һәм қойди, сәвәви У маңа илтипат көрсәтти. 21  Йәһва һәққанийлиғим бойичә, Қоллиримниң паклиғи үчүн Мени зор мукапатлиди. 22  Чүнки мән Йәһваниң Йоллирини тутқан едим, Худайимимға қарши чиқип, Рәзилләрдин болмиған едим. 23  Униң барлиқ қанунлири Көз алдимда һәм мән Униң Вәсийәтлиридин чекинмидим. 24  Мән Униңға садиқ болуп, Өзәмни нуқсандин сақлаймән. 25  Йәһва маңа һәқлиғим бойичә, Көзлири алдида паклиғим бойичә Яхшилиқ қилип кәлмәктә. 26  Муқәддәс адимиң билән Сәнму муқәддәс иш тутисән, Вапа кишиң билән Сәнму вападарсән! 27  Таза нийәтлик билән Сәнму таза нийәттә, Амма қув-мәккарға Қарши қәтъий турисән. 28  Тәқипләнгән инсанларни Сән чоқум қутқузисән, Сениң назаритиң астида Гедәйгәнләрни Сән Җәзмән пәсәйтисән. 29  Йәһва — мениң Чириғимсән, Йәһва көзүмни йорутиду. 30  Сәвәви, мән Сениң билән Әскәрләргә етилған мән вә Худайимимниң қудрити билән Сепил-қорғанлардин сәкригән мән. 31  Тәңрим! Униң йоли һәқтур, Йәһваниң сөзи пактур! У Өзигә таянғанлар үчүн Хасийәтлик Қалқандур. 32  Чүнки ким Йәһвадин Башқа Худадур? Ким бизниң Рәббимиздин Башқа Һимайичидур?! 33  Яратқучи — Қорғиним Һәм Күчүм. У маңа Һәқниң тоғра йолини Ечип бәрди. 34  Буғиларниңқидәк путларни Бериду вә егиз җайларға Мени турғузиду. 35  Қоллиримни җәң қилишқа Үгитиду вә булҗуңлирим Оқ-яни тартиватиду. 36  Сән маңа қутқузулушниң Қалқинини бериватисән Вә Сениң мөмүнлигиң Мени йүксәлдүрмәктә. 37  Сән қәдәмлиримни кәңәйтисән, Мениң аяқлирим тәврәнмәйду. 38  Мән дүшмәнлиримни қоғлап, Уларни уҗуқтуриватимән. Уларни пүтүнләй қиривәтмигичә Мән йолумдин қайтмаймән. 39  Уларни қирип, һалак қиливатимән. Улар орнидин туралмай, Айиғимға жиқиливатиду. 40  Сән маңа күч берип, Җәңгә тәйярлаватисән. Маңа қарши чиққанларни Алдимға әкеливатисән. 41  Дүшмәнлиримниң дүмбисини Маңа көрситиватисән. Мәндин нәпрәтләгәнләрни Һалакәткә учритиватимән. 42  Улар у яққа-бу яққа қарап, Қутқузғучини издәйду, Лекин қутулдурғучи йоқ. Йәһваға мураҗиәт қилсиму, У уларға қулақ салмайду. 43  Мән уларни йәрниң тописидәк Вәйран қиливатимән. Кочилардики түкрүкләрдәк Чәйләп, йоқ қиливатимән. 44  Сән мени хәлқимниң асассиз Әйиплиридин қутулдуруп, Ят қәбилиләрниң үстидин Башчи қилип қоюватисән. Мән тонумиған хәлиқ Маңа хизмәт қилмақта. 45  Чәтәлликләр алдимда Хошамәтлик қиливатиду, Мән һәққидә таралған сөзләргә Бенаән итаәтлик қиливатиду. 46  Чәтәлликләр татиришип, Өз қәлъәлиридә титримәктә. 47  Йәһва һәқиқәтән тириктур! Һимайичим бәрикәтликтур! Қутқузулушимниң Ғартеши Улуқлансун вә мәдһийиләнсун! 48  Өчүмни елип беридиған Вә хәлиқләрни маңа Беқиндуридиған Худайим, 49  У мени қаршилашқучилардин Сақлап, маңа қозғилаң Көтәргүчиләрдин күзитидиған, Хапа қилишни яхши көрүдиған Адәмдин қутқузидиған! 50  Мошулар түпәйли Сени, Йәһва, хәлиқләр алдида Махтаймән вә Сениң исмиңға Һәмдусана оқуймән! 51  Сән Өз падишайиңни алаһидә Шәрәп билән тонутисән, Өзәң майлиған вәкилиң Давутқа Һәм униң талланған әвладиға Меһир-шәпқәт көрситисән!»

Изаһәтләр